Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (15)


2004.12.27

Мав зедоң һакимийәт қуруштин бурунла "биз әксийәтчиләргә қарита һәргизму рәһимдил сиясәт қолланмаймиз" дәп җакарлиған иди - дәп давамлиқ баян қилиниду "хитай коммунист партийисигә баһа" намлиқ 9 парчә башмақалида - 50 нәччә йиллиқ әмәлийәт дәл шундақ болди. Хитай коммунист партийисиниң зораванлиқ сиясәтләрни иҗра қилиш усулиму интайин қәбиһ болди.

"Инқилаб" дегән нам астида хәлқни бир - биргә урушқа селиш

"Хитай коммунист партийисигә баһа" намлиқ 9 парчә башмақалиниң "хитай коммунист партийиси немигә тайинип игилик тиклиди?" дегән қисмида баян қилинишичә, хитай коммунист партийиси баштин ахир йезиларда йәр игилирини булаш, шәһәрләрдә болса пул -мүлүк игилирини булаш, шундақла уларниң иҗтимаий мунасивәтлирини йоқитиш билән шуғуллинип кәлди. Хитай коммунист партийиси буни "инқилаб қилиш" дәп ативалди.

Бундақ "инқилаб" ни ишқа ашуруш үчүн, хәлқни мав зедоңниң "инқилаб дегән меһман чақирип, чай беридиған яки мақалә йезип, рәсим сизидиған ундақ назакәтлик иш әмәс. У бир синип йәнә бир сипини ағдуруп йоқитидиған зораванлиқ һәрикәт" дегән сөзини ядқа алғузди. Бу сөзләрни дәрһал иҗра қилғузди. Шу арқилиқ хәлқ ичидә кишиләрни оз - ара көрәшкә алғузуп, кишиләрни бир - биригә зораванлиқ қилғузди. Коммунист партийә бу чарини 50 нәччә йилдин буян хәлқ ичидә әвладму- әвлад сиңдүрүп изчил һалда давамлаштуруп кәлмәктә.

"Шанлиқ үлгә" тикләш арқилиқ җәмийәтни контрол қилиш

"9 Баһа"да баян қилинишичә, булаңчи, қарақчи, бандит дегәнләр әзәлдин тартип җәмийәттә мәвҗут болуп туруш яки туралмаслиқ мәсилисигила дуч келидиған кишиләр икәнлики һәммә кишигә аян. Әмма хитай коммунист партийиси қурулғандин тартип та һазирға қәдәр, у өзиниң мәвҗутлиқини, муқимлиқини сақлаш үчүн пүтүн хәлққә террорлуқ қилиш, хәлқни вәсвәсигә селиш вә җәмийәтни юқири бесим астида контрол қилишни давамлаштурди. Хитай коммунист партийиси өзиниң бундақ һөкүмранлиқини "шанлиқ үлгә" тикләп пүтүн хәлқни "тәрбийиләш" дегән усул арқилиқ йолға қоюп кәлмәктә.

Җу енләйниң "мәдәнийәт инқилаби" җәрянидики шанлиқ үлгиси

"9 Баһа"да баян қилинишичә, хитай коммунист партийисиниң "йәр асти" хизмәтлири билән шуғуллинип, йәр асти тәшкилатлирини башқуруп кәлгән әң бурунқи рәһбәрлириниң бири җу енләй әпәнди иди. Униң йеқин сәбдашлиридин сүн биңвен өлгәндин кейин, униң қизи сүн вейши ханим җу енләйниң "беқивалған қизи" дәп атилишқа башлиған иди. "Мәдәнийәт инқилаби" дегән һәрикәттә бу ханимниң мәсилиси җу енләйгә тақашқанда, җу енләй өзиниң "патийивилики күчлүк" дегән үлгисини тикләш үчүн, бу "беқивалған қизи" ни қолға елиш буйруқиға өзи имза қойған. Бу ханим қолға елинғандин кейин бешиға мих қеқип өлтүрүлгән.

япунға қарши уруш дәвридики "шанлиқ үлгә" рен бейши әпәндини биләмсиз?

"9 Баһа"да баян қилинишичә, хитай коммунист партийиси йәнәнгә бикинивалған мәзгилдә, мәркизи комитетниң муһапизәт қошунидин әпюн пишшиқлаш җәрянида өлгән солдат җаң сидени "партийә әзалириниң шанлиқ үлгиси" қилип тиклигән болса, хитай коммунист партийси рен бейши әпәндини "партийилики әң күчлүк" болған партийә рәһбәрлириниң бири дегән шанлиқ үлгә қилип тиклиди. Рен бейши дегән әрбап йәнәндә хитай коммунист партийиси мәркизи комитетиниң әпюн содисини башқуридиған баш әмәлдари иди. 1949 - Йили шәрқи түркистанни бесивалған ваң җен әпәнди йәнәндә "нәннивәндики чоң ишләпчиқириш һәрикити" дегән нам билән әпюн терип даң чиқарған генерал иди. Әйни вақитта ваң җен қушуниниң сияси комиссари болған, кейин шинҗаң уйғур аптоном районида та өлүп кәткичә 40 йил партком шуҗиси болуп турған ваң енмав әпәнди болса, әйни заманда йәнәндә партийә мәркизи комититиниң әпюн содисини башқуридиған баш әмәлдари рен бейши әпәндиниң катипи иди. Бу икки ваң генерал шинҗаңда рен бейши әпәндини шанлиқ үлгә қилип, шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш армийисидә әпюн ишләпчиқиришни тохтатмиди. Бу коммунистлар өзи мушундақ қанунсизлиқ қилсиму, әмма улар хәлққә тәһдит селип, хәлқни сөзләш һоқуқидин мәһрум қалдуруш арқилиқ өзиниң мәвҗутлиқини сақлап кәлди. (Давами бар) (вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.