Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (2)хитай коммунист партийисниң қирғинчилиқ қилиш тарихи(1)


2004.12.06

Хитай коммунист партийисниң қирғинчилиқ қилиш тарихи(1)

Мав зедоң һакимийәт қуруштин бурунла "биз әксийәтчиләргә һәргиз рәһимдиллиқ сиясәт қолланмаймиз" дәп җакарлиған иди. 50 Нәччә йиллиқ әмәлийәт дәл шундақ болди.

Дуня бойичә әң чоң ачарчилиқ

"Хитай коммунист партийисигә баһа" дегән тоққуз парчә баш мақалиниң "хитай коммунист партийисиниң қирғинчилиқ қилиш тарихи" дегән қисмида баян қилинишичә, хитай коммунист партийиси һакимийәт қурғандин кейинла йезиларда елип барған йәр ислаһати, шәһәрләрдә елип барған хуфең гуруһиға қарши туруш, 3 кә қарши, 5 кә қарши дегән сияси һәрикәтләр арқилиқ хәлқ ичидә дәһшәтлик қирғинчилиқ елип барған иди. Униңдин кейин, хитай коммунист партийиси "чоң сәкрәп илгириләш" дәп аталған ишләпчиқириш һәрикитини қозғаш арқилиқ ачарчилиқ пәйда қилип хәлқни қирди.

1994 - 2 - Айда қизи байрақ нәшрияти тәрипидин нәшир қилинған "җуңхуа хәлқ җумһурийити тарихида болуп өткән вәқәләр" дегән китабта баян қилинишичә, чоң сәкрәп илгириләштин кейин, 1959 - йилидин 1961 - йилиғичә пәйда болған чоң ачарчилиқта өлгән адәм сани 40 милйондин ашиду. Бу, өткән әсирдә дуняда пәйда болған әң чоң ачарчилиқ болуп һесаблиниду.

Әмма хитай коммунист партийиси өзи пәйда қилған бу "чоң ачарчилиқни" ни "3 йиллиқ тәбиий апәт" дәп ативалди. Әмәлийәттә, шу йилларда шиддәтлик тайфон борини, қиян - ташқин яки чоң қурғақчилиқ, қурут - һашарәт яки дәһшәтлик мөлдүр, қиро-үшшүк дегәндәк пәвқуладдә тәбиий апәтләр йүз бәргән әмәс, бәлки у хитай коммунист партийиси пәйда қилған "зор балайи апәт" иди.

Чоң сәкрәп илгириләш дегән һәрикәттә хитай коммунист партийиси һәммә адәмни чөлләрдә отун йиғип, тағларда рода қезип, өңкүр қезип -очақ ясап полат - төмүр тавлашқа һәйдәп чиқип кетип, етизлардики күзлүк һосулни йиғидиған адәм қалмиған әһвал йүз бәргән иди.

Бу һәрикәттә хитай коммунист әмәлдарлирида мубалиғичилиқ чекидин ашти. Лиуҗу вилайитиниң шуҗиси "хуәнҗаң наһийисидә бир мо йәрдин 130 миң җиң шал һосул елинди" дәп мубалиғичилиқ қилип нәмуничи болди. Җайларда мубалиғә қилинған санға асасән деһқанлардин баҗ елинғачқа, деһқан баҗ тапшурғандин кейин қолида уруғ, йемәклик үчүн һечнимә қалмиған иди. Бәзиләр һәтта кәлгән баҗни тапшуралмиған. Баҗ тапшуралмиғанларни "ашлиқни йошурди" дегән җинайи нам билән җазалиди. Партийә шуҗилири "адәм өлидиған иш даим болуп туриду, лекин дөләтниң беҗини тапшурмай болмайду" дәп буруқ чүшүрүп турди. Кадирлар йезида кимниң морисидин түтүн чиқса, уни "ашлиқни юшуруп өйидә тамақ қилди" дәп мәлум қилип җазалатти. Шу сәвәбтин деһқанлар өйидә явайи от- чөпләрни пушуруп йейишкиму петиналмайдиған әһвал йүз бәргән иди.

Бәзи мәһәллиләрдә җәсәтләрни көмидиған адәмму қалмиған

"Хитай коммунист партийисигә баһа" дегән тоққуз парчә баш мақалиниң "хитай коммунист партийисниң қирғинчилиқ қилиш тарихи" дегән қисмида баян қилинишичә, хитайда бурунқи заманларда ачарчилиқ йүз бәрсә, һөкүмәт умачхана қуруп, ачарчилиқта қалғанларға бир қошуқ болсиму йегили бирнемә берәтти. Уларни тоқчилиқ районларға берип тиләмчилик қилишқа дәвәт қилатти.

Әмма хитай коммунист партийиси "партийиниң инавитигә тәсир йетиду" дәп ачарчилиқ йүз бәргән районларда мәһәллиләргә пост қоюп, ач қалған деһқанларни сиртқа маңғузмиди. Ач қалған деһқанлар һөкүмәттин искилатларни ечип хәлқни қутқузушни тәләп қилса, уларни "әксил инқилаби топилаң көтүрди" дәп бастурди. Гәнсу, хенән, әнхуй, хубей, сичуәнләрдә бәзи мәһәллиләрдә ач қелип йолларда йиқилип қелип өлгән деһқанларниң җәситини йиғип көмидиған адәм қалмиған.

Ачарчилиқ әң еғир болған җайларда ата - анилар балилирини йегән

"Хитай коммунист партийисигә баһа" дегән тоққуз парчә баш мақалиниң "хитай коммунист партийисиниң қирғинчилиқ қилиш тарихи" дегән қисмида баян қилинишичә, язғучи сачиңниң "дадивәндики ғәлитә вәқәләр" дегән очирикида, ачарчилиқ еғир болған җайларда кишиләр җәсәтләрни тоғрап пушуруп йегәнлики, уму тепилмиғанда балилирини өз - ара алмаштуруп йегәнлики җай нами вә адәм исми билән конкерт хатириләнгән.

1959 - Йили лусән йиғинида виҗдани бар әмәлдарлардин пең дехуәй әпәнди бу вәқәләрни оттуриға қойса, мав зедоң униңға "оңчи" дәп қалпақ кийгүзүп вәзиписидин қалдурған. Шинҗаң уйғур аптоном районидики ақсу вилайитиниң бай наһийисидә дөләтниң искилати ашлиққа толуп кәткән болсиму, әмма наһайити көп уйғур деһқанлири ачлиқтин өлүшкә сәвәпчи болған ақсу вилайитиниң шуҗиси хе җиңнән билән бай наһийиниң шуҗиси хе руй дегән коммунист хитай әмәлдарлирини җазалимай, әксичә мукапатлап, әмәлини өстүргән. (Давами бар) (вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.