Хитай "дөләт мудапиә ақ ташлиқ китаби " елан қилди


2004.12.27

Хитай дөләт кабинти дөшәнбә күни елан қилған "хитайниң 2004 - йиллиқ дөләт мудапиә ақ ташлиқ китаби", тәйвән мустәқиллиқи шундақла хитайға келидиған йәр шари характерлик тәһдиткә қарши һәрбий заманивилаштуруш қәдимини тезлитишни тәкитлигән.

Хитай дөләт кабинтиниң 100 бәтлик мудапиә ақ ташлиқ китабида мундақ дәйду: "хәлқара чоң дөләтләр оттурисидики күчләр тәңпуңлиқи өзгириватиду, амма хәлқарада адил вә мәнтиқиғә уйғун шәкилдики сияси вә иқтисади система техи шәкилләнмиди". Униңда йәнә, хәлқарадики чоң дөләтләр күч тәңпуңлиқи өзгириватқан бүгүнки күндә, хитайниң күнтәртипидики әң муһим вәзипиләрниң бири, 2.5 Милйон кишилик хитай һәрбий күчини техиму күчлүк, техиму һәрикәтчан вә илғар техникилар билән қоралландуруш, дәп көрсәткән. Һәрбий қисимларда адәм күчини асас қилишниң орниға техника күчини асас қилишни оттуриға қойған. Тәйвән мәсилиси һәққидә тохтулуп, тәйвән мустәқиллиқи хитайниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнликигә бузғунчилиқ қилидиған, асия - тинч окян райониниң муқимлиқи вә тичлиқидики әң чоң тәһдиткә айланғанлиқини илгири сүргән.

Америка әйибләнгән

Америкини тәйвәнгә қорал - ярақ сетип бериш билән әйиплигән ақ ташлиқ китапта мундақ дәйду: "америкиниң һәрикити тәйвән боғизиниң муқимлиқи үчүн хизмәт қилмайду". Хитай һөкүмити, әгәр тәйвән мустәқиллиқ җакарлиса, һәр қандақ бәдәлгә қаримай қораллиқ һуҗум қозғайдиғанлиқини агаһландурған. Түркийиниң әнқәрә шәһиридики "явро - асия истратегийиси тәтқиқат мәркизи" ниң хитай ишлар мутәхәссиси әркин әкрәм, бейҗиң һөкүмити тәйвәнни қолға кәлтүрүш хитайниң хәлқара чоң дөләт болуш йолидики муһим амил, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Хитайниң америкини шәрқий асияда һәрбий тәсирини кеңәйтиш билән әйиплигән ақ ташлиқ китапта, америка райондики һәрбий иттипақдашлирини қанат астиға елип, башқурулидиған бомба мудапиә системисини тәрәққи қилдуруш қәдимини тезләтмәктә, дәп көрсәткән. Бирақ хитай һөкүмити өзи дуч келиватқан тәһдиткә қарши һәрбий заманивилаштуруш қәдимини тезлитиштин башқа, мәвҗут тәһдитләргә қарши йәнә қандақ конкерт тәдбирләр алидиғанлиқини тилға алмиған.

Бейҗиң һөкүмити йеқинқи йиллардин бери русийә қатарлиқ дөләтләрдин миярдларчә долларлиқ қорал - ярақ сетивалди. Йәнә бир җәһәттә явропа иттипақини хитайға қаритилған қорал - ярақ имбаргосини бикар қилишқа қистимақта. Германийә , франсийә қатарлиқ дөләтләрниң имбаргони бикар қилип, хитай билән қорал - ярақ содиси қилиш тиришчанлиқи, явропа иттипақида кишилик һоқуқ мәсилисидики мәйдани қәти дөләтләрниң қаршилиқиға учриған.

Хитай, японийә вә корийә

Ақ ташлиқ китапта японийиниң чәтәлгә қошун чиқирип , һәрбий паалийәт даирисини кеңәйтиши шундақла башқурулидиған бомба мудапиә системисини тәрәққи қилдуруши, "асия - тинч окян районидики бихәтәрлик вәзийитиниң мурәккәплишиватқанлиқини көрситиду," дәп қариған. Әркин әкрәм японийә мәсилиси һәққидә мундақ дәйду:

Ақ ташлиқ китапта көрситишичә, хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин бери б д т ниң тинчлиқни қоғдаш, террорчилиққа қарши туруш һәрикитигә актип қатнишип, башқа дөләтләрниң тәҗрибисини игиләшкә тиришмақта. Хитай һөкүмити 11 - сентәбир вәқәсидин кейин пакистан , русийә , қирғизистан, қазақистан қатарлиқ дөләтләр билән бирләшмә һәрбий маневир елип барған . Маневирниң икки қетимлиқи уйғур аптоном райониниң ташқорған, или қатарлиқ җайлирида елип берилған болуп, көзәткүчиләр маневирниң мәқсиди уйғурларға һәйвә қилиш, дәп көрсәткән иди.

Хитайниң хамчоти барғансери ашмақта

Ақ ташлиқ китабта, хитай деңиз армийиси, һава армийиси вә башқурулидиған бомба қисимлар қурулушини күчәйтидиғанлиқини илгири сүргән. Хитайниң бу йилқи дөләт мудапиә хам чоти 26 милярд доллар болуп, бу санни 2003 - йилдики дөләт мудапиә хам чотиға селиштурғанда 11 ٪ көп. Бирақ чәтәл ахбарат агентлиқлириниң хәвәр қилишичә, америка дөләт мудапиә министирлиқидики затлар, хитайниң әмәлийәттики дөләт мудапиә хам чоти рәсми хам чотидин 4 һәссә көпликини билдүргән.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқи, хитайниң рәсми мәлуматидики һәрбий хам чоти қорал - ярақ сетилиш, тәтқиқат елип бериш, қорал - ярақларни асраш қатарлиқ нәрсиләргә хәҗләйдиған чиқимни өз ичигә алмайдиғанлиқини билдүрди.

Ақ ташлиқ китабта, бейҗиң һөкүмити қирғинчилик характерлик қораллар мәсилиси һәққидә тохтилип, "хитайниң бу мәсилидики мәйдани қирғинчилиқ характерлик қоралларни раваҗландурушни қоллимаслиқ, кеңәйтмәслик шундақла башқиларниң бу хил қоралларни тәрәққий қилдурушиға ярдәм бәрмәслик," дәп көрсәткән. Бирақ америка хитайниң пакистан , ливийә к шимали корийә , иран қатарлиқ дөләтләрни назук техникилиқ һәрбий қораллар билән тәминлигәнликини әйибләп , бәзи хитай ширкәтлиригә имбарго қойған. Бу мәсилә узун бери хитай - америка мунасивитидики әң җидди мәсилиләрниң бири болуп кәлди.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.