Хитай коммунист партийисигә тоққуз баһа (16)


2004.12.28

"Хитай коммунист партийисигә баһа" намлиқ 9 парчә башмақалиниң "хитай коммунист партийси нимигә тайинип игилик тиклиди?" дегән қисмида битәтчилик, алдамчилиқ, қутратқулуқ, күрәшкә елиш, булаң-талаң қилиш, өктәмлик, җасуслуқ, қирғинчилиқ қилиш, контрол қиливелиш қатарлиқ 9 хил коммунизм илләтлири җәмийәткә қандақ ямрап кәткәнлики паш қилинғандин кейин, хитай коммунист партийиси баштин - ахир бурмилап, өзгәртип баян қилип келиватқан "25 миң йоллуқ узун сәпәр" дегәндәк бир қатар тарихий вәқәләр вә униң арқа көрүниши тоғрисида ениқлима берилгән.

Коммунизм интернатсионали хитай коммунист партийисиниң һоқуқ тартивелиш қарарини рәт қилип, гоминдаңға әза болушқа буйруқ қилди

"Хитай коммунист партиийисигә баһа" намлиқ 9 парчә башмақалиниң "хитай коммунист партийси нимигә тайинип игилик тиклиди?" дегән қисмида баян қилинишичә, хитай коммунист партийисиниң 1922 - йили 7 - айда өткүзүлгән 2 - нөвәтлик қурултийида һоқуқ тартивелишни йолға қуюш тоғрисида қарар чиқирилған иди. Совет иттпақиниң тәминлигән расхутиға тайинип җан бақидиған хитай коммунист партийисиниң бу қарари коммунизм интернатсионали тәрипидин рәт қилинди. Совет иттипақиниң коммунизм интернатсионали хитай коммунистлириға гоминдаң билән һәмкарлиқ түзүш вә гоминдаңға әза болуп кериш тоғрисида буйруқ чүшүрди. Хитай коммунист партийисиниң әзалири һәммиси гоминдаңға әза болуп кирди. Бу чағда мав зедоң гоминдаң тәшвиқат министирликиниң муваққәт министири, җу енләй хуаңпу һәрби мәктибиниң сияси бөлүм мудири болған иди. Хитай коммунист партийиси 1925 - йили 1 - айда шаңхәйдә 4 - қурултай өткүзүп тәдриҗи һалда һоқуқ тартивелишни қарар қилди. 1926 - Йили 2 - айда "шималға йүрүш қилиш" дәп аталған чоң һәрикәт рәсми башланғандин кейин, хитай коммунист партийиси бу һәрикәттики пурсәтләрдин пайдилинип җайларда йәнә қозғилаң көтүрүп һоқуқ тартивелишни тәшкилләшкә башлиди.

Мав зедоң уюштурған "хунән деһқанлар һәрикити" мәғлуп болди

"9 Баһа"да баян қилинишичә, 1927 - йили мав зедоң хунәндә тәшкиллигән "деһқанлар қозғилиңи" дегән һәрикәт, әмәлийәттә лүкчәк вә ушшуқларниң булаңчилиқ қилиш һәрикити болған иди. Бу һәрикәтни мавзедоң өзи бу һәрикәтни тәсвирләп "деһқанлар җәмийити дегән тәшкилатниң чәксиз һоқуқи бар. У йәр игилириниң гәп-сөз қилишини чәклиди. Уларға үчүн аччиқни ичигә ютуп җим туруштин өзгә амал қалмиди. Уларниң һәйвисини йәргә урди. Намратлар байвәччиләрни йиқитип үстигә йәрнә бирни дәссиди. Зомигәрләрни, йәрлик төриләрни җәриманә қуюп әдәплиди. Топ-топ адәм байларниң қорасиға бөсүп кирип, байларни чошқидәк чийқиритип сөрәп чиқивәрди. Уларниң ханим -ағичилириниң пакизә карватлириға лай путлири билән дәссәп чииқп, үстидә таза еғинивалди. Байларни хаһлиған вақитта сөрәп чиқип игиз қалпақ кәйгүзүп, бойниға тахта есип сазайи қилди. Уларни нимә қилғуси кәлсә шуни қилди. Йезиларда һәммә мәһәллидә байларға қарита мушундақ террорлуқ давам қилди" дәп язған иди. Әмма йезиларда бундақ террорчилар узунғичә һакимлиқ қилалмай , ахир җингаңсән тағлириға қачти.

" 25 Миң йоллуқ узун сәпәр"му яки мәғлуп болуп қечишму?

"9 Баһа"да баян қилинишичә, мав зедоң тәшкиллигән "хунән деһқанлар һәрикити" дегән һәрикәт мәғлуп болдила әмәс, җу енләй "вухав" дегән тәхәллус билән шаңхәйдә 1926 - йили 10 – айдин 1927 - йили 3 - айғичә болған қисқиғинә вақит ичидә уюштурған 3 қетимлиқ қозғилаңму мәғлуп болди. Қозғилаңчилар шималға йүрүш қилиш қуманданлиқ шитабиға һуҗум қилғанда пүтүнләй қоралисзландурулди. Җуинләй өзиму қолға елинип, түвәнамә йезип берип түрмидин чиқти. Гуаңҗу қатарлиқ шәһәрләрдә уюштурулған қозғилаңларму мәғлуп болди. 1927 - Йили 8 - айдики "нәнчаң қозғилиңи" дегән һәрби өзгүрүшму мәғлуп болди. 9 - Айдики ‘күзлүк йиғим қозғилиңи" дегәнму мәғлуп болди. Мәғлуп болғанлар җингаңсән тағлиқ раюнлириға бикинди. Гоминдаң қушунлири "бандитларни қуршап юқитиш"ни йолға қойди. Җингаңсәнгә топланған қачақлар бир - бирләп тар- мар қилинип, 1933 - йили 10 - айда чикинип чиқиш - қечиш башланди. Қачақлар ташқи моңғулийәгә йеқин җайға берип, совет итипақиниш қутқузишиға иришишнила үмит қилатти. Шуниң билән 80 миң қачақниң ғәрби шимал тәрәпкә қарап чоң қечиш һәрикити башлиди. Қачақлар 1934 -йили 1 - айда йәнәндики тағлиқ раюнларға йетип кәлгәндә аран 6000 адеми қалған иди. (Давами бар) (вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.