Миллий территорийилик аптономийә қануниму яки көчәт тикиш уқтуришиму ?


2006.06.30

Истансимизниң тәклип қилинған обзорчиси сидиқ һаҗи рози әпәнди бир қанчә күндин бери, хитай һөкүмити йолға қойған аптономийә қануни вә униң иҗра қилиниш һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойған иди. Бүгүн у миллий территорйилик аптономийә қануниниң һәқиқи маһийити тоғрисида мулаһизә йүргүзүп, мәзкүр қанунниң 27 ‏- маддиси һәққидә тохталди.

"Миллий территорийилик аптономийә қануни" ниң 27 - маддиси:

Миллий аптономийилик җайларниң аптономийә органлири қанундики бәлгилимләргә асасән, өз тәвәсидики яйлақ вә орманларға игидарлиқ қилиш һоқуқини вә улардин пайдилиниш һоқуқини бәлгиләйду.

Миллий аптономийилик җайларниң аптономийә органлири яйлақ вә орманларни муһапизәт қилиду вә бәрпа қилиду. Көчәт - җирим тикиш вә от - чөп теришқа тәшкилатчилиқ қилиду вә илһам бериду. Һәр қандақ тәшкилат яки шәхсниң яйлақ вә орманларға һәр қандақ васитә билән бузғунчилиқи қилишини мәний қилиду. яйлақ вә орманларда от - чөп вә дәл - дәрәхләрни вәйран қилип терилғу йәр ечишни мәний қилиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.