Хәлқ өзи билән дүшмәнлишидиған кишини дөләт рәисликигә сайлимайду
2004.11.19
Йеқинда "көзүтүш жорнили" да "хәлқ өзи билән дүшмәнлишидиған кишини дөләт рәисликигә сайлимайду" сәрләвһилик бир обзор елан қилинди. Бу обзорни язған киши дәл хитайда "партийә мәркизи комитетиниң тәшвиқат министирликигә ләнәт - нәпрәт яғдурайли" дегән мақалини йезип тонулған, бейҗиң университети ахбаратчилиқ факултетиниң профессори җав гобяв әпәнди иди.
11 - Айниң 5 - күни, профессор җав америкиниң каннәктикәт шитатиниң хартфорд шәһридики тиринити университиға келип, һазирқи заман ахбаратчилиқи билән хәлқниң мунасибити дегән темида лексийә бәргән. У, бу паалийитидә һөкүмәтниң сирлиқ пәрдисини ечип ташлашни хитайдики учур - вастә хадимлири алди билән өзидин башлиши керәкликини, шундақла һазирқи мушу бир әвлаттин башлиши керәкликини тәкитлигән. Профессор җав бу қетимқи америка сәпиридә йәнә демократик сайлам һәққидә йеңи ой- пикирләргә еришкән.
Хәлқ сайлимиған дөләт рәиси чоқум хәлқниң дүшмини
Көзүтүш жорнилида баян қилинишичә, профессор җав демократик сайлам һәққидә қилған мулаһизисидә мундақ дегән: хитайда дөләт рәһбәрлири өзидин кейин рәһбәр болидиған кишини , йәни "из басар" ни омум хәлқниң сайлими арқилиқ әмәс , бәлки шәхсий өзи алдин бәлгиләп қойиду. Буниңдин кейин бундақ из басарни, хәлқниң тили билән әйтқанда " қара сандуқ ичидә бәлгиләнгән" бундақ дөләт рәисини чоқум рәт қилиш керәк. Биз һазир 21 - әсирдә яшаватимиз, бизниң әтрапимиздики дөләтләрниң һәммисидә дөләт рәһбәрлирини хәлқ өзлири сайлап чиқиватса, бундақ әһвал астида, җоңхва хәлқ җумһурийитидә техичә қайси бир киши өзи башқилар тәрипидин из басар қилип бәлгиләнгән соғатни қубул қилип хәлқниң сайлимини рәт қилса, бундақ кишни биз хәлқниң дүшмини дәп қаришимиз керәк. Мәнтиқә буйичә хәлқ өзигә хизмәт қилидиған, төһбә қошиидиған адәмни дөләт рәһбири қилип сайлайду, хәлқ һечқачан үзиниң дүшминини дөләт рәисликигә сайлимайду. Мушу мәнидин әйтқанда, хәлқ сайлимиған, мәлум шәхсиләр тәрипидин бәлгиләнгән яки өзи зомигәрлик қилип боливалған дөләт рәиси чуқум хәлқниң дүшмини.
Һәр бир пухраму өз дөлитиниң рәисини чоқум өзи сайлап чиқишта чиң туруши керәк
Көзүтүш жорнилида баян қилинишичә, профессор җав демократик сайлам һәққидә қилған мулаһизисидә мундақ дегән: чәтәлләрдә дөләт рәисини хәлқ өзи сайлап чиқиду. Бир қисим киши сайлимақчи болған намзат сайлиналмай қелиши мумкин, әмма улар өзлири сайлам паалийитигә қатнашқан болғанлиқи үчүн көп санлиқ авазға бой суниду. Буни мән өз көзүм билән көрдүм. Ваһаләнки, бундақ демократик сайлам вә бундақ җәрян хитайда йоқ. Хитайниң дөләт рәһбәрлири хәлқ сайлап чиққан кишиләр әмәс, бәлки хәлққә зому-зо теңилған "рәһбәр" ләр. Уларни хәлқ сайлап чиқмиған болғачқа, улар хәлқ үчүн иш қилмайду, хәлқниң мәнпәтини көзлимәйду, пәқәт өзини бәлгиләп қойған кишиниң яки өзини бәлгиләп қойған гуроһниң мәнпәәти үчүнла хизмәт қилиду, хәлқ билән қаршилишиду, хәлқни бастуриду, хәлққә рәһми қилмайду. Әгәр һазирқи замандиму хитай миллити дунядики башқа милләтләргә охшаш һәтта өзиниң дөләт рәисиниму өзи сайлиялмиса, бу нумус әмәсму? 5 миң йиллиқ мәдәнийитим бар милләт дәп пәхирлинишкә немә һәққи бар? бу мәнидин ейтқанда, җоңхва хәлқ җумһурийитиниң һәр бир пухрасиму, өз дөлитиниң рәһбирини өзлири мәдәнийәтлик шәкил билән сайлап чиқишни җараңлиқ аваз билән тәшәббус қилиш вә әмилийәттә шундақ қилиш мәҗбурийити бар. Бу тәшәббусни әмәлгә ашурушниму өзлиридин башлаш керәк.
"Қара сандуқтин чиққан рәһбәр" ни милли мунапиқ дәп билиш керәк
Көзүтүш жорнилида баян қилинишичә, профессор җав демократик сайлам һәққидә қилған мулаһизисидә мундақ дегән: йәнә шуни ейтиш керәкки, һазирқи хитай рәһбәрлириму из басар бәлгиләйдиған, бу бир әвлад рәһбәр йәнә бир әвлад рәһбәрни яки униңдин кейинки бир нәччә әвладни алдин бәлгиләп қойидиған бундақ мәдәнийәтсиз шәкилни ахирилаштуриши керәк. Әгәр башқилар тәрипидин бәлгиләнгән “из басар" өзи алди билән дөләткә рәһбәрлик қилаламду, шунчилик қабилийити барму, хәлқни нәзәрдә тутамду, хәлққә нимә иш қилип берәләйду, буни ойлимайла "қара сандуқтин чиққан ғәнимәт" ни қубул қилип, омум хәлқ сайлимини рәт қилип, өзлири дөләт рәһбири боливалса, бундақ кишини хәлқниң дүшмини, милли мунапиқ дәп билиш керәк.(Вәли)