Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (8)


2004.12.16

Мавзедоң һакимийәт қуруштин бурунла "биз әксийәтчиләргә қарита һәргизму рәһимдил сиясәт қолланмаймиз" дәп җакалиған иди. 50 Нәччә йиллиқ әмәлийәт дәл шундақ болди. Зораванлиқ сиясәтлирини иҗра қилиш усулиму интайин қәбиһ болди .

Мав зедоңниң абруйпәрәслики вә намәрдлики

"Хитай коммунист партийисигә баһа" намлиқ 9 парчә башмақалиниң "хитай коммунист партийисиниң тәбиәт дунясиға қаршилиқ көрситиши" дегән қисмида баян қилинишичә, хитай коммунист партийисиниң тарихиға нәзәр салидиған болса, у алдамчилиқ, зомигәрлик, рәһимсизлик, һәтта намәрдликкә толған тарих. Адәттә булаңчи - қарақчиларму булап - талап тапқан ғәнимәтлирини тәқсим қилишқанда өз - ара мәрдлик қилишиду. Әмма хитай коммунистлирида һәтта шуларчиликму мәрдлик йоқ. "Чоң сәкрәп илгириләш" дегән һәрикәттә, "бир мо йәрдин 130 миң җиң һосул чиқти" дегән ялғанчини мав зедоң қоллиған иди. Генерал пең дехуай бундақ гәпниң ялған икәнликини, әмәлийәттә болса деһқанлар мушундақ ялғанчилиқниң касапитидә ачарчилиққа қелип өливатқанлиқини мав зедоңниң алдида испатлап көрсәтти. "Адәмгә қарши күрәш қилиш чәксиз хушаллиқ" дәйдиған көрәң вә абруйпәрәс мав зедоң бурун урушларда өзини бир нәччә қетим өлүмдин қутулдурған пең дехуайдәк узун йиллиқ сәбдешини, униңға пәқәт раст сөзлигәнлики үчүнла өчмәнлик қилип, "оңчи" дегән қалпақни кийгүзүп ағдуруп, дәһшәтлик зулум астида өлтүрди.

"Йеза игиликидә ашлиқни асас қилиш" дегән баш сиясәт қоллинилғандин кейин һәр йили мол һосул елиндиму?

"Хитай коммунист партиийисигә баһа" намлиқ 9 парчә башмақалиниң "хитай коммунист партийисиниң тәбиәт дунясиға қаршилиқ көрситиши" дегән қисмида баян қилинишичә, хитай коммунист партийиси 1952 - йили, шу бир йил ичидила мәмликәт бойичә елинған ашлиқ мәһсулат миқдари "гоминдаң һөкүмранлиқ қилған дәврләрдики омуми ашлиқ мәһсулат миқдариниң йиғиндисиға тәң болди" дәп елан қилғандин кейинла, "йеза игиликидә ашлиқни асас қилиш" дегән баш сиясәтни йолға қойидиғанлиқини җакарлиди. "Тағлар баш әгсүн, дәрялар йол бәрсүн" дегән йәнә бир алҗиған шуар билән дәряларни тосуп, көлләрни тиндуруп, орманларни кесип, яйлақларни бузуп йәр ечип ашлиқ териш һәрикити башланди. Һәр йили, һәтта пүтүн мәмликәттә ачарчилиқ болған йиллардиму, "ашлиқтин мол һосул елинди, мәһсулат миқдари тарихтики әң юқири сәвийәдин ашти" дегән тәшвиқатини давамлаштурди. Әмәлийәттә, хәлқниң һаятлиқ муһитиниң бузулуши йилдин - йилға еғирлашқан иди. Хитайниң омуми ашлиқ мәһсулат миқдариму тарихтики территорийиси һазирқидин көп кичик болған соң сулалиси дәвридикиниң 3 тин 1 игиму тәң кәлмәйтти.

"Тағлар баш әгсүн, дәрялар йол бәрсүн" дегән шуардин хәлқә кәлгән балайи- апәт

"Хитай коммунист партийисигә баһа" намлиқ 9 парчә башмақалиниң "хитай коммунист партийисиниң тәбиәт дунясиға қаршилиқ көрситиши" дегән қисмида баян қилинишичә, хитай коммунист партийсиниң пән - илимгә қарши һәрикәтлиридин хәлққә балайи - апәт кәлди. 1950 - Йилларда хитай коммунист партийиси совет иттипақи мутәхәссислириниң ярдимигә тайинип хуаңхе дәрясида сәнменша су еликтир ситансиси дегән бир һәшәмәтлик қурулушни пүткүзгән иди. Әмма униңдин һасил болидиған иликтир қувити адәттики бир өстәң судин һасил болған еликтир миқтариға тәң иди. Ваһаләнки, үнүми аз әмма һәшәмити чоң бундақ қурулуш пүткәндин кейин дәря туғанлинип , еқиндики латқилар тосулуп қалғанлиқтин, 2003 - йилиға қәдәр бу вадида һәр 3 йилдин 5 йилғичә болған вақит ичидә бир қетим чоң су апити йүз берип хәлқә балайи - апәт йеғип кәлмәктә. Хенән өлкисиниң җумадийән раюнидиму бирнәччә җайда су амбири ясалған иди. 1975 - Йили бир су амбириниң тоғини яр кетип 24 саәт ичидә 60 миң адәм өлди.

Сәнша қуурлуши дегәндәк қурулушларни баһанә қилип ғәрбкә нопус көчүрүштин немә ақибәт келип чиқмақта?

"Хитай коммунист партиийисигә баһа" намлиқ 9 парчә башмақалиниң "хитай коммунист партийсисиниң тәбиәт дунясиға қаршилиқ көрситиши" дегән қисмида баян қилинишичә, хитай коммунист партийиси йеқинқи йилларда йәнә "җәнупниң сүйини шималға еқитип апиримиз" дегән шуар билән чаңҗаң дәрясида боғазни тосуп техиму һәшәмәтлик бир су електир истансиси қурди. Бу чоң пиланниң бир қисми болған башқа су електир ситансилириму чаңҗаң дәрясиниң юқури еқинлиридиа омумйүзлүк башланди. Буниңдин кейин, чаңҗаң вадисида икилогийилик тәңпуңлиқ тиз бузулуп, хәлқниң һаятлиқ муһити техиму көп хәтәрләргә йүзләнди, тәбии апәтләр көпәйди. Шу сәвәбтин хәлқ һөкүмәткә наразилиқ билдүрүшкә башлиди. Коммунист партийә һазир хәлқни бастуруп өзиниң иқтисадий киримини қоғдаватиду.

Нефит үчүн пиланлиған шумлуқ

"Хитай коммунист партийисигә баһа" намлиқ 9 парчә башмақалиниң "хитай коммунист партийсисиниң тәбиәт дунясиға қаршилиқ көрситиши" дегән қисмида баян қилинишичә, йеқинқи йилларда хитай коммунист партийиси пәнгә қарши һәркәт қилиш җәһәттә техиму алҗип, һәтта нефит үчүн "һемалая тағлиридики қарлиқ - музлуқларни атом бомба билән партлитип иритип, чиңхәй - тибәт егизликидә атом бомба билән партлитип дәря ясап су әкилип, ғәрп тәрәптики раюнларни өзгәртиш " дегән пиланларни отуриға қоюп бақти. Гәрчә хитай коммунист партийиси бундақ қилишқа җүрәт қилалмиған болсиму, әмма униң пән - илимгә қарши туруш һәрикити нәтиҗисидә, су қурулуши дегән баһанә билән ғәрбкә нопус көчүрүп гәнсу, чиңхәй, ичики моңғулийә, шинҗаңлардики чәксиз яйлиқ вә отлақларни ечип, йәр йепинҗилирини бузди. Тәбиәт дунясиға қилинған бундақ бузғунчилиқтин һасил болған қум - боран апитидә бейҗиң қатарлиқ шәһәрләргә қум йеғиш йилдин - йилға шиддәтлик болмақта. (Давами бар) (вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.