"Ач әрваһлар ‏- мав зедоң дәвридики чоң ачарчилиқ" (2)


2006.01.30

Әнглийилик мухбир язғучи җәспер бейкер әпәндиниң 'ач әрваһлар ‏- мавзедоң дәвридики чоң ачарчилиқ' намлиқ китаби 2005 ‏-йили 10 ‏-айда нәшр қилинди. Хитайда әсли вәқәни бешидин көчүргән көп кишини нәқ мәйданда зиярәт қилип хатириләп, рәтләп чиққан җәспер бейкир әпәндиниң бу риял тарихй хатириси голландийидә кишилик һоқуқ мукапатиға еришти. Бу китаб кишиләрниң мавзедоң дәвридә хитайда йүз бәргән ачарчилиқнила әмәс, бәлки пүтүн коммунизм лагерида йүз бәргән чоң ачарчилиқлар һәққидики әс -хатирисини қозғатти.

Мавзедоң дәвридики чоң ачарчилиқ тинч дәврдә йүз бәрди

Әнглийилик мухбир язғучи җәспер бейкер әпәндиниң 'ач әрваһлар ‏- мавзедоң дәвридики чоң ачарчилиқ' намлиқ китабниң иккинчи бабида баян қилинишичә, хитайда тарихта йүз бәргән ачарчилиқларниң һәммиси уруш малиманчилиқи яки район характерлик тәбии апәт җәрянида пәйда болған иди. Әмма мавзедоң дәвридики чоң ачарчилиқ тинч дәврдә, пәқәт җәмийәттә давалғуш болуватқан әһвал астида йүз бәрди. Бу бир хил район характерлик тәбиий апәт әмәс, бәлки мәмликәтниң һәммә булуң-пучқақлирида бирдәк йүз бәргән һадисә. Бейкир әпәнди бу һәқтә хитай һөкүмитидин ениқ санлиқ мәлумат алалмиғанлиқтин, у китабида мулаһизичиләр тәхминән оттуриға қойған санлиқ мәлуматларни баян қилип өткән. Униң ейтишичә, ачарчилиқ еғиррақ йүз бәргән өлкиләр хенән билән әнхуй. Мулаһизичиләр хенән өлкисидә ачлиқтин өлгән адәм санини 2 милйондин8 милйонғичә дәп тәхминлигән. Пәқәт хенәнниң шиняң вилайитидила ачлиқтин өлгән адәм сани бир милйондин артуқ, буни һөкүмәтму етирап қилиду, әмма бәзи мулаһизичиләр 4 милйонға йетиду дәйду. Әнхуй өлкисидә 2 милйондин 8 милйонғичә, пәқәт феңяң наһийисидила 110 миң. Сичуән өлкисидә 7 милйондин 9 милйонғичә. Гуйҗуда бир милйондин артуқ. Шинҗаң билән тибәтниң әһвали бир қәдәр пәвқуладдә, санлиқ мәлуматларни елиш техиму қийин. Мөлчәрлинишичә, тебәттә ачарчилиқта өлгән адәм сани 500 миңдин 800 йүз миңғичә. Шинҗаңда пәқәт бай наһийси дегән бир наһийидила 10 миңдин артуқ уйғур деһқан ачлиқтин өлгән. Хитай буйичә әмгәк билән өзгәртиш лагерлирида болса 50% тин артуқ адәм өлүп болған.

'Озуқлуқ йетишмәслик' дейишкиму рухсәт йоқ

Әнглийилик мухбир язғучи җәспер бейкер әпәндиниң "ач әрваһлар ‏- мавзедоң дәвридики чоң ачарчилиқ' намлиқ китабниң иккинчи бабида баян қилинишичә, хитайда ачарчилиқ йүз бәргәндә дөләт пуқралири гүрүчкә, буғдай яки қонақ униға қоқан, кепәк, мәдәк, қовзақ, юпурмақ, һәрә кепики дегәндәк башқа нәрсиләрни арилаштуруп, һәҗмини чоңайтип йегәндин башқа йәнә қурут-қоңғуз, чекәткә, һәсән шерик, чашқан қатарлиқларниму издәп тепип, тутуп өлтүрүп истимал қилған. Җәспер бейкир әпәнди әйни вақитта шаңхәй хуадуң пидагогика инистетотида оқуватқан болуп, у мәктәп ашханисида көлләрдин сүзүвалған ләш-чаваларни қошуп тамақ тәйярлиғанлиқини көргән. Хунәндә деһқанлар мәһәллидики дәрәхләрниң қовзиқини суюп болған. 1960 ‏-Йили люшавчи хунәнгә барғанда, йәрлик әмәлдарлар ялиңачлинип қалған дәрәхләрни юшуруш үчүн, һәммә дәрәхкә лай сүргүзгән. Ачарчилиқ йүз бәргән шу йилларда , деһқанларниң башқа юрт-мәһәллиләргә бериш әркинлики қаттиқ чәкләнгән. Бәдини ишшип кәтсә, уни 'озуқлуқ йетишмәсликтин болған' дейишму чәкләнгән. Башқа бир җайға тиләмчилик қилғили бериш үчүнму партийиниң тәстиқини елиш керәк. Әмма һәммила җайда деһқанлар йолни тосувалған постларға писән қилмай, җанни сақлап қелиш үчүн сиртқа аққан адәм топини учратқили болиду. Уларниң ичидә бәдини ишшип кәткән адәмләр көп иди, йол -йолда йетип қелип җан үзгән ач әрваһлар учрайтти.

Хитай тарихидики 'адәмхорлуқ'

Әнглийилик мухбир язғучи җәспер бейкер әпәндиниң "ач әрваһлар ‏- мавзедоң дәвридики чоң ачарчилиқ' намлиқ китабниң иккинчи бабида баян қилинишичә, хитайчә қәдимқи китабларда, хән сулалисиниң гавзу падишаси 'балиларни йейиш үчүн елип сетишқа болмайду' дәп ярлиқ чүшүргән хатирә барлиқидин қариғанда, хитайда тарихта адәм йәйдиған бирхил яман адәт болған. Адәмләр бир - бирини йәйдиған һадисә натсист германийисиниң түрмилиридиму көрүлгән. Окраинада ачарчилиқ йүз бәргәндиму болуп өткән. Хитайда болса 'адәмхорлуқ' бирхил яман адәт. Бәзиләр дүшминидин өч елиш үчүн шундақ қилса, бәзиләр тәмини тетип һузурлиниш үчүн яки бәдинидики озуқлуқ маддилирини толуқлаш үчүн шундақ қилидикән. Җәспер бейкиер әпәндиниң коммунистик партийиниң ички һөҗҗәтлиридин нәқил елип баян қилишичә, хенәнниң 900 миң нопуси бар гөши наһийсидила ачарчилиқта йәп кетилгән адәм сани 200 дин артуқ. Феңяң наһийисидики бир хәлқ коммунисидила 63 адәм йәп кетилгән. Шу йилларда балилирини алмаштуруп йәйдиған һадисә сичуән, гәнсу, чиңхәй, тебәт, шинҗаңлардиму йүз бәргән. (Давами бар) (вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.