Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (14)хитай коммунист партийси нимигә тайинип егилик тиклиди?
2004.12.24
Хитай коммунист партийси нимигә тайинип егилик тиклиди?
Мавзедоң һакимийәт қуруштин бурунла "биз әксийәтчиләргә қарита һәргизму рәһимдил сиясәт қолланмаймиз" дәп җакарлиған иди - дәп давамлиқ баян қилиниду "хитай коммунист партийисигә баһа" намлиқ 9 парчә башмақалида - 50 нәччә йиллиқ әмәлийәт дәл шундақ болди. Хитай коммунист партийисиниң зораванлиқ сиясәтләрни иҗра қилиш усулиму интайин қәбиһ болди.
Қутратқулуқ қилиш арқилиқ хәлқ ичидә адавәт пәйда қилип пүтүн мүлүкни омумниң қиливетиш
"Хитай коммунист партийисигә баһа" намлиқ 9 парчә башмақалиниң "хитай коммунист партийси немигә тайинип игилик тиклиди?" дегән қисмида баян қилинишичә, хитай йезилирида җамаәт вә уруғдашлиқ бәлвақлири әзәлдин тартип чуңқур йилтиз тартип, мүлүкчилик түзүми шу асаста давамлашқан иди. Йеза игилик ишләпчиқириши тәҗрибигә бай кишиләрниң башқуришида орунлинатти. Йери йоқлар йери барлардин йәр иҗаригә елип териқчилиқ қилатти. Кишиләр бундақ мунасивәт арқилиқ йәр игилири йәрсизләрни, йәрсизләр йәр игилирини беқип, бир - биригә беқинип тирикчилик қилатти.. Намувапиқ болған ишларни йеза ақиллири кеңишип тәңшәйтти.
Йезилардики бундақ әнәниви тәртип хитай коммунист партийиси үчүн чоң тосалғу иди. Шуңлашқа коммунист партийә йезиларда "синипи көрәш" дегән нәзерийә билән кишиләр арисида адавәт пәйда қилишқа киришти. Хәлқ ривайәтләрдики "ақ чачлиқ қиз" әслидә у бир әрш билән земин арисида йүридиған ақ көшүл пәриниң образи иди. Уни хитай коммунист партийиси синипи көрәштә изилип чечи ақарған һаят қиз дәп өзгәртти. Бундақ өзгәртилгән ривайәтни дерамма, кино филими, балит тиятири қилип тәйярлап сәһниләргә елип чиқип, бу арқилиқ синипи күрәшни қозғатти. Мушуниңға охшаш тәшвиқатлар җәрянида, қораллиқ коммунистлар йәр игилирини, байларни нәқ мәйданда өлүм җазасиға һөкүм қилип иҗра қиливәрди. Уларниң йәр вә мүлкини мусадирә қилип намратларға тәқсим қилип бәрди. Униңдин кейин кәйни - кәйнидин капиратсийилиш, коммуналишиш дегән һәрикәтләрни қозғап, бу җәрянда йәнә қутратқулуқ қилип пәйда қилған адавәт, зиддийәт вә туқунушлардин пайдиланди. Бу қетим ٪ 95 киши яхши адәм,٪ 5 киши дүшмән десә, йәнә бир қетимда йәнә ٪ 5 кишини дүшмән дәп йоқитип, мушундақ тәкрарлаверип бирталай адәмни йоқитип болди. Хитай коммунист партийиси бундақ һәрикәтләрни елип бериш арқилиқ ахирқи һесабта йәр - земин вә байлиқларни пүтүнләй тартивелип һәммини өзиниң омум мүлкигә айландуривалди.
Хитай коммунист партийиси лүкчәк пролетариятларға тайинип игилик тиклигән
"9 Баһа"да баян қилинишичә, коммунизм нәзирийисини оттуриға қойған маркис "компартийә хитапнамиси"да лүкчәк пурулетариятни рәт қилип, уни "җәмийәтниң әң төвән қатлимидики пассеп, чирик бир тәбиқә, улар әң асан сетилип кетидиған, әксил һәрикәтләр билән шуғуллинишни хаһлайдиған тәбиқә. Улар бир мунчә җайларда пурулетарият инқилабиға қушуливалған" дәп чүшәндүргән болсиму, әмма мав зедоң уни "җәмийәттә кишиләр йиркинидиған лүкчәк, өктәмләр дәл йеза инқилабидики әң батур, әң үзүл - кесил, әң қәти тәбиқә" дәп мәдиһийиләп, шуларға тайинип совет һөкүмити қурди. Хитай коммунист партийиси өзиниң бу лүкчәк, өктәмләр қушунини "пурулетарият инқилапчилири" дәп ативалди. Пүтүн җәмийәт уларни ейипләп чиққанда, мав зедоң йәнә оттуриға чиқип "сүйүмлүк әпәндиләр, силәр тоғри дедиңлар, биз хитайда узун йиллиқ тәҗрибиләрни йәкүнлигән шу лүкчәк, өктәмләр, биз әмди хәлқ демукратийә дектатурисини йүргүзидиған мустәбитләр" дегән иди.
Булаңчилиқ қилип әскәр беқип тәприқичилиқ қилиш
"9 Баһа"да баян қилинишичә, хитай коммунист партийиси өзиниң қораллиқ қушунини дәстләптә совет иттипақини дорап "қизил армийә дәп атиған иди. Бу қизил армийә әскәрләрни беқиш, қорал-ярақ, оқ - дора топлап тәбриқичилиқ қилиш үчүн, нәдә байлиқ болса шу җайға берип бандитлиқ, булаңчилиқ қилатти. Ли шиәннән әпәндиниң қизил армийиси ғәрби хубейда "пул топлаш" һәрикити елип берип даң чиқарған. У байларни өлтүрмәй гүрөгә еливелип, униң уруқ - туққанлириға алтун -күмүшләрни әкәлдүрүп вәйран қилидиған әң қәбиһ усул қолланған. Хитай коммунист партийиси һазирму ким бай болса, у мустәбитликни хаһлимайдиған киши болсла, униң мүлкини хаһлиған бир бәднам билән булап -талап йоқ қиливатиду.
Етник қирғинчилиқ, топ қирғинчилиқ үчүн тәйярлиқ
"9 Баһа"да баян қилинишичә, хитай коммунист партийиси йәр ислаһатида йәр егилириниң әдивини бериш, 3 кә қарши туруш, 5 кә қарши туруш дегән һәрикәтләрдә капиталистларниң, содигәрләрниң әдивини бериш, оңчиларға қарши турушта раст сөзләйдиған зиялиларниң әдивини бериш, мәдәнийәт инқилабида пән - илим әһлилиирниң әдивини бериш, 89 - йилидики тиәнәнмен вақәсидә коммунист партийиниң хиянәтчилик-чирикликикә қарши турған уқуғучиларниң әдивини бериш қатарлиқ бир қатар чәклик қирғинчилиқ арқилиқ, у хәлқарадиму йәнә өз достлиридин қандақ йүз өрүш, җасуслуқни қандақ йолға қуюш қатарлиқларни тәҗрибә қилиш арқилиқ бир йүрүш кәң көләмлик етник қирғинчилиқ, топ қирғинчилиқ үчүн нәзирийә вә әмилийәт җәһәттин тәйярлиқ қилди. Хитай коммунист партийиси 4 - июн вақәсидин кейин "муқимлиқни сақлаш", "милли бөлгүнчиләргә қарши туруш" , "террорчилиққа қарши туруш", "әксийәтчи дини паалийәтләрни чәкләш" дегәндәк бана-сәвәпләр билән йолға қойған қаттиқ зәрбә бериш, бихлинип болғичә юқитиветиш дегән қанунсиз һәрикәтләр дәл хитай коммунист партийиси кәң көләмлик етник қирғинчилиқ вә топ қирғинчилиқ үчүн елип барған синақлардур. ( Давами бар) (вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (13)
- Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (12)
- Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (11)
- Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (10)
- Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (9)
- Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (8)
- Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (7)
- "Хитай коммунист партийисигә баһа" пәйда қилған тәсирләр
- Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (6)
- Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (5)
- Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (4)
- Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (3)
- Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (2)
- Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (1)