Хитайниң һәрбий ақ ташлиқ китаби тоғрисида мулаһизиләр


2005.09.02
CHINA-RUSSIA-MILITARY-200.jpg
22-Авғуст күни хитай азадлиқ армийиси қиңдавда русийә билән һәрбий маневир өткүзмәктә. AFP

Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни " хитайниң һәрбий һазирлиқларни контрол қилиш, һәрбийләрни қисқартиш вә қирғинчилиқ характерлик қоралларниң тарқилишиниң алдини елиш тиришчанлиқи" дегән ақ ташлиқ китабни елан қилди.

Анализчиларниң қаришичә, хитай дөләт рәиси ху җинтав америкини зиярәт қилишниң һарписида, хитайниң ақ ташлиқ китаб елан қилип, өзиниң һәрбий һазирлиқларни контрол қилиш мәйданини чүшәндүрүши бир тәрәптин бейҗиңниң тәйвән мәсилисидики мәйданини қайта тәкитләш болса, йәнә бир тәрәптин хитайниң һәрбий һазирлиқлири һәққидә хәлқарани техиму конкрет учурлар билән тәминләп, " хитай тәһдиди" қаришини йоқитиш икән.

Мәқсиди: хитай тәһдиди қаришини йоқитиш

Хоңкоң чиңши университетиниң сиясәт профессори җиң йүшо хитайниң елан қилған бу ақ ташлиқ китабида көп йеңилиқ йоқлиқини билдүрди. У мундақ деди:

"Хитайниң бу ақ ташлиқ китабни елан қилишидики асаслиқ мәқсиди интайин ениқ. Америка җәмийитигә хитайниң бир тәһдит әмәсликини тәшвиқ қилиш. Йәнә бир тәрәптин, америка дөләт мудапиә министирлиқи һәр йили чиқарған хитайниң һәрбий һазирлиқлири доклатиға васитилиқ һалда җаваб қайтуруш."

Униң ейтишичә, хәлқара җәмийәт хитайниң, һәрбий һазирлиқлири тәрәққияти һәққидики учурларни ашкарилимайдиғанлиқини узундин буян тәнқид қилип кәлгән. Бу ақ ташлиқ китабниң елан қилиниши хитайниң әмәлий һәрикәт билән дөләт мудапиәсигә аит учурларни интайин мәхпий тутидиған әнәнисини бузуши болуп, бу бир илгириләш һесаблинидикән. Әмма хитайниң һәрбий һазирлиқларни контрол қилиш ақ ташлиқ китабида асаслиқи нәзәрийә вә көз- қарашлар йезилған. Униңда һәрбий хираҗәт, әмәлий һәрбий күчи, қораллириниң типи вә қораллириниң орунлаштурулиши һәққидики конкрет учурлар йәнила интайин кәмчил икән.

Ақ ташлиқ китаб хитай тәһдиди қаришини йоқиталмайду

Бу ақ ташлиқ китабта, хитайниң һәрбий хираҗити һәққидики конкрет учурлар йәнила елан қилинмиған. Буниңдин сирт, хитайниң қандақ тәдбирләрни қоллинип, қирғинчилиқ характерлик қоралларниң екиспортини контрол қилишни күчәйтидиғанлиқи һәққидики учурларму ениқ көрситилмигән.

Хитай дөләт кабенти пәйшәнбә күни елан қилған ақ ташлиқ китабида, һәрбий һазирлиқларни контрол қилиш, һәрбийләрни қисқартиш вә қирғинчилик характерлик қоралларниң тарқилишини чәкләш қатарлиқ саһәләрдә, хитайниң зор тиришчанлиқ көрситип, тинч вә бихәтәр хәлқаралиқ муһит яритиш үчүн һәссә қошидиғанлиқини билдүргән иди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң һәрбий һазирлиқларни контрол қилиш идарисиниң башлиқи җаң йән, хитайниң һәр қандақ вақит вә һәр қандақ әһвалда ядро қоралларни алди билән ишләтмәйдиғанлиқини көрсәткән һәмдә хәлқаралиқ қирғинчилиқ характерлик қоралларни чәкләш ишлириға актип қатнишидиғанлиқини тәкитлигән.

Әмма тәйвән сиясәт тәтқиқат кеңишиниң иҗраийә рәиси профессор яң нйәнзу бу ақ ташлиқ китаб арқилиқ, башқа дөләтләрниң хитай һәққидики гуманлирини йоқитиш имканийитиниң йоқлиғини билдүрди. У мундақв деди:

"Хитай илгириму көп қетим өзини һәрбий җәһәттин кеңәймичилик қилмайдиған дөләт дәп тәшвиқ қилип кәлди һәмдә һәрбийләрни қисқартти. Бирақ, башқа дөләтләр хитайдин йәнила гуманлинип кәлди. Бу ақ ташлиқ китабта әмәлийәттә, башқа дөләтләрни хитайниң һәрбий тәһдит әмәсликигә ишәндүрәләйдиған мәзмун йоқ. Пәқәтла илгирики мәйданлирини қайта тәкитлигән. Шуңа дөләтләрниң әндишилири буниң билән йоқимайду."

Униң ейтишичә, тәйвән үчүн ейтқанда, әгәр хитай тәйвәнгә қорал күчи ишлитиштин ваз кәчмәйдикән, тәйвән йәнила хитайни өзигә дүшмәнлик ғәризи бар дәп қарайдикән.

Конкрет учурлар йәнила кәмчил

Америкиниң пайтәхти вашингтондики сиясәт тәтқиқат орни " хәлқара истратегийә тәтқиқат мәркизи" ниң хитай ишлири мутәхәссиси бәйтис гилниң қаришичә, бу ақ ташлиқ китабта хитай қирғинчилиқ характерлик қоралларниң кеңийишини чәкләш мәсилисидики мәйданини қайта тәкитлигән болуп, бу бир иҗабий тәрәп икән.

Бирақ униң тәкитлишичә, хитайниң һәрбий расхотини йәнила хитай һөкүмитиниң малийә чиқими вә дөләт омумий ишләпчиқириш қиммитидә игилигән нисбити нуқтисидин тилға елип, конкрет санини ашкарилимиған. У мундақ дәйду:

"Бу ақ ташлиқ китабта, хитайниң һәрбий хираҗити һәққидики конкрет учурлар йәнила елан қилинмиған. Буниңдин сирт, хитайниң қандақ тәдбирләрни қоллинип, қирғинчилиқ характерлик қоралларниң екиспортини контрол қилишни күчәйтидиғанлиқи һәққидики учурларму ениқ көрситилмигән".

Бу йил иккинчи дуня уруши ахирлашқанлиқиниң 60 йиллиқи, шундақла б д т қурулғанлиқиниңму 60 йиллиқ хатириси. Һалбуки хитай дөләт рәиси ху җинтавму пат арида америкиға қилидиған зияритидә, б д т қурулғанлиқиниң тәбрик паалийәтлиригә қатнишиду. Мулаһизичиләрниң билдүрүшичә, бейҗиңниң дәл буниң һарписида һәрбий һазирлиқларни контрол қилиш, һәрбийләрни қисқартиш вә қирғинчилик характерлик қоралларниң тарқилишини чәкләш тиришчанлиқи һәққидики ақ ташлиқ китабни елан қилишиниң, дипломатийидә бәлгилик әһмийити бар икән.

Бәйтис гилниң қаришичә, хитай бу ақ ташлиқ китабни америкинила әмәс, бәлки пүтүн хәлқара җәмийәтни көздә тутуп чиқарған болуп, болупму хошна дөләтләргә өзиниң йеңи хәвипсизлик ташқи сияситини намайән қилишни мәқсәт қилидикән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.