Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (1)


2004.12.01

"Тоққуз баһа"ға кириш сөз

Америкида хитайчә һәм әнглизчә нәшр қилинидиған "улуғ ера гезити" ниң "хитай коммунист партийисигә баһа" намлиқ тоққуз парчә баш мақалиси 11 - айниң 19 - күнидин башлап елан қилинишқа башлиди.

Бу "тоққуз баһа" үчүн йезилған кириш сөздә мундақ дәп баян қилиниду: сабиқ совет иттипақи вә шәрқи явропадики һәр қайси коммунист һакимийәтлири гумран болғандин кейин "коммунизм" дегән нәрсә пүтүн дуня миқясида әхләт дөвисигә ташланди. "Хитай коммунист партийиси" дегән дунядики бу әң ахирқи әхләтниңму тазилап чиқирилип көмүп ташлинидиған вақти йетип кәлди.

Тарихқа қарайдиған болсақ, -- дәп баян қилиниду "тоққуз баһа"ниң кириш сөзидә, ---- хитай коммунист партийиси һөкүмранлиқ қилған бу бир қисқиғинә дәвр хитай тарихидики әң қараңғу - зулмәтлик бир тарихий дәвр болди. ялғанчилиқ, алдамчилиқ, тәһдит вә қирғинчилиққа толған бир дәвр болди. Бу дәврдә, коммунист партийә пәйда болғанлики җайда ялғанчилиқ, малиманчилиқ, уруш, тәһдит, ачарчилиқ, мустәбитлик, қирғинчилиқ давамлишип кәлди. Җәмийәттики әнәниви әхлақ - әқидә өлчәмлири бузулди. Адәм билән адәм оттурисидики мунасивәт меһри - муһәббәт мунасивити әмәс, бәлки синипи күрәш дәп аталған өз - ара өчмәнлик вә нәпрәт мунасивити болди. Коммунист партийиниң "каинатқа қарши күрәшкә атлиниш, йәр- земингә қарши күрәшкә атлиниш, адәмләргә қарши күрәшкә атлиниш" дегән алҗиған шуариниң нәтиҗисидә, адәмләр яшаш үчүн таянмиса болмайдиған икологийилик тәңпуңлуқ бузулуп хәлққә бала- апәт кәлди. Хитайда йүз бәргән мушундақ җинайи қилмишларниң һәммисини хитай коммунист партийиси бивастә пиланлап пәйда қилди.

"Тоққуз баһа" ниң кириш сөзидә йәнә мундақ дәп давамлиқ баян қилиниду, -- шуниму иқрар қилиш керәкки, хитай коммунист партийиси мушундақ җинайи қилмишларни өткүзүштә тамамән биздики қорқунҗақлиқтин пайдиланди. Буни өзимиз үстимизгә елишмиз керәк. Қурулғили аран бир нәччә он йил болған бу хитай коммунист партийиси һазир пути гөргә саңгилиғанда, өзини нәччә миң йиллиқ хитай мәдәнийитигә мәһкәм четивелип, шу арқилиқ давамлиқ мәвҗут болуп турушқа уруниватиду. Бу, униң йәнә бир алдамчилиқи. Ваһаләнки, һазир фалунгоң хитай коммунист партийисиниң җан тумуриға хәнҗәр урди. Әмди биз коммунист партийисиз бир җәмийәтни күтүвелишқа йүзләнмәктимиз.

Хитай коммунист партийисниң қирғинчилиқ қилиш тарихи(1)

"Тоққуз баһа" ниң "хитай коммунист партийисниң қирғинчилиқ қилиш тарихи" дегән қисмида мундақ дәп баян қилиниду:

-- Хитай коммунист партийиси һакимийәт қурғандин буян өлтүргән бигуна адәм сани 50 милюндин ешип кәтти. Һаятидин мәһрум болған шу бигуна адәмләрниң йүриги зидә болған уруғ -туғқанлири, улар өлтүрүлгүчиниң бигуна икәнликини яхши билгини үчүн "хитай коммунист партийиси зади немә үчүн бундақ наһәқ адәм өлтүриду" дегән суалға җаваб издәшкә башлиған иди. Йеқинда коммунист партийә сичуәнниң хәнюән йезисида, һөкүмәт елип барған қурулушни деһқанлар бу хәлқниң яшаш муһитини бузидиған қурулуш дәп қарап наразилиқ билдүргәнлики үчүн йәнә оқ чиқирип деһқанларни қирғанда, хәлқ йәнә "хитай коммунист партийисини хәлққә милтиқ билән муамилә қилмай, гәп - сөз билән муамилә қилидиған қилғили боламду" дегән мәсилә үстидә ойлинишқа башлиди. Шуни билишимиз керәкки, коммунист партийә топулаңға, булаңчилиққа, милтиққа тайинип қурулған иди, йәнә шуниңға тайинип мәвҗут болуп кәлмәктә. Мав зедоң "җаһанни малиман қилип андин түзәш керәк, 7 - 8 йилда бир қетим шундақ қилип туруш керәк" дегән иди.

Мавзедоң мана шундақ 7 - 8 йилда бир қетим малиманчилиқ пәйда қилип, малиманчилиқни бана қилип қирғинчилиқ йүргүзүш арқилиқ коммунист партийниң мәвҗутлиқини сақлап кәлгән. Униңдин кейинки рәһбәрләрму шундақ қилип келиваитду. Демәк қирғинчилиқ қилиш хитай коммунист партийиси өзиниң сияситини иҗра қилишниң бирдин вастиси болуп кәлди.

Хитай коммунист партийси қирғинчилиқ билән мәвҗут болуп турмақта

"Улуғ ера гезити"дә елан қилиниватқан "хитай коммунист партийисигә баһа"дегән тоққуз парчә баш мақалиниң "хитай коммунист партийисниң қирғинчилиқ қилиш тарихи" дегән қисмида мундақ дәп баян қилиниду: хитай коммунист партийиси һакимийәт қурғандин буян өлтүрүлгән бигунаһ адәм сани 50 милйондин ашиду. Һәммимизгә мәлумки, хитай коммунист партийси қирғинчилиқ билән мәвҗут болуп турмақта. Мәсилән, хитай коммунист партийиси һакимийәт қурғандин кейинла өзиниң йәр - земингә вә мал - мүлүккә игидарчилиқ қилиш мәсилисини һәл қилиш үчүн, алди билән йезиларда йәр игилирини қирса, шәһәрләрдә буржуазиларни қирған иди. Униңдин кейин, үстқурулма җәһәттә коммунист партийиниң дөләткә рәһбәрлик қилиш һоқуқини һәл қилиш үчүн партийигә қарши гуруһларни бастуруш, оңчиларға қарши туруш, әксийәтчи дини тәшкилатларни пачақлаш, зиялийларни өзгәртиш дегән һәрикәтләрни қозғиди.

Коммунист партийә өзиниң мәдәнийәт вә сияси җәһәттики мутләқ рәһбәрлик һоқуқини һәл қилиш үчүн "мәдәнийәт инқилаби" дегән һәрикәтни қозғап хәлқни бир- биригә урушқа селип өлтүрүшни йолға қойди. Коммунист партийә өзини сияси кризистин қутулдуруш үчүн тиәнәнмен мәйданида демократийини тәләп қилған хәлқни қораллиқ бастурди. Коммунист партийә җәмийәттә өзиниң коммунизм идеологийисини сақлап қелиш үчүн әнәниви мәдәнийәтни давамлаштуридиған фалунгоңни бастурди.

Дуняда коммунизм гумран болуп, компартийә һөкүмранлиқ қилидиған дөләтләр парчилинип, изилгән милләтләр мустәқиллиққа еришишкә башлиғандин кейин , хитай коммунист партийиси хәлққә қарита қаттиқ бастурушни йолға қуюш арқилиқ өзини сақлап қелишқа вә езилгән милләтләрниң әркинлик - мустәқиллиққа еришишини тосушқа башлиди.

Пәқәт инсан қелипидин чиққан кишила хитай коммунист партийисигә әза болуп туралайду

"Хитай коммунист партийисигә баһа" дегән тоққуз парчә баш мақалиниң "хитай коммунист партийисниң қирғинчилиқ қилиш тарихи" дегән қисмида баян қилинишичә, хәлққә қирғинчилиқ қилиш хитай коммунист партийисиниң өзиниң һөкүмранлиқини сақлайдиған бирдин- бир усули. Қирғинчилиқ қилғансири, у қанлиқ қиличини ташлиялмайду.

Һәммимизгә мәлумки, хитайда 1949 - йилидин кейин сияси җәһәттә зәрбигә учриған адәм пүтүн мәмликәттики нопус саниниң йеримидин көпрақини тәшкил қилиду. Хитайда ғәйри нормал һалда өлүп кәткән адәм сани 5 0 милйондин 80 милйонғичә болуп, пәқәт мушула һәтта 2 - дуня урушида пүтүн дуняда өлгән адәм санидинму көп. Хитай коммунист партийиси дунядики башқа коммунист партийиләргә охшаш хәлққә қарита қирғинчилиқ қилипла қалмай, бәлки өз ичидики аз - тола инсанпәрвәрлик һессияти бар кишиләргиму қирғинчилиқ қилиду. Пәқәт инсан қелипидин чиққан кишиләрла хитай коммунист партийисигә әза болуп туралайду.

Хитай коммунист партийиси өзиниң образини йеңилап адәм алдайду

"Хитай коммунист партийисигә баһа" дегән тоққуз парчә баш мақалиниң "хитай коммунист партийисиниң қирғинчилиқ қилиш тарихи" дегән қисмида баян қилинишичә, хитай коммунист партийиси пат - пат өзиниң образини йеңилап, партийиниң хәлқниң көңлидики террорлуқ, вәһшийлик образини йоқ қилишқа тиришиду.

Мәсилән, хәлқ хиянәтчиликкә қарши турса, хитай коммунист партийиси өзи хиянәтчиликкә қарши туридиған партийә болувалиду. Өзиниң ички қисмидики ятларни җазалап қуюп, әң чоң хиянәтчиләр өзини қоғдайду. Әмәлийәттә, хитай коммунист партийиси һечқачан өзгәргән әмәс. Һәр қандақ бир нормал җәмийәттә адәм билән адәм оттурисида бир - биригә көйүнидиған, бир - бирини сөйидиған мәдәнийәт мунасивити мәвҗут.

Хитайда қәдимки замандиму "өзәң рава көрмигәнни башқиларға тәңлимә" дәйдиған әдәп - қаидә бар иди, әмма хитай коммунист партийиси хәлққә пүтүнләй хәлқ өзи халимайдиған коммунизм дегән нәрсини таңди, қорал күчи арқилиқ мәҗбурий таңди. Коммунист партийә өзиниң "көрәш" пәлисәписи арқилиқ хәлқ ичидә муһәббәтни йоқ қилип, нәпрәт вә өчмәнликни пәйда қилип турди. Хәлқни партийә өзи қирипла қалмай, бәлки хәлқни һәм бир - биригә урушқа селип өз - ара қирғинчилиқ қилғузди. Биз буни мәдәнийәт инқилаби дегән һәркиттә көрдуқ, һазирму көрүп туриватимиз.

Хитай коммунист партийиси йезиларда "йәр ислаһати" дәп елип барған қирғинчилиқ

"Хитай коммунист партийисигә баһа" дегән тоққуз парчә баш мақалиниң "хитай коммунист партийисниң қирғинчилиқ қилиш тарихи" дегән қисмида баян қилинишичә, хитайда йәр ислаһатини адәм өлтүрмәйму қилғили болатти. Мәсилән, тәйвәндә бундақ мәсилә йәр- земинни сетивелиш усули билән һәл қилинған иди. Әмма хитай коммунист партийиси өзи әслидила булаңчи, бандитлардин келип чиққачқа, у қанхорлоқтин ваз кәчмиди.

Чоң қурғлуқтики йәр ислаһати, әмәлийәттә, хитай коммунист партийисиниң йезиларда елип барған қирғинчилиқ һәрикити болди. Партийә мәркизи комитети 1951 - йили 2 - айда "әксийәтчиләрни өлтүрүш аз болған районларда техиму көп адәм тутуш керәк, йезиларда өлтүрилидиған адәм нисбити миңдә бирдин көпрақ болуш, шәһәрләрдә миңдә бирдин азрақ болуш керәк" дәп йолюруқ чүшүргән. Бәзи җайларда һәтта "иғва тарқатқанларниму дәрһал өлтүрүш керәк" дегән мадда бәлгиләнгән.

Хитай коммунист патийисиниң әйни вақиттики 3 - номурлуқ әрбаби тавҗу әпәнди "һәр бир мәһәллидә өлүм җазаси берилидиған адәм болуш керәк, һәр бир аилидинму көрәш қилинидиған адәм болуш керәк" дәп вәзипә бәлгилигән. Хитай коммунист партийси "миңдә бир" дегән нисбәтни немигә асасән бәлгилигәнлики бизгә намәлум, әмма, әмәлийәт шундақ болдики, хитай коммунист партийиси йезилардики йәр- земин игилирини "зомигәр" дәп атап, уларни "миңдә бир" дегән нисбәткә тоғрилап өлтүрди. Бу арқилиқ қалған кишиләрни қорқутуп - йүригини муҗуп идарә қилмақчи болди.

Адәм өлтүрүш үчүн җинайи нам тоқуп чиқти

"Хитай коммунист партийисигә баһа" дегән тоққуз парчә баш мақалиниң "хитай коммунист партийисниң қирғинчилиқ қилиш тарихи" дегән қисмида баян қилинишичә, хитай коммунист патийисиниң йәр ислаһати җәрянида адәм өлтүрүш үчүн қолланған усули --- мәлум бирикишини күрәш қилиш үчүн партийә өзи "актиплар" дәп талливалған кишиләр униңға җинайи нам тоқуп чиқиш, шу асаста күрәш йиғинлирини ечиш, күрәшкә елинғучи шу ойдуруп чиқилған пакитларға иқрар қилмиса, актиплар "өлтүрүш керәк" дәп вақираш, бу авазға асасән партийиниң йиғин башқурған қораллиқ йәр ислаһат кадирлири дәрһал қарар чиқирип нәқ мәйдандила етип ташлаштин ибарәт болған. Хитай коммунист партийиси елан қилған материялға асасланғанда, 1952 - йилиниң ахириға қәдәр "әксийәтчи" дегән нам билән өлтүрүлгән адәм сани 2 милйон 400 миң. Бу җәрянда наһийә дәриҗиликтин җаҗаңларғичә болған гоминдаң хадимлиридин өлтүрүлгән адәм сани 5 милйондин артуқ. Бу икки санни қошқанда, хитай коммунист партийиси йәр ислаһатида өлтүргән адәм сани 10 милйонға йетиду.

Партийә ячикилири йезиларни игәлләп болғанда йәр ислаһати ахирлашти

"Хитай коммунист партийисигә баһа" дегән тоққуз парчә баш мақалиниң "хитай коммунист партийисниң қирғинчилиқ қилиш тарихи" дегән қисмида баян қилинишичә, йәр ислаһатидин бурун, йезилар дини тәшкилатлар асасида өзини өзи идарә қилатти, йеза ақсақаллири асасән байлар яки дини йетәкчиләрдин тәркип тапқан иди. Хитай коммунист партийси йәр ислаһатида уларни өлтүрүп түгәткәндин кейин, йезиларни пүтүнләй хитай коммунист партийисини ячекилири егәллиди. Партийиниң йеза кадирлири өлтүрүлгән байларниң хутун - қизлирини егәлләш арқилиқ уларниң мүлкигиму иришти. Хитай коммуист партийси йезилардики йәр егилирини, дини рәһбәрләрни етип өлтүргәндин йеза хәлқини вәһимигә селип қоюп башқурушқа башлиди.

Хитай коммунист партийиси шәһәрләрдә елип барған қирғинчилиқ

"Хитай коммунист партийисигә баһа" дегән тоққуз парчә баш мақалиниң "хитай коммунист партийисниң қирғинчилиқ қилиш тарихи" дегән қисмида баян қилинишичә, булаңчилиқ, бандитлиқтин келип чиққан хитай коммунист партийиси һакимийәт қурғандин кейинла, униң ички қисмида "хиянәтчилик парихорлуқ әвҗ алған иди. Бу чағда, 1951 - йили 12 - айда, мәркизи комитити "хиянәтчиликкә, исрапхорлуққа, биугратлиққа қарши туруш" дәп аталған " 3кә қарши туруш" һәрикитини вә пархорлуққа, баҗ оғурлашқа, дөләт мүлкини оғурлашқа, мәһсулатқа материялни кам ишлитишкә, дөләтниң иқтисадий учурлирини оғурлашқа қарши туруш дәп аталған "5 кә қарши туруш" һәрикитини қозғап, шәһәрләрдиму қирғинчилиқ қилишқа, пул - мал егилирини булаш-талашқа башлиди. Әйни вақиттики шаңхәй шәһриниң башлиқи чен йи әпәнди байлар азапқа чидимай өзини бинадин ташлап өлүшкә башлиған әһвални көрүп "дүшмәнләр асмандин парахут билән чүшмәктә" дәп қақаһлап күлгән. Бәзи байлар хоңкоңға қечип кәтсә, улариң бала- җақилирини давамлиқ баҗ төләшкә қистиған. Шу вақитта шәһәр хәлқи бинадин сәкригәнләрни көрүп қалмаслиқ үчүн, биналарниң йенидин меңип өтүштин қорқидиған болуп қалған. 1996 - Йили партийә тарихини тәтқиқ қилиш ишханиси тәрипидин түзүлгән "дөлитимиз қуурлғандин буянқи сияси һәрикәтләр" дегән китабта баян қилинишичә, "хуфең гуруһиға қарши туруш" дегән һәрикәттә 5000 дин артуқ адәмни шу делоға четивалған. "3 Кә қарши", "5 кә қарши" дегән һәрикәттә 323 миң 100 адәм қолға елинип түрмигә ташланған. (Давами бар) (вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.