Барин қозғилиңиниң тарихи орни һәққидә қарашлар


2007.04.04

Гәрчә нурғун кишиләр, 1990‏- йили 4‏-айниң 5‏- күни йәни буниңдин 17 йил илгири уйғур елиниң барин йезисида хитай һакимийитигә қарши елип берилған қозғилаңни, 70‏- йилларниң башлирида шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийисиниң қәшқәр районида елип барған қораллиқ инқилабидин кейинки көлими вә тәсири бир қәдәр чоң болған қораллиқ һәрикәт дәп көрсәтсиму, әмма бәзи мутәхәссисләр барин қозғилиңиниң, болупму шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ һәрикитиниң мәвҗут икәнликини дуняға тонутушта ойниған роли вә хәлқарада қозғиған тәсириниң шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийисиниң қәшқәрдә елип барған қораллиқ һәрикитидинму муһим икәнликини баян қилмақта.

Барин қозғилиңи ғәрб мутәхәссислири нәзиридә

Барин қозғилиңи һәққидә тәтқиқат елип барған шундақла бу қозғилаң тоғрисида илмий мақалә елан қилған пүтүн мутәхәссисләр, барин қозғилиңиниң "узундин бери дуня сиясий сәһнисидин асасән чүшүп қалған "шәрқий түркистан" уқуминиң қайтидин һәм ғәрб һәм хитай сиясий әдәбиятиға киришигә сәвәб болғанлиқини тоғрисида ортақ пикиргә игә.

Барин қозғилиңи хитайда вә хәлқарада қозғиған тәсири түпәйлидин, хитай вә уйғур, тибәт вә моңғулларниң йеқинқи тарихини тәтқиқ қилидиған мутәхәссисләрниң тәтқиқатида вә вәзийәтни көзитиватқан сиясий анализчиларниң мулаһизилиридә муһим орун алған.

Чарли һорә, 2004‏-йили хәлқара сотисялизм журнилида елан қилған "хитайниң йеңи әсири" намлиқ илмий тәтқиқат мақалисдә, барин қозғилиңини хитайдики аз санлиқ милләтләрниң хитайда 1978‏- йили дең шавпиң тәрипидин башлитилған ислаһат һәрикити билән биргә, хитай һөкүмити тәрипидин дин, тил вә мәдәнийәт саһәсидә азсанлиқ милләтләргә берилгән һәқ - һоқуқларниң қайтидин чәклимигә учришиға қарши наразилиқиниң бир ипадиси дәп көрсәтмәктә.

Мақалисидә, барин қозғилиңидин кейин, уйғур елидә нурғунлиған наразилиқ һәрикәтлириниң мәйданға кәлгәнликини тәкитлигән чарли һорә, 1997‏-йили феврал ейида ғулҗида елип берилған наразилиқ һәрикитини барин вәқәсидин кейин уйғур елидә елип берилған көлими әң чоң һәрикәт дәп көрсәткән.

Мақалисидә, хитай һөкүмитиниң 11‏- сентәбир террорлуқ вәқәсидин кейин, хәлқара террорлуққа қарши уруштин пайдилинип, уйғурларниң пүтүн наразилиқ һәрикәтлиригә террорчи қалпиғи кәйдүргәнликини билдүргән чарли һүрә, уйғурларниң наразилиқ һәрикәтлириниң хитай һөкүмити ейтқандәк чәтәлдики тәшкилатлар билән һечқандақ алақиси юқлиқини билдүргән. Униң ейтишичә, бу һәрикәтләр хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан диний, сиясий, иқтсадий вә мәдәнийәт саһәсидики бесимиға қарши наразилиқини ипадиләш үчүн елип берилмақта.

Барин қозғилиңи мусулман мәтбуатлирида

Барин қозғилиңи пәқәт ғәрб мәтбуатиниңла әмәс, мусулман дөләт мәтбуатлириниңму алаһидә диққитини қозғиған. Шундақла ислам дунясиға шәрқий түркистанда хитай һакимийитигә қарши баш күтүрәләйдиған бир миллий вә исламий һәрикәтниң мәвҗут икәнликини тонутқан.

Барин қозғилиңидин кейин, әрәб мәтбуатида чиққан мақалә вә мулаһизиләрдә, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан пиланлиқ туғут сиясити вә диний бесиминиң уйғурлар билән хитайлар оттурисида мәвҗут зиддийәтләрни техиму кәскинләштүргәнлики вә хитай даирилириниң барин йезисида уйғурларниң мәсчит селишиға рухсәт бәрмигәнликиниң, барин йезисидики хәлқиниң хтай һакимийитигә қарши қозғилишиға сәвәб болғанлиқи тәкитләнгән. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.