Хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләт районлири тәрәққиятиниң арқида қелишиға көрсәткән сәвәблири


2005.03.01
CHINA-OIL-22.jpg

Хитай хәвәр агентлиқида дүшәнбә бу һәқтә берилгән бир хәвәрдә көрситилишичә, хитай дөләтлик миллий ишлар комитети муавин мудири ву шимин хитай хәвәр агентлиқи мухбириниң, аз санлиқ милләт районлириниң иқтисадий тәрәққиятиниң арқида қелиш сәвәблири һәққидә сориған соалиға җавабән "хитай һөкүмити елан қилған миллий аптономийә мәсилилири һәққидики ақ ташлиқ китабта шәрһиләнгән мәзмунларға асасланғанда, аз санлиқ милләт районларниң иқтисадта арқида қелиш сәвәблирини мундақ үч тәрәптин көрүш мумкин" дәп, үч мәзмунға йиғинчақлиған.

Ақ ташлиқ китаб: аз санлиқ милләтләр райониниң намрат қилиштики сәвәблири

Биринчи сәвәб, аз санлиқ милләт районлириниң җайлашқан җуғрапийилик тәбии шараити асасән тағлиқ, қумлуқ яки чөллүк чәт яқа районлар болғачқа тәбии шараити начар” дәп, көрсәткән.

Иккинчиси сәвәб, "тарихтин буян аз санлиқ милләт районлириниң иқтисади интайин арқида, мәдәнийити төвән болуп кәлгән, һәтта бәзи җайлар һазирға қәдәр иптидаи һаләттә турмақта. Шуңа һазирғичә бу җайларда ихтисаслиқ хадимлар кәмчил, пән техникилиқ кәсипләрниң тәрәққиятиму толиму кәйнидә қелип қалған" дегән.

Үчинчиси сәвәбкә, иқтисади амилни көрситип, хитайда ишикни ечиветиш ислаһати елип берилғандин буян, хитайға нурғун мәбләғ киргүзүлди бирақ бу ғәрбий районни асас қилған аз санлиқ милләт районлириға наһайити аз йетип барди, аз санлиқ милләт районлириниң иқтисади тәрәптин ечиветилиши унчә кәңри болмиғачқа, аз санлиқ милләт районлириға киргүзүлгән чәтәл мәблиғи хитайға киргән омуми чәтәл мғәблиғиниң 5٪тигиму йәтмәйду. Шу сәвәбләрдин аз санлиқ милләт районлириниң иқтисади тәрәққияти кәйнидә қалди" - дәп йәкүнлигән.

Байлиқи мол, хәлқи намрат

Хитай һөкүмити әзәлдин намрат дәп көрситип келиватқан аз санлиқ милләт районлири, болупму ғәрбий район даирисидики уйғур, тибәт, һәмдә ниңша туңган аптонум райони қатарлиқ җайлар хитайниң асаслиқ, йәр асти һәм үсти байлиқ вә ашлиқ, пахта, иқтисадий зираәт базилири болуп кәлмәктә, һалбуки бу җайлар йәнила намрат атилип кәлмәктә.

Хитай һөкүмити йеқинда доклат елан қилип 2000 - йилидин тартип йүргүзүватқан ғәрбни ечиш сияситиниң бәш йилда наһайити зор үнүм бәргәнлики, көп иқтисадий қиммәт яратқанлиқини көрсәткән иди. Әҗәба, ғәрбни ечиш сиясити бу җайларниң иқтисадий тәрәққиятиға түрткә болалмидиму?

Ким мәнпәәт еливатиду?

Уйғур елида елип барған ғәрбни ечиш чоң қурулушлиридин, ғәрбниң газини шәрққә йөткәш, ғәрипниң токини шәрққә йөткәш, нефит вә пахта базиси қурушқа охшаш қурулушлар уйғур елиға қандақ мәнпәәт йәткүзди ? кимгә мәнпәәт йәткүзди? уйғур ели шунчә байлиққа игә туруп, немишқа йәрлик хәлқ бай болалмайду? мана бу соалларға уйғурлар хитай һөкүмитиниң җавабидин пәрқлиқ җаваб бериду.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди, байлиқ макани дегән намға игә уйғур ели хәлқиниң тарихтин буян параван өткәнлики, әмма хитай һөкүмити шәрқи түркистанни шинҗаң уйғур аптонум райони қилип монопол қилғандин кейин, хәлқниң барғанчә намратлишип барлиқ мәнпәәттин хитай һөкүмитиниң һәм хитай күчмәнлириниң пайдилиниватқанлқини, йәрлик уйғур хәлқиниң болса күнсайин намратлиқта қеливатқанлиқини билдүрди.

Ричиң җаши: бай болғанлар йәнила хитайлар

Уйғур елидин башқа тибәт райониму хитай бойичә омумийүзлик намрат район һесаблиниду. Әмма хитай һөкүмити охшашла тибәт райони иқтисадиниң гәрчә хитай өлкилиригә селиштурғанда көп арқида қалған болсиму азатлиқтин кейин барғанчә яхшилиниватқанлиқини қәйт қилған.

Америкидики хәлқара тибәт һәрикити тәшкилатидин ричиң җаши хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләт районлириниң иқтисадиниң немә үчүн кәйнидә қалғанлиқи һәққидики баянлириға тибәт хәлқиниң қайил болмайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди:

"Хитай һөкүмити тибәт районини тәрәққий қилдуриватимиз дәп, пәқәт аз сандики чоң шәһәрләрни тәшвиқат үчүн көрситиштә тәрәққий қилдуриватқан болсиму, асаслиқ тибәт хәлқи йәнила йирақ тағлиқ районларда намратлиқта яшимақта. Тибәттә бай болғанларниң һәммиси көчмән хитайлар яки болмиса, хитай кадирлар. Улар һечқанчан тибәт хәлқигә вәкиллик қилалмайду, хитай һөкүмитиниң тибәт райониға йүзгүзиватқан иқтисади сиясити йәнила өзи үчүн пайдилиқ болмақта".(Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.