Хитай армийиси һәққидики көз қарашлар


2004.08.17
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Нөвәттә, хитай азадлиқ армийисиниң заманивилишиши, һәрбий техникиси вә һәрбий сүпити мәсилиси һәрбий ишлар мутәхәссисләрниң диққәт етибариға еришмәктә.

Хитай һөкүмитиниң йеқинқи йиллардин буян буян дөләт мудапиә хамчотини үзлүксиз түрдә ашуруш билән хитай азадлиқ армийисиниң деңиз, қуруқлуқ вә һава қисимлирини һәр тәрәптин заманивилаштуруп, дунядики қудрәтлик қораллиқ күчләрниң бири қилиш билән буни өзиниң хәлқаралиқ сиясий тәсирини ашуруштики муһим васитиләрниң биригә айландурмақчи болуватқанлиқи хәлқара җәмийәтниң диққәт нәзиридин орун алған иди.

Мәлуматларға қариғанда хитай өз дөләт ичигә вә тешиға нисбәтән азадлиқ армийиниң җәңгиварлиқиниң юқири икәнликини тәшвиқ қилишқиму алаһидә көңүл бөлгән. Лекин, чәтәл мәтбуатлири вә хитай демократик пикир еқимиға мәнсуп гуруһларниң мәтбуатлирида хитай азадлиқ армийисиниң унчивала җәңгивар әмәслики һәмдә һәр җәһәттин арқида қалған бир қошун икәнлики һәққидики түрлүк тәнқидий мақалилар дәлил-испатлар асасида мәйданға чиқмақта.

Хитай тилидики һәрбий ишларға аит интернет сәһипилиридин биридә елан қилинған "җуңго армийиси һәр җәһәттин қалақ бир армийә" намлиқ мақалә буниң бир мисали болса керәк?! мәзкур мақалидә хитай армийисиниң бир қанчә җәһәтләрдики қалақлиқи көрситилгән.

Аптор биринчи қилип, хитай азадлиқ армийисиниң нәзәрийә җәһәттин қалақлиқини көрситиду. Униң қаришичә; азадлиқ армийәниң һәрбий истратегийилик нәзәрийиси асаслиқи америкиға қаритилған болуп, хитай юқири һәрбий техника билән уруш қилиш нәзәрийиси җәһәттә наһайити аҗиз һесаблинидикән. Хитай гәрчә совет иттипақиниң һәрбий нәзәрийлирини өгәнгән болсиму, лекин у йәнила әнәниви һәрбий тактика вә нәзәрийә билән чәклинип қалған.

Мақалидә көрситилишичә, җуңго армийисиниң түзүлмисиму қалақ болуп, җуңго армийиси совет иттипақиниң усули бойичә полк, чоң әтрәт, оттура әтрәт шәклидики 6 дәриҗигә айрилған, бу асаслиқи қуруқлуқ армийиниң түзүлмисигә қаритилған. Бу хил түзүлминиң җанлиқлиқ дәриҗиси төвән болуп һесаблиниду. Хитай һава армийисиниң түзүлмисиму охшаш болуп, бу түзүлмә һазирқи заман һава урушлириға мувапиқ кәлмәйду. Мақалә аптори азадлиқ армийини түзүлмә ислаһати җәһәттә америкидин үлгә елишқа дәвәт қилиду.

Мақалидә азадлиқ армийиниң йәнә бир кәмчилики сүпитидә башқуруш системиси тилға елинған болуп, буниңда хитай армийисиниң башқуруш, кадирлар вә арқа сәп ишлириниң арқида қалғанлиқи шәрһлиниду. Мақалә аптори мисал сүпитидә азадлиқ армийидә әскәрләрниң өстүрүлүши вә башқа тәңшәшләрниң пәқәт мунасивәт арқилиқ әмәлгә ашидиғанлиқи, мунасивәтниң йәнила муһим орунни игиләйдиғанлиқи, талантлиқ адәмләрни ишлитишқа әтивар берилмәйдиғанлиқини көрситиду. Апторниң қаришичә, арқа сәп ишлири изчил түрдә қалақ һаләттә қалған.

Хитай тилидики һәрбий ишларға аит интернет сәһипилиридин биридә елан қилинған "җуңго армийиси һәр җәһәттин қалақ бир армийә"намлиқ мәзкур мақалидә йәнә хитай азадлиқ армийисиниң әскирий сәвийә қурулмиси җәһәттинму аҗиз икәнлики шәрһиләнгән. Апторниң қаришичә; җуңго армийисиниң офитсерлири гәрчә һәрбий институтларда тәрбийиләнгән болсиму, лекин, улар өлчәмгә лайиқ әмәс, пәқәт аддий дәрсләрни оқуш биләнла чәкләнгән болуп, офитсер тәрбийиләш ислаһ қилинмиған. Әскәрләрниң қәһриманлиқ, өлүмдин қорқмаслиқ роһи аҗизлап кәткән вә уларни илғар һәрбий техника билән тонушуш һәм кәсиплишиш җәһәтләрдин ғериб дөләтлири билән селиштурғили болмайду. Апторниң оттуриға қоюшичә; йәнә қалақлиқ, қопаллиқ, билимсизлик вә аддийлиқ қатарлиқ тәрәпләрму әнә шу сүпити төвән офитсерлар тәрипидин кәлтүрүп чиқирилған болуши мумкин.

Бу мақалидә йәнә азадлиқ армийиниң әң чоң кәмчиликлиридин бириниң һәрбий әслиһә җәһәттики қалақлиқи көрситилгән болуп, бу қуруқлуқ қисимлириниң әслиһәлиридила әмәс, бәлки һава армийисидиму ипадилинидикән.

Мақалидә оттуриға қоюлишичә, хитай һава армийисиниң айропиланлириниң сүпәт өлчәмлиригә йәтмигәнлики вә хитайниң авиаматкисиниң болмиғанлиқи шуниңдәк учур, алақә вә контрол қилиш әслиһәлириниң яхши әмәсликиму муһим бир мәсилә болуп һесаблинидикән.

Апторниң тәкитлишичә, хитай һава армийисиниң худди парис қолтуқи урушидикигә охшаш бир қетимда нәччә миң айропиланларни ишқа салалиши риаллиқтин йирақтур.

Хитай армийисиниң һәрбий қорал-ярақлириниң қалақлиқи мәсилиси илгириму оттуриға қоюлған болуп, бу көпинчә һиндистан, росийә, японийә қатарлиқ әлләр билән селиштурулған иди. Һава армийиси, башқурулидиған бомба, деңиз армийиси җәһәтләрдә хитай русийә, һиндистан қатарлиқ мәмликәтләрдин көп арқида болуп, у илғар күрәшчи айропилан вә парахотларни һәм башқа илғар қоралларни өзи ясашқа әмәс бәлки, русийидин сетивелишқа таянмақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.