"Ач әрваһлар ‏- мав зедоң дәвридики чоң ачарчилиқ" (3)


2006.01.31

Әнглийилик мухбир язғучи җәспер бейкер әпәндиниң 'ач әрваһлар - мавзедоң дәвридики чоң ачарчилиқ' намлиқ китаби 2005 ‏-йили 10 ‏-айда нәшр қилинди. Хитайда ачарчилиқ йүз бәргән муһитни бешидин көчүргән көп кишини нәқ мәйданда зиярәт қилип хатириләп, рәтләп чиқилған бу риял тарихй хатирә голландийидә кишилик һоқуқ мукапатиға еришти. Бу китаб кишиләрниң мавзедоң дәвридә хитайда йүз бәргән ачарчилиқнила әмәс, бәлки пүтүн коммунизм лагерида яки коммунистлар билән достлуқ орнатқан җайларда йүз бәргән чоң ачарчилиқлар һәққидики әс -хатирисини қозғимақта.

'Ач әрваһлар' ниң тәсвири

'Ач әрваһлар - мавзедоң дәвридики чоң ачарчилиқ' намлиқ китабниң иккинчи бабида, әнглийилик мухбир язғучи җәспер бейкер әпәнди охшимиған җайда, охшимиған кишиниң сөзләп бәргинигә асасән 'ач әрваһлар' дегәнниң қандақ болидиғанлиқини тәсвирләп баян қилған. Униң ейтишичә, кишиләр ачарчилиққа учриғандин кейин, биринчи қәдәмдә, қосиқи ичигә тартишип, оруқлап, териси непизләп, сөңәклири чоқчийип қалиду. Иккинчи қәдәмдә, пүтүн бәдини ишшийду. Бу аламәтләрни шу дәврни бешидин көчүргән кишиләр әслийәлиши мумкин. Шу йилларда, коммунист һөкүмити бәдини ишшип кәткән адәмләрни ' кесәллик' дәп чүшәндүрүшкә рухсәт қилмайтти, гәрчә бу пүтүнләй озуқлуқ йетишмәсликтин болған кесәллик икәнликини ениқ билсиму. Үчинчи қәдәмдә, бәдини ишшиған кишиләр ниң чирайи тәдриҗи һалда нурсизлиниду, йәни чирайидин адәм сияқи кетиду, көз қаричуқи чоңийип-хунүклишип қалиду, қансиз - мадарсизлинип иңриғидәк һали қалмайду, җан үзгәндин кейин толғинип қалиду.

Хитайдики чоң ачарчилиқни ким лайиһилигән?

Әнглийилик мухбир язғучи җәспер бейкер әпәнди 'ач әрваһлар - мавзедоң дәвридики чоң ачарчилиқ' намлиқ китабиниң үчинчи бабида, мавзедоң дәвридә йүз бәргән бу чоң ачарчилиқниң сәвәблирини вә әйни вақитта хитай һөкүмитиниң мәтбуатлиридики аләмни қаплиған ялғанчилиқниң мәқсәтлирини қезип чиқишқа тиришқан. Униңда баян қилинишичә, мавзедоң хәлқ ичидә ачарчилиқ йүз бәргәнликини ениқ билиду, әмма у өзиниң хаталиқини һәргиз етирап қилмайду. Бәлки ачарчилиқни тәбий апәт, партийә ичидики һоқуқ күриши вә совет иттипақи мутәхәссислирини елип чиқип кетип хитайниң сотсиялистик қурулушини ақситип қойғанлиқтин болди, дәп сәвәб көрсәткән. Әмәлийәттә шу йилларда хитайда һава райи нормал, һечқачан алаһидә бирхил тәбий апәт болуп мәһсулат камлиған әмәс, бәлки шу йилларда хитайдин чәтәлләргә техиму көп ашлиқ експорт қилинип турған. Кишиләрниң ейтип беришичә, шу йилларда йәрлик әмәлдарлар мавзедоңниң ' үч қизил байрақ' дегән сияситини махтап, хошамәтчилик қилип, мәһсулат миқдарини мубалиғә қилип мәлум қилған. Һөкүмәт мәлум қилинған санға асасән деһқанлардин баҗ -селиқни ашуруп алған. Бу җәрянда қолланған васитә, баҗ елишта зорлуқ ишлитиш наһайити қәбиһ болған. Бу чоң ачарчилиқ әмәлийәттә тәбиий апәттин әмәс, адәм апитидин келип чиққан, теги - тәктидин сүрүштүрүп кәлсә, бу чоң ачарчилиқни мавзедоң лайиһилигән. Кейин буниң җавабкарлиқини мавзедоңға 'сәмимий - садақәтлик билдүргән' йәрлик кадирларға артип қоюп, уларни җазалиған. Бир африқилиқ оқуғучи шу вақитта хитайда оттуриға қоюлған бир 'йеңи нәзирийә'ни тонуштуруп 'хитай миллитиниң бәдән қурулмиси дунядики башқа һечқандақ милләткә охшимайдикән, озуқлуқ йетишмисә, бу милләтниң өз бәдинидә тәңшилип , толуқлинип кетиверидикән' дәп сөзлигән.

Деһқанлар мавзедоңға ишинип өлгән

Җәспер бейкер әпәндиниң китабида, хитайда һөкүмәтниң бундақ чоң ачарчилиқни бир тәрәп қилишиға қарита немә үчүн қарши туридиған адәм чиқмиди? дегәндәк бир қатар соалларға қарита чүшәнчә берилгән. Бейкер әпәндиниң баян қилишичә, шу қетимқи ачарчилиқта өлгән кишиләр асасән деһқанлар. Адәттә деһқанлар коммунист партийигә бәк ишинәтти, улар рәис мавзедоң һәқиқий әһвални билгәндин кейин келип бизни қутқузиду, дәп сақлап турған, әмма шунчә көп адәм ачарчилиқта өлүм гирдабиға йәткәндә, уларда қаршилиқ әмәс, һәтта налә қилишқиму мадар қалмиған.

Ач әрваһлар коммунистик партийиниң мәһсулати

'Ач әрваһлар - мавзедоң дәвридики чоң ачарчилиқ' намлиқ китабниң ахирқи сөз дегән бабида баян қилинишичә, җәспер бейкер әпәнди 1998 ‏- йили шималий корийигә барғанда хитайда көргән ачарчилиқ аллиқачан бир тарихқа айланған болсиму, әмма шималий корийидә әмди башлиниватқанлиқини һес қилған. Лекин шималий корийиму хитайға охшаш өзидә ачарчилиқ болғанлиқини һәргиз етирап қилмайду. Уму хитайдәк һәрбий қисимларниң вә мәтбуатларниң ярдими билән бундақ риял әһвални юшуруп туратти. 1932 ‏-33 ‏- Йиллирида совет иттипақида чоң ачарчилиқ йүз бәргән иди. 1959 ‏- Йилидин 61 ‏- йиллириғичә хитайда чоң ачарчилиқ йүз бәрди. Униңдин кейин, 1990 ‏-йилларда йәнә коммунистик партийә рәһбәрлик қиливатқан шималий корийидә чоң ачарчилиқ йүз бәрди. Омумән, коммунист дөләтлиридә һәр 20 нәччә йилда бир қетим чоң ачарчилиқ болуп кәлмәктә. 1970 ‏- Йилларда камбоджидиму дөләт пуқралириниң 3 тин бир қисми өлүп кәтти, бу дөләттиму ачарчилиқ болмиған дегили болмайду. Кейинчә, 'африқичә маркисизм' йолға қоюливатқан епопийә, судан дегән дөләтләрдиму хитай коммунист һөкүмити билән дос болғандин кейин пат -патла ачарчилиқ йүз беридиған болуп қалди. Омумән, коммунистик партийә контрол қиливалғанлики җайда ач әрваһлар ни пәйда қилиду. Коммунистик партийиләр бундақ архипларни хәлқтин юшурмақта. Бәзилирини аллиқачан йоқ қиливәткән. Буниңдин кейинму бу һәқтики ениқ санлиқ мәлуматларға еришиш қийин. Буму бир иҗтимаий мәсилә. Пүтүн дуняда коммунизмға үзүл -кесил хатимә берилмигичә, чоң ачарчилиқ вә уни йошуридиған чоң ялғанчилиқтин хали болуш қийин. (Түгиди) (вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.