Колин повелниң тәйвән һәққидики сөзлири бейҗиң билән тәйбейни хошал қилмиди
2004.10.27
Бу айниң 24 вә 25 - күнлири хитайни зиярәт қилған америка ташқи ишлар министири колин повелниң зиярәт күнтәртипидики муһим темиларниң бири тәйвән мәсилисигә четилди. Колин повелниң зиярәт җәрянидики тәйвән мәсилисигә даир сөзлири, тәйвән боғузиниң икки қирғиқидики һөкүмәт рәһбәрлирини мәмнун қилалмиди.
Колин повел: " тәйвән игилик һоқуқлуқ мустәқил дөләт әмәс"
Колин повелниң зиярәт җәрянидики тәйвән билән тинчлиқ сөһбитини әслигә кәлтүрүш тәклипи бейҗиң даирилириниң рәт қилишиға учриған. Шундақла униң 25 - өктәбирдики бейҗиңда мәтбуат саһәсигә қилған тәйвәнниң сияси орни тоғрисидики сөзлири тәйвән даирилирини ғәзәпләндүргән. Колин повел 25 - өктәбир бейҗиңдики зияритиниң ахирқи күни хоңкоң мухбирлириға әскәртип, " тәйвән игилик һоқуқлуқ мустәқил дөләт әмәс " дәп тәкитлигән. Бирақ тәйвән президенти чен шүйбйән тәйвәнниң " игилик һоқуқлуқ мустәқил дөләт " икәнликини ғәзәп билән әскәртти. Көзәткүчиләр, икки қирғақ рәһбәрлириниң һазирқи позитсийиси бойичә 1999 - йилдин бери үзүлүп қалған тәйвән боғузи диалогиниң асан әслигә кәлмәйдиғанлиқини илгири сүрмәктә.
Сөһбәтниң шәрти – бир җуңго принсипи
Америка ташқи ишлар министири колин повел, дүшәнбә күни бейҗиңда хитай рәһбәрлири билән учрашқанда хитай һөкүмитини тәйвән билән тинчлиқ сөһбитини әслигә кәлтүрүшкә үндигән, шундақла у тәйвәнни "игилик һоқуқлуқ мустәқил дөләт әмәс" дәп әскәрткән иди. Бейҗиң даирилири болса тәйвән бир җоңго принсипиға қайтип кәлмигичә хитай һөкүмитиниң тәйбей билән сөһбәт үстилигә олтурмайдиғанлиқини илгири сүрмәктә. Хитай дөләт кабинти тәйвән ишлириға мәсул ишханисиниң баянатчиси җаң миңчиң чаршәнбә күни мухбирларни күтүвелип, бейҗиң тәйбей билән болған сөһбәтни әслигә кәлтүрүшниң асасини көрүп йетәлмиди дәп тәкитлиди у мундақ деди:
"Мәйли ким тәрипидин оттуриға қоюлған чақириқ болсун яки тинчлиқ сөһбити елип бериш тәклипи ким тәрипидин оттуриға қоюлған болсун, мәсилә мениңчә биз тәрәптә әмәс, мәсилә чен шүйбйәнниң позитсийисидә".
Чен шүйбйән: "тәйвән игилик һоқуқлуқ мустәқил дөләт"
Бу арида тәйвән президенти чен шүйбйән сәйшәнбә күни сабиқ җәнубий корийә президенти ким йоң сам билән көрүшкәндә мундақ дәйду: "тәйвән игилик һоқуқлуқ мустәқил дөләт".
Бейҗиң һөкүмити тәйвәнни хитайниң бир қисими дәп қарайду. Шундақла әгәр тәйвән рәһбәрлири бейҗиң һөкүмитини бирликкә кәлгәндин кейинки хитайниң бирдин бир мәркизи һөкүмити дәп қобул қилса, хитай чоң қуруқлиқи тәйвән билән болған тинчлиқ сөһбитини әслигә кәлтүриду, дәп қаримақта. Тәйвән ташқи илар министири чен таңшйән, колин повелниң сөзини һазирға қәдәр америка даирилириниң ағзидин чиққан тәйвән мәсилиси тоғрисидики әң еғир сөзи дәп көрсәтти. У мунда деди: " америкиниң сияситидин алғанда буни һазирға қәдәр қилинған бир қәдәр еғир сөз дәп қарашқа болиду. У зиярәткә чиқишниң алдида бизниң вашингтондики оргинимизға дипломатик қаналлар арқилиқ мәлумат бәргән, униң қилған сөзлириниң көңлидә ойлиғанлириға вәкиллик қилиши натайин ".
Тәйвән боғузи икки қирғиқиниң тинчлиқ сөһбити 1999 - йили үзүлүп қалған иди. Әйни чағдики тәйвән рәһбәрлири тәйбейниң хитай чоң қуруқлиқи билән бир дөләт сүпитидә сөһбәт елип баридиғанлиқида чиң турған.
Бейҗиңниң әндишиси
Бейҗиң һөкүмити бу йил 3 - айда тәйвән президентлиқиға қайта сайланған чен шүйбйәнниң бу нөвәтлик вәзипә муддити ахирлишиштин бурун тәйвән мустәқиллиқини елан қиливетишидин әнсиримәктә. Хитай чоң қуруқлиқи, әгәр тәйвән мустәқиллиқ йолиға қарап маңса яки хитай билән бирликкә келишни кечиктүрсә қорал күчи ишлитидиғанлиқини агаһландуруп кәлди.
Америка "тәйвән мунасивәт қануни" ниниң роһи бойичә һазирға қәдәр тәйвәнни қорал - ярақ билән тәминләп келиватиду. Шундақла бейҗиң даирилирини тәйвәнгә қораллиқ һуҗум қилса америкиниң арлишидиғанлиқини агаһландуруп кәлди. Америкиниң тәйвән мәсилисидики мәйданида өзгүрүш болмиғанлиқини илгири сүргән америка ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси әрәм әрәли мундақ дәйду : " бизниң әндишимиз тәйвән боғузиниң һазирқи һалитини бир тәрәплимилик һалда өзгәртишкә урунуш тиришчанлиқидур. Тәйвән билән хитай хәлқ җумһурийити оттурисидики ихтилапларни тәйвә н боғузиниң икки қирғиқидики хәлқ тинчлиқ билән һәл қилиши керәк, икки қирғақ хәлқиниң бир- биригә қорал ишлитиши қобул қилинмайду".
Тәйвәнниң мәйдани
Америка билән тәйвән оттурисидики мудапиә һәмкарлиқи бейҗиң һөкүмитини ғәзәпләндүрмәктә иди. Шуңа бу қетим колин повел бейҗиңни зиярәт қилғанда хитай рәһбәрлири, бейҗиң һөкүмититиниң тәйвән мәсилисидики мәйданини йәнә бир қетим тәкитлигән. Колин повел, америкиниң бир җоңго сияситидә өзгүрүш болмиғанлиқини әскәртип, "вашингтон тәйвән мустәқиллиқини қоллимайду" дәп бейҗиң даирилирини хатирҗәм қилишқа тиришқан. Бирақ тәйвән президенти чен шүйбйән, "башқа дөләтләр тәйвәнниң игилик һоқуқлуқ мустәқил дөләт икәнликидин ибарәт бу рияллиқни өзгәртиветәлмәйду" дәп тәкитлиди. Чен шүйбйән бу сөзләрни қилғанда колин повелниң вә яки америкиниң исмини тилға алмиди, бирақ униң сөзи колин повелниң тәйвән мәсилиси һәққидики сөзлиригә билдүргән инкаси дәп қаралмақта.(Әркин)