Шамил басайевниң өлүми билән чечән уруши ахирлаштиму?


2006.07.12
shamil-basayev-150.jpg
Чечән қаршилиқ көрсәткүчи күчлириниң рәһбири шамил басайәвниң 1999 – йили 18 – өктәбир күнидики рәсими. AFP

10-Июл күни чечән қаршилиқ көрсәткүчи күчлири тәрипидин қурулған " чечән ичкирийә җумһурийити" ниң башлиқлиридин бири " кавказийә бөриси" дегән ләқәм билән даң чиқарған шамил басайев русийиниң ингушитийә җумһурийити тәвәсидә өлтүрүлди. Русийә даирилири тәрипидин "биринчи номурлуқ террорчи" дәп қарилип, униң беши үчүн 10 милйон доллар бериш елан қилинған шамил басайевниң өлүм хәвири бирдинла русийә вә хәлқара мәтбуатларниң әң муһим хәвәр темисиға айлиниш билән бир вақитта йәнә басайевниң өлүми билән чечәнләрниң қаршилиқ һәрикәтлири үзүл-кесил ахирлаштиму дегән соал русийә-чечинийә мәсилилири көзәткүчилириниң диққәт нәзиридин орун алди.

Шамил басайевниң өлүми һәққидики һәр хил учур

Чечән пидаийлириниң башлиқлиридин бири шамил басайевниң 10-июл күни русийә бихәтәрлик қисимлири тәрипидин алдин тәйярланған һуҗум билән өлтүрүлгәнлики елан қилинған болсиму, бирақ униң өлүми һәққидә йәнила һәр хил көз қарашлар бар. Русийиниң "невсру" интернәт сәһиписидики мәлуматларға қариғанда, басайевниң өлүмидин кейин чечәнләр өзлириниң бир интернәт сәһиписидә билдүрүш елан қилип, шамил басайев вә башқиларниң аллаһниң ирадиси билән қаза қилғанлиқини, уларниң русийә бихәтәрлик қисимлириниң һәрбий һәрикити сәвәбидин өлмигәнликини көрситиш арқилиқ русийә тәрәп тарқатқан учурларни инкар қилған. Русийә мәтбуатлиридики учурларда йәнә басайевниң бомба қачиланған "камаз" маркилиқ йүк машининиң йенида кетиватқанда тәсадипий сәвәбләр түпәйлидин йүк машинисидики бомбиларниң партлап кетиши нәтиҗисидә өлгәнлики, қандақтур бу русийә бихәтәрлик қисимлириниң қилған иши әмәслики һәққидики мәлуматларму пәйда болған.

Шамил басайев вәқәсигә аит учурларниң биридә русийә бихәтәрлик қисимлириниң шамил басайевниң қол телефонда сөзлишиватқан пәйтидә телефон сигнали арқилиқ униң җайлашқан орнини биливелип, башқурулидиған ракета арқилиқ уни партлитип өлтүргәнлики ейтилған. 1996-Йили, чечәнләрниң президенти җәвһәр дудайевму әнә шундақ усулда русийә армийиси тәрипидин өлтүрүлгән иди. Русийә президенти владимир путин шамил басайевниң өлүм хәвирини аңлиғандин кейин бу қетимқи һәрбий һәрикәткә қатнашқанларни тәбрикләш билән биргә уларни тәқдирләйдиғанлиқини әскәрткән. Һәмдә "бу беслан балилирини өлтүргән террорчиларниң җинайәтлиригә тегишлик болған ақивәт" дәп тәкитлигән.

Шамил басайевниң өлүми билән уруш ахирлаштиму?

Хитайниң шинхуа агентлиқи шамил басайевниң өлүми һәққидә көплигән тәпсили мәлуматларни тарқатқан болуп, басайевниң өлүмини " русийиниң терроризмға қарши урушиниң зор ғәлибиси" дәп тәриплигән. Шинхуаниң бу һәқтики учурлириниң биридә көрситилишичә, москвапәрәс чечинийә җумһурийитиниң президенти алу алханоп " басайевниң өлтүрүлүши бир бурулуш нуқтиси болуп, у чечән террорчи унсурлириға қарши елип бериливатқан һәрикәтләргә бир чекит қойди" дегән. Москва пәрәс чечинийә җумһурийитиниң 29 яшлиқ баш министири йәни сабиқ президент әхмәд қадиропниң оғли рамизан қадироп болса, өзиниң басайевни өлтүрүш һәрикитигә қатнишалмиғанлиқидин әпсуслинидиғанлиқини шуниңдәк униң өлтүрүлүшиниң террорчиларға қарши урушниң әмәлийәттә 99% ахирлашқанлиқини көрситидиғанлиқини билдүргән.

Бирақ, б б с агентлиқиниң учурлириға таянғанда, өзини мустәқил дөләт дәп һесаблайдиған чечән ичкирийә җумһурийитиниң дөләтлик учур мәркизиниң башлиқи мавлади удугоп б б с агентлиқиниң зияритини қобул қилип, шамил басайевниң өлүми билән чечән мустәқилчилириниң русийигә болған қаршилиқлириниң ахирлашмайдиғанлиқини әскәртип," рәһбәрләр келиду вә кетиду, қоманданлар алмишип туриду, ким һарса, кетиду, әгәр кимниң етиқади күчлүк болса һеч қачан тәслим болмайду" дегән. Б б с агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, алдинқи һәптидә русийә бихәтәрлик қисимлири тәрипидин өлтүрүлгән чечән ичкирийә җумһурийитиниң президенти сайдуллайевниң вәзиписини тапшурувалған, русийиниң нәзиридики нөвәттики йоқитиш нишани доку өмәроп баянат елан қилип, чечәнләрниң буниңдин кейин һуҗум қилиш даирисини шималий кавказийидин русийиниң башқа даирилиригә кеңәйтидиғанлиқини билдүргән һәмдә басайевниң өлүми билән өзлириниң һәрикәтлирини тохтатмайдиғанлиқини тәкитлигән.

Ғәрб мәтбуатлири: мәсилиләр йәнила ешип қалди

Шамил басайевниң өлүмидин кейин ғәрб җүмлидин америка мәтбуатлири чечән мәсилисигә көп орун бәрди. Көпинчә мақалиларда шамил басайевниң илгири кейин беслан мәктипи қатарлиқ һәр хил орунларни гөрүгә еливелиш арқилиқ балиларни өз ичигә алған бигунаһ адәмләрниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған "террорчи " икәнлики көрситилсиму, бирақ бир қисим мулаһизичиләр униң өлүми билән мәсилиләрниң ахирлашмайдиғанлиқини шәрһийләшти. Америкидики "дәвр" һәптилик мәҗмуәсидә елан қилинған бу һәқтики мақалидә басайевниң өлүминиң президент путинниң зор ғәлибиси һесаблансиму, әмма чечинийидики мәсилиләрниң давамлиқ мәвҗут болуп туридиғанлиқи көрситилгән. Мақалидә мундақ дейилгән:

"Басайевниң өлүми путинниң мәсилилириниң бирақла түгигәнликини көрсәтмәйду. Чүнки, басайев у чечинийиниң өзидә әмәс бәлки, ингушитийидә өлтүрүлди. Қозғилаңлар чечинийидин пәқәт қошна ингушитийигила тарқалған болмастин бәлки, пүтүн йәттә шималий кавказ җумһурийитигә кеңәйди".

Мәзкур мақалидә һазир йәнә мундақ хуласә чиқирилған: "шималий кавказийидә аммиви түрдики ишсизлиқниң көпийиши, йәрлик һөкүмәтләрдики сатқинлиқлар, москваниң қаттиқ тактикилири радикал яшларни көпәйтип, уларни партизанларниң қатариға қошулушқа һәйдимәктә".

Түркийидики һаҗи теппә университетиниң профессори әркин әкрәм әпәнди түркийә мәтбуатлиридиму шамил басайевниң өлүмигә аит анализларниң елан қилиниватқанлиқи, түркийә анализчилириниң басайевниң өлүми билән чечәнләрниң қаршилиқлириниң ахирлашмайдиғанлиқини оттуриға қоюватқанлиқини көрсәтти. Униң өзиниң тәһлил қилишичә, гәрчә чечәнләрниң җәвһәр дудайев, арислан мәшһәдоп вә шамил басайев қатарлиқ атақлиқ рәһбәрлири өлгән болсиму, әмма чечән мәсилиниң әсли бир тарихий миллий мәсилә икәнлики түпәйлидин уларниң қаршилиқлири һәргиз ахирлашмайду, бәлки йәнә йеңи рәһбәрләрни мәйданға чиқириду. Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, москвада туруп чечән мәсилисигә диққәт қиливатқан мухбир җим хайнис " шамил басайев чечән қозғилаңчилириниң меңиси вә йүзи болуп қалған иди, бу қоманданниң өлүми билән қозғилаңчиларниң тохтап қелиш еһтималлиқи йоқ" дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.