Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (13)хитай коммунист партийси нимигә тайинип егилик тиклиди?


2004.12.23
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитай коммунист партийси нимигә тайинип егилик тиклиди?

Мав зедоң һакимийәт қуруштин бурунла "биз әксийәтчиләргә қарита һәргизму рәһимдил сиясәт қолланмаймиз" дәп җакарлиған иди - дәп давамлиқ баян қилиниду "хитай коммунист партийисигә баһа" намлиқ 9 парчә башмақалида - 50 нәччә йиллиқ әмәлийәт дәл шундақ болди. Хитай коммунист партийисиниң зораванлиқ сиясәтләрни иҗра қилиш усулиму интайин қәбиһ болди.

Коңзиниң қаришичә "алийҗанаб адәмләр партийә болуп уюшмайду"

"Хитай коммунист партийисигә баһа" намлиқ 9 парчә башмақалиниң "хитай коммунист партийиси немигә тайинип игилик тиклиди?" дегән қисмида, хитайда коммунист партийиси пәйда болуш алдидики җәмийәт әһвали, чәтәлдики нәзирийиләрниң хитайдин базар излиши қатарлиқ җәһәтләрдиму тохталған. Униңда баян қилинишичә, хитайчида "даң" дегән хәт қараңғулуқ, сүйиқәстлик билән уюшқан "горуһ" дегән мәнини билдүрәтти. Хитай коммунистлири болса өзиниң мушундақ "гуруһи" ни чәтәл тилидики учуқ - юруқлуқ билән җәм болуш, топлиниш, чай бериш, мәшрәп өткүзүш дегән мәнини билдүридиған "партийә" дегән сөзгә тоғриливалди. Қәдимки заманда өткән пәйласоп коңзиниң қаришичә, "алийҗанаб адәмләр ит билән ит, мүшүк билән мүшүк һәқәмсайә болушқандәк партийә болуп уюшмайду". Хитай коммунист партийисиниң қандақ қилип җәмийәттә партийә болуп уюшуп игилик тиклийәлигәнлики хитайниң йеқинқи заман тарихидики җәмийәт әһвали билән мунасивәтлик иди.

"Кесәл хитай" ни давалаш үчүн лүкчәкләр русийиниң "коммунизм" дегән зәһәр дорисини талливалди

"9 Баһа"да баян қилинишичә, манҗулар қурған чиң сулалиси дәвридин тартип хитайлар қурған минго дәвригичә болған бу бир тарихи дәвр--- хитай миллити ятлардики яки чәтәлләрдики мәсләкләрниң мудахилисигә учрап ислаһат елип берип өзини қутқузушқа мәҗбур болған дәвр иди. "Вәтәнни қутқузуш" дегән сөз шу заманда хитайдики һәр қандақ уқумушлуқ яки ғайилик адәмниң ағзидин чүшүрмәйдиған сөз болуп қалған иди. Ахир нурғун кишиләр үмидсизлинип, "кесәл хитай" ни давалаш үчүн дора изләп чәтәлләргә чиқип кәтти. Хитайға әнгилийиниң дориси келишмиди. Фирансийәниң дорисиму келишмиди. Әмма русийиниң дориси хитай җәмийитидики лүкчәкләргә йеқип қалди. "Исян көтүрүп булаң - талаң қилишқа вә зораванлиқ қилип һуқуқ тартивелиш"ни тәшәббус қилидиған коммунизм дегән "зәһәр" ни хитайда бандит, лүкчәкләр талливалди.

9 Хил коммунизм иллити җәмийәткә ямриди

"9 Баһа"да баян қилинишичә, өткән әсирниң бешида, русийидә коммунист партийә исян көтүрүп зораванлиқ вастә билән чар русийидин һоқуқ тартивелишни синақ қилип ғәлибә қилғандин кейин, униң нәпси "пүтүн дуня" ни көзләйдиған болди. 1920 - Йили, коммунизм интирнатсионалниң сибирийидә қурулған йирақ шәрқ секитарияти вәкиллирини хитайға әвәтип "4 - май" һәрикитигә йетәкчилик қиливатқан ли даҗав, чен душиулар билән сөзләшти. Бу еқимниң вәкили җаң тәйлей әпәнди 1921 – йили 6 - айда иркусиккә берип хитай ячекисини қуруш лайиһәсини тапшурғандин кейин, 7 - айниң 23 - күни хитай коммунист партийиси қурулди. Шуниңдин кейин лүкчәкләр "пролетарият" дегән сөз билән, топилаң "инқилаб" дегән сөз билән атилидиған болди. Русийәниң "зәһәрлик дориси" хитайда партлашқа башлиди. Битәтчилик, алдамчилиқ, қутратқулуқ, күрәшкә елиш, булаң-талаң , өктәмлик қилиш, адавәт селиш, контрол қиливелиш қатарлиқ коммунизм илләтлири җәмийәткә ямриди.

Җәмийәтни "коммунизм" дегән битәт қаплиди

"9 Баһа"да баян қилинишичә, капитализм тәрәққи тапмиған басқучта турғанда, маркисчә материялизм "пролетарият уни пачақлап пүтүн дуняға хоҗа болиду" дегән пәрәзни оттуриға қойған иди. Хитай коммунист партийиси "коммунизм" дегән шу хам хиялға етиқат қилип, зораванлиқ қилиш шәкилини қоллунуп идийә, пәлисәпә, әнәнә һәтта дин қатарлиқ саһәләрниң һәммисигә терорлуқ қилишқа кииршти. У хәлқни коммунизм дегән хам хиял яки битәт үчүн өлүп беришкә мәҗбурлап кәлмәктә.

Ишчи, деһқанларға қаратқан алдамчилиқ

"9 Баһа"да баян қилинишичә, хитай коммунинст партийиси коммунизм дегән хам хиялни ишқа ашуруш үчүн "ишчилар синипи әң илғар синип" , "хусусийдин хали синип" , "һәммигә рәһбәрлик қилидиған синип" , "инқилапниң авангарти" , "кәмбеғәл деһқанлар болмиса инқилап болмайтти", "кәмбеғәл деһқанларға зәрбә бәргәнлик инқилапқа зәрбә бәргәнлик" дегәндәк чирайлиқ гәпләрни туқуп чиқип ишчиларға вә намрат деһқанларни алдиди. Шундақла, "хитайлар билән хитайлар урушмайду" дәп чоң хитай милләтчиликини қозғитип маңди. Әмилийәттә ишчиларни, намрат деһқанларни "сәһнигә тизип қуйиидиған гул тәштәк"лиригә айландуривалди. Хитай коммунист партийиси бундақ алдамчилиқ арқилиқ " йәр - мүлүк егилирини, пән - илим әһлилирини, тәҗрибилик ишләпчиқиқарғучиларни вә хитай болмиған башқа милләтләрни йоқилип түгәшкә йүзләндүрмәктә. (Давами бар) (вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.