Хәлқара пул – муамилә органлири ваң лечүәнниң уйғур районида һөкүмранлиқини мустәһкәмләшкә ярдәм бәрмәктә
2006.10.24
Радиомиз обзорчиси сидиқ һаҗи рози дуня банкиси, асия тәрәққият банкиси қатарлиқ хәлқара пул -муамилә органлирини ваң лечүәнниң уйғур аптоном районида һөкүмранлиқини мустәһкәмләшкә ярдәм бәрмәктә, дәп әйиблиди. Сидиқ һаҗи уйғурларниң туғуш һоқуқини рәт қилиш, зәһәрлик чекимлик, әйдизни омумлаштуруш, уйғур тилини йоқитиш, бир еғиз лилла сөз үчүн түрмиләргә кирип йетиш, хитай көчмәнлирини төкүветиш қатарлиқ ишларниң дуня җамаетиниң көз алдида йүз бериватқанлиқини билдүрди.
Дуня банкиси вә асия тәрәққият банкиси уйғур аптоном райониниң ташйол вә төмүрйол қурулушиға пул қәрз бериватқан хәлқара органлар һесаблиниду. Сидиқ һаҗи рози, "қайси бир чағда дуня банкиси биңтүәнгә ярдәм бәргән, пул төләйдиған чағда уйғур хәлқи төлигән иди," дәйду.
©
2006 Radio Free Asia