Америка - японийә - һинидистан 3 довләт бирләшмә деңиз армийә маневери тоғрисида


2007.04.16

Hkg200.jpg
япон, амәрика вә һиндистанниң дәңиз армийә маневери.(AFP PHOTO/JAPAN POOL via JIJI PRESS JAPAN OUT)

Америка - японийә - һинидистандин ибарәт үч дөләтниң бирләшмә деңиз армийә маневәриға қатнишидиған парахотлири бүгүн, 16 - април, дүшәнбә күни, японийиниң деңиз қирғақлиридин тинч окянға қарап йолға чиққан. Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, бу үч дөләтниң һечқайсиси бу һәрбий мәшиқниң хитайға қаритилғанлиқини етирап қилмиған.

Америка,японийә, һинидистандин ибарәт үч дөләтниң деңиз қисимлири бүгүндин башлап тинч окянда һәрбий мәшқ өткүзүшкә башлиди. Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, японийә дөләт мудапиә министирлиқиниң баянатчиси бүгүн,, 16 - април, дүшәнбә күни, америкиниң икки һуҗумчи парахоти, һинидистанниң үч урушчи парахоти вә японийиниң түрт һемайичи парахоти японийиниң деңиз қирғақлиридин тенч окянға қарап йолға чиққан.

Америка - японийә - һинидистан - австралийидин ибарәт төрт дөләт оттурисида күчлүк һәрбий бирлик тикләнмәктә

Хәвәрдә баян қилишичә, бу үч дөләтниң деңиз қисимлири тинч окянда һәрбий мәшиқ өткүзүш арқилиқ мустәһкәм һәрбий бирлик орнитишни мәқсәт қилидикән. Хитай билән мунасивити өзлүксиз һалда җиддий болуп келиватқан японийниң баш министири шинзо абе учур вастилириға, японийини америка, һинидистан вә австралийидин ибарәт 4 дөләт билән күчлүк һәрбий бирлик орнитишқа чақирған. Әмма шинзо абе бу қетимқи һәрбий мәшиқтин хитайниң гуманлинишидин сақлиниш үчүн, бу қетимқи һәрбий мәшиқни вә орнатмақчи болған төрт дөләтниң һәрбий бирликини хитайға қаритилмиған дәп җакарлиған. Узун йиллардин буян хитай билән мунасивити җиддий һаләттә туруп келиватқан һиндистанниң баш миистири манмухан синха әпәндиму, һиндистанниң америка, японийиләр билән йеқин вә ишәнчлик һәрбий алақә тикләшни халайдиғанлиқини җакарлиған.

Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, японийә вашингтонниң әң муһим һәрбий иттипақдеши болуп, америкиниң 7 ‏- деңиз пилотиниң 18 парахоти вә 50 миң әскири японийә територийиси ичидә туриду.

японийә вашингтонниң муһим һәрбий иттипақдеши

Америка,японийә, һинидистандин ибарәт үч дөләтниң деңиз қисимлири һазир тинч окянда учур-алақә, башқуруш, маслишиш, паролларни өз-ара чүшиниш, вә 'сунами' дәп атилидиған дәһшәтлик деңиз чапқунлиридин мудапиәлиниш иқтидарини юқирий көтүрүш үчүн, японийиниң токйо қолтуқидики аралларни бойлап тунҗи қетимлиқ бирләшмә һәрбий мәшиқи елип бармақта. Һазир америка вәяпонийә деңиз қисимлири билән бирликтә мәшиқ елип бериватқан һинидистан йәнә буниңдин кейин хитай, русийә, ветнамлар биләнму биллә һәрбий мәшқ елип беришни пиланлимақта.

Хәвәр архиплириға қариғанда, дуняда битәрәп сиясәт қоллинип келиватқан һиндистан, узундин буян америка, японийиләр билән һәрбий җәһәттә пәрқ сақлап келиватқан иди. Һәтта һинидстан 1998 ‏- йили ядро қорал синиқи елип барғандин кейин, һинидистанниң америка вә японийә билән болған мунасивити йерақлашқан иди.

Бу үч дөләтниң һәрбий мунасивәтлири 2006 ‏- йлидин кейин тез тәрәққи қилмақта

2003 ‏- Йилидин башлап, бу үч дөләт оттурисида өз-ара чүшиниш һасил қилинишқа башлиди. 2004 ‏- Йили 10 ‏- айда америкиниң 'лос анҗилис' намлиқ ядро қувити билән һәрикәтлинидиған су асти парахоти билән һиндистанниң 'деһли' бәлгилиқ 7 су асти һуҗумчи парахоти бирликтә әрәб деңизида һәрбий мәшиқ өткүзди. Шу йили 11 ‏- айда йәнә һинидистанниң момбайда 'деңизда террорчилиққа қарши туруш' мәшиқи өткүзди. 2006 ‏- Йили 2 ‏- айда, һиндистан билән японийә бихәтәрлик сөһбити өткүзгәндин кейин, һинидистан, америка вә японйиләрниң һәрбий алақиси йеңи басқучқа қәдәм қойди.

японийиму шуниңдин кейин өзиниң әтрапидики 1000 деңиз чақирими даирисидин һалқип, молокка араллиридин өтүп 2000 деңиз чақирими йирақлиқтики һинди деңизи, һәтта оттура шәрқләргичә йетип берип, һәрбий паалийәт елип беришқа башлиди. Америка, японийә вә һинидстанниң һәрбий базилири бу үч дөләт ортақ пайдилинидиған базиларға айланди.

Америка авази бүгүн елан қилған обзорда баян қилинишичә, америка-японийә-һинидистандин ибарәт бу үч дөләтниң һазирқидәк һәрбий һәмкарлиқиниң шәкиллинишигә хитайниң һәрбий хамчоти икки ханилиқ сан буйичә көпәйтилгәнлики сәвәбчи болған.

Үч дөләт деңиз қисимлириниң бу қетимқи һәрбий мәшиқи бивастә хитайға қаритилған, -- дәйду һиндистан тәтқиқатчиси

‏-‏-‏- Миниң қаришимчә, ‏-‏-‏- дәп баян қилиду һиндистанниң йеңи деһлидики тинчлиқ вә туқунуш тәтқиқат орниниң тәтқиқатчиси доктор готта әпәнди, ‏-‏-‏- растини ейтқанда, үч дөләт деңиз қисимлириниң бу қетимқи һәрбий мәшиқи бивастә хитайға қаритилған. Бу қетимқи һәрбий мәшиқ арқилиқ һәтта америка,японийә, һинидистан, австралийидин ибарәт төрт дөләт бирликиниң шәкиллиниватқанлиқиму көзимизгә ениқ күрүнүватиду.

Америка-японийә-һинидистандин ибарәт үч дөләт деңиз қисимлири бирликтә һәрбий мәшқ елип беришқа башлиғандин кейин, тәйвәнниң америкида турушлуқ вәкили ву җавше әпәнди һазир һәдәп баш көтүрүватқан хитайға реқабәт елан қилди.

Бу вақитта тәйвәнму хитай билән реқабәтлишидиғанлиқини җакарлиди

Америка авазиниң баян қилишичә, бу қетим америкиға кәлгән тәйвән вәкили бурунқидәк гоминдаңчилардин әмәс. У америкиға кәлгәндә, бурунқидәк бармақ изи алидиған қаттиқ рәсмийәтләр өтәлмәй, худди америкилиқтәк муамилә қилинған. 'Хитай муһаҗирлири' дәп атилидиған кишләр қарши алғили чиқмиған. У айрудромда қилған сөзидә "тәйвәнгә вәкиллик қилимән, әмди тәйвәндики 23 милйон хәлқ хитай билән реқабәтлишиду, дуня сода тәшкилатиға өз нами билән кериду" дегән. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.