Хитайниң тавуз чағинидики һәшәмәт вә йиға - зар


2004.09.29

9 - Айниң 28 - күни хитайларниң бир әнәниви байрими болди. Хитайлар бурунқи дәврдики хитай милләтчиликини ипадиләйдиған бу байрамни, йеқинқи йилларда "айни тамаша қилидиған байрам" яки "оттура көз байрими" дәп атимақта. Уйғурлар болса хитайниң бу байримини "тавуз чағини" дәп атап кәлмәктә.

Ай тоқачниң баһаси вә хитай милләтчилики

"Бу йилқи тавуз чағинида кишиниң диққитини һәммидин бәк қозғиғини байрамлиқ "ай тоқач"ниң баһаси вә хитайларниң милләтчилик һесяти", дәп баян қилиниду чоң қуруқлуқтики мустәқил мулаһизичи лиу шавбо әпәнди бейҗиңдики туралғусида туруп язған "шавкаң дәвридики байрам һәшәмити вә йиға-зар" дегән обзорида, - "чаңчүн шәһридә бир тал голф топни қошуп боланған соғатлиқ ай тоқачниң баһаси 1800 юән, җеңҗуда бир килограм ай тоқач билән 56 данә мәрвайит биллә боланған соғатлиқниң баһаси 6900 юән, тиәнҗиндә белиқниң бурути билән қарлиғач увисидин ясалған 8 данә ай тоқач билән 500 грамлиқ зибу - зиннәтни қошуп болиған соғатлиқниң баһаси 99999 юән. Күнмиңда ай тоқачқа синалғу, үналғу, фото аппарат ву лиаңйе һарақ, чақмақ, чай вә башқа қуввәт дориси вә көлими 100 нәччә квадират метирлиқ бир йүрүш торалғуниң ачқуси қушуп боланған соғатлиқниң баһаси 310 миң юән.

Коммунистларда парағәт хәлқтә йиға - зар

Өзлири үчүн қурувалған җәннитини шавкаң дәп атаватқан, милярдлап пул сәрп қилип боғазни тосуп көл ясиған, бейҗиңдә "миң йиллиқ гүлхан" тиклигән, дуня бойичә әң чоң тиятирхана бина қилған, аләм кемиси ясап асманға чиқарған, 360 миң юәнлик бир җоза йемәк - ичмәкни чока билән қисип йәп - ялмап, көзидә ялиңач сәтәңләрни тамаша қиливатқан, униң бәдилигә хәлқни ғурубәттә қалдуриватқан коммунист әмәлдарлири, байвәччилири бу байрамда парағәттә ойниди.

"Коммунист байвәччилири мушу байрамниң парағити үчүн тәйярлиқ қиливатқанда пүтүн мәмиликәттә қанчә - қанчә паҗиә , йиға - зари давамлишип турди" - дәп давамлиқ баян қилиду лиу шавбо әпәнди,- "тавуз чағининиң һарпа күнлиридә җаңсуда бир деһқан суҗу шәһиридики бир балилар бағчисиға бөсүп кирип қолидики қиңрақ билән 3 яштин 6 - яшқичә болған 28 балини өлтүрүп , бағчиға бензин чечип от қойди. Сәндоңниң йиншән наһийисидә бир шопур бир башланғуч мәктәпкә кирип 20 нәччә оқуғучини пичақ селип өлтүрди. Сәншиниң лиңчи наһийисидә кемә чөкүп кетип 13 адәм нәқ мәйданда өлүп 35 адәм из- дерәксиз йоқалди. Сичуәндики шиҗу туҗазу аптоном наһийисидә еғир қатнаш вәқәси йүз берип 41 адәмдин аран 2 си сақ қалди. Сичуәнниң пеңән наһийисидә җалиңҗаң дәрясида парахот өрүлүп 20 нәччә адәм суда ғәрқ болуп өлди. Хунән йияң наһийисидә поҗаңза завутида партлаш йүз берип 11 адәм өлди. Сичуәнниң чоңчиң шәһридә бир йолучилар аптовузини кәлкүн сүйи еқитип кетип 41 нәччә адәм из дерәксиз йоқалди.... Мәмликәтниң һәр қайси җайлирида йүз бәргән мушундақ хилму -хил паҗиә - йиға зарға коммунист байвәччилиридин бирәр һесдашлиқ аваз чиқмиди.

Коммунист партийиниң һөкүмранлиқини сақлап қелиш үчүнла

Коммунизм идеологийиси аллиқачан нәзәрдин чүшүп кәткән бу дәврдә, - дәп давамлиқ баян қилиду лиу шавбо әпәнди "шавкаң дәвридики байрам һәшәмити вә йиға-зар" дегән обзорида, - коммунист әмәлдарлири хәлқарада һазир пәқәт коммунист партийиниң һөкүмранлиқини сақлап қелиш үчүнла, һәрхил шәкилдә дипломатийә паалийәтлирини қанат яйдурмақта. Америкида 11 - сентәбир вәқәси йүз бәргәндә , америкиниң аләм кемиси һадисигә учриғанда хошаллиқи ич - ичигә патмиған хитай милләтчилири мана мушу күнләрдә йәнә хәлқарада амрекиға, японийигә, тәйвәнгә қарши, ички қисимда болса хитайдин башқа милләтләргә қарши қаттиқ милли өчмәнлик пәйда қилмақта.

Тавуз чағини вә милли өчмәнлик

Сирти ават - баяшат, җәмийәт турақлиқ көрүнгән бу дөләттә,- дәп давамлиқ баян қилиду лиу шавбо әпәнди "шавкаң дәвридики байрам һәшәмити вә йиға-зар" дегән обзорида, - өзлири парағәтниң пәйзини сүргән мушу коммунист байвәччлири хәлқниң кишилик һоқуқини чуңқур апәткә йүзләндүргән кишиләр. Мушу кишиләр хитай мәдәнийитини гумран қилди. Бу җәмийәттә һазир пәқәт коммунист әмәлдарлири билән тил бириктүргән қараңғу җәмийәтчилик, қарақчи - булаңчилиқ, қанхорлуқ, зәһәрлик чикимлик әткәстчилики һәдәп әвҗ елип җинайәт садир қилиш һәссиләп ашмақта.

Хитай хәлқниң әдәп - әхлақ әнәниси 1949 - йилидин кейинки явузлуқ - явайилиқ һөкүм сүргән мав зедоң дәвридә пүтүнләй гумран болди, - дәп давамлиқ баян қилиду лиу шавбо әпәнди "шавкаң дәвридики байрам һәшәмити вә йиға-зар" дегән обзорида, ------- турмуш җәһәттә намратлиққа йүзләнди. Униңдин кейинки һоқуқнила әла билидиған дәвр вә йәнә униңдин кейинки пулнила әла билидиған дәвр арқилиқ хитайда адәм тәбиити өзгәрди. Һазир коммунист байвәччилири дөләтни һәшәмәтхорлуқ билән ипадилимәктә. Болупму мушундақ тавуз чағинидәк байрамларда, хитай кучланди дегәнни башқа дөләтләргә вә башқа милләтләргә болған өчмәнлик билән ипадилимәктә.(Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.