Америка билән японийә тәйвән боғузи бихәтәрликини ортақлишип сақлимақчи


2007.01.04

yaponiye-shinzo-abe.jpg
15 – Декабир күни японийә баш министири шинзо абе дөләт мудапиәсигә мәсул әмәлдар фумио кюма билән . AFP

японийә кйото ахбарат агентлиқи, америка вә японийә дөләт мудапиә вә ташқи ишлар әмәлдарлириниң келәр айда өткүзидиған йиғинда тәйвән боғузида тасаддипий һәрбий тоқунуш йүз бәрсә, икки дөләт ортақ һәрбий һәрикәт қоллиниш пилани үстидә музакирә елип баридиғанлиқини хәвәр қилди. Кйото ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, бу сөһбәт әгәр тәйвән мустәқиллиқ җакариса вә хитай тәйвәнгә қарши һәрбий һуҗум қозғиса, бу әһвалда елинидиған һәрбий тәдбирләр үстидә сөзлишишни мәқсәт қилған.

Тәйвән боғузида мәсилә чиқса японийиниң арилишиши тәбий әһвал

Вәзийәттин хәвәрдар японийилик әмәлдарлар, әгәр тәйвән боғузида уруш партлиса, японийә армийисиниң райондики америка қисимлирини арқа сәп, тиббий ярдәм, қутқузуш вә америка һәрбий парахотлирини римонт қилиш мулазимити билән шуғуллинидиғанлиқини билдүргән. Мутәхәссисләр, японийиниң тәйвән боғузидики тоқунушта ойнайдиған роли японийә "қошна районлардики вәзийәт қануни" ниң чәклимисигә учрайдиғанлиқини тәкитлисиму, лекин японийә һазирға қәдәр тәйвән мәсилиси "қошна районлардики вәзийәт қануни" ниң чәкләш даирисигә киридиған яки кирмәйдиғанлиқи һәққидә ашкарә ипадә билдүрүп бақмиған.

Кйото ахбарат агентлиқи, японийә дөләт мудапиә министирликиниң америка билән тәйвән боғузидики тоқунишниң японийә деңиз тәвәликигә кеңийиш мумкинчилики үстидә сөзлишишни, болупму японийә хитай арисида игилик һоқуқи талаш - тартиштики сансаку вә окинава араллири мәсилисини оттуриға қоюшни үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Түркийә әнқәрә университетиниң ярдәмчи профессори, нөвәттә тәйвән чиңйүн университетиниң оттура асия тәтқиқат орнида хизмәттики доктор әркин әкрәм, японийиниң тәйвән мәсилисидики туйғунлиқини тәйвәнниң райондики истратегийилик әһмийити бәлгилимәктә, дәп көрсәтти. У, "әгәр тәйвән боғузида мәсилә чиқса японийиниң арилишиши тәбий әһвал," дәйду.

Хита тәйвәңә алдирап һуҗум қилмайду

японийә дөләт мудапиә министирлики бу сөһбәт тоғрисида ипадә билдүрүшни рәт қилди. Лекин кйото ахбарат агентлиқи, бу баш министир шинзо абейниң тәйвән боғузи мәсилисидә тәйвән тәрәпдари сиясәт йүргүзидиғанлиқини көрсәтмәктә, дәп тәкитлигән.

японийә баш министири шинзо абей пәйшәнбә күнки ахбарат елан қилиш йиғинида, японийә хәлқиниң һаяти вә мал - мүлкини қоғдаш үчүн японийиниң техиму қаттиқ ташқи сиясәт йүргүзидиғанлиқини билдүрди. У, келәр һәптә явропа әллирини зиярәт қилмақчи. Шинзу абей, демократийә вә кишилик һоқуқ җәһәттә японийә билән охшаш мәвқәдики дөләтләр билән алақини күчәйтимиз, дәйду.

Тәйвән 1949 - йилдин бери өз өзини идарә қилип келиватқан болсиму, лекин бейҗиң һөкүмити бу арални хитайниң бир өлкиси шундақла зөрүр тепилса һәрбий күч билән бирликкә кәлтүрүш керәк, дәп агаһландурмақта. Нөвәттә хитай тәйвән боғузиға 700 дана башқурулидиған бомба орунлаштурған шундақла чәтәллик һәрбий күчләрниң тәйвән мәсилисигә арлишишиға йол қоймайдиғанлиқини әскәртип кәлди. Лекин әркин әкрәм әпәнди хитайниң һазирқи әһвалда тәйвәнгә алдирап һуҗум қилалмайдиғанлиқини билдүрмәктә.

Хитайниң җидди диққитини қозғиди

Тәйвән боғузида һәрбий тоқунуш йүз бәрсә, японийә билән америкиниң арлишидиғанлиқи һәққидики хәвәрләр хитай даирилириниң "җидди диққити" ни қозғиди. Франсийә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, әгәр бу хәвәрниң растлиқи испатланса, бу әслидила җидди болған хитай -японийә мунасивитини техиму кәшкинләштүриветиши мумкин.

Хитай ташқи ишлар министирлики баянатчиси лю җйәнчав пәйшәнбә күнки мухбирларни күтүвелиш йиғинида "җоңго бу хәвәргә наһайити җидди диққәт қилмақта," деди. " Тәйвән җоңгониң айрилмас бир қисими," дәп тәкитлигән лю җйәнчав, "һәр қандақ орунлаштурушта бир җоңго принсипиға һөрмәт қилиниш керәк," дәйду.

японийә билән америка тәйвәнни хитайниң бир қисими, дәп етирап қилсиму, лекин америка һөкүмити дөләт мәҗлисиниң 1979 - йилдики "тәйвән мунасивәт қануни" ға асасән тәйвән бихәтәрликини қоғдаш мәҗбурийитини үстигә алған. Әркин әкрәмниң әскәртишичә, тәйвәнниң истратегийилик әһмийити японийә вә америка үчүн интайин муһим болупла қалмай, бәлки хитайниң қудрәтлик дөләт болуш хиялини әмәлгә ашуруш үчүнму интайин муһим әһмийәткә игә.

Хитай дунядики һәрбий көлими әң зор шундақла һәрбий хам чотини йилму - йил тез сүрәт билән көпәйтиватқан дөләт. Хитай бу йилқи һәрбий хан чотини 30 милярд доллар әтрапида, дәп елан қилсиму, лекин америка дөләт мудапиә министирликидики әмәлдарлар әмәлийәттики санниң буниңдин 2- 3 һәссә көп икәнликини пәрәз қилишмақта. Бу әтраптики дөләтләрниң болупму японийиниң сәзгүрликини қозғиған.

Америка билән японийә бу йилниң башлирида тәйвән боғузи бихәтәрликини японийә‏- америка бихәтәрлик шәртнамиси даирисидики районға киргүзүшни ойлашқан. Әркин әкрәмниң әскәртишичә, әгәр японийә билән америка тәйвән боғузидики тоқунушқа арлашса, бу хитайниң асия - тинч окян райониға кеңийиш хиялиға берилгән зәрбә болидикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.