Дең шявпиң дәвридики шуарлар хитай даирилири тәрипидин мәни қилинмақта
2007.02.19
2 - Айниң 19 - күни сабиқ хитай дөләт рәһбири дең шявпиңниң өлгинигә 10 йил болған хатирә күни. Хитай даирилири бу һәқтә һечқандақ хатириләш паалийәтлири өткүзмиди. Шуниң билән бир вақитта йәнә, дең шявпиң қалдурған сиясий мирасму хитай даирилири чәкләйдиған мәзмунға айланмақта. Дең шявпиңға аит китаб, журнал вә мақалиләр нәшр қилиништин мәний қилинмақта. Хитай компартийисиниң сабиқ рәиси дең шявпиң өлүп 10 йил болған бугүнки күндә, хитай даирилири уни хатириләш паалийәтлирини елип бериш бир яқта турсун, һәтта униң билән мунасивәтлик болған китаб, җорнал вә мақалә қатарлиқларниң нәшр қилинишини чәкләп, дең шявпиң дәвридики шуарларниму мәний қилмақта.
Бундин илгири хитай даирилири дең шявпиңни " ислаһат елип беришниң баш инженери" дәп мәдһийиләп кәлгән. Һәмдә мәктәпләрниң " дең шявпиң нәзирийиси " ни мәхсус дәрслик орнида өткән. Лекин бугүнки күнгә кәлгәндә, дең шявпиң қалдурған сиясий мираслар хитай һөкүмәт даирилири тәрипидин чәклинишкә башлиған.
Дең шявпиңниң алдин бейиш сиясити кимләрни бейитти?
1970 - Йиллириниң ахирида, дең шявпиң хитайдики иқтисадий ислаһат мәсилиси һәққидә тохтулуп, " алди билән бир қисим кишиләрниң бейишиға йол қоюш керәк" дегән шуарни оттуриға чиқарған. Дәл мушу шуар бугүнки күндә хитайниң алий дәриҗилик әмәлдарлирини интайин осал һаләттә қалдурған. Чүнки бир қисим кишиләрниң алдин бейишиға йол қойған бу шуар оттуриға чиқип, 30 йил өткән бугүнки күндә, хитайдики бай вә кәмбәғәлләр оттурисидики пәрқ адәмни чөчүткидәк һаләткә йәткән.
Хитай пуқралири омумйүзлүк һалда бу хил пәрқниң келип чиқиши дең шявпиң сиясити билән мунасивәтлик дәп қаримақта. Уларниң билдүрүшичә, дәл дең шявпиңниң бу хил алдин бейиш сиясити түпәйлидин , бир қисим кишиләр бейип тиқилип кетиш билән бир вақитта, йәнә бир қисим кишиләр өз җениниму бақалмас һаләттә қалған. Әмәлийәттә дең шявпиңниң бир қисим кишиләр алдин бейиш сиясити компартийә вә һөкүмәт орунлиридики һоқуқдарларни вә уларниң һәқәм - сайилирини бейитти. Адәттики пуқралар болса мәйли турақлиқ өй мәсилисидә болсун яки мәктәптә оқуш, хизмәт тепиш вә яки дохтурға көрүнүш җәһәтләрдә болсун , бу хил ислаһат үчүн зор бәдәл төлиди.
"Инақ җәмийәт " арқилиқ "чирикликни түзитиш " мумкинму?
Хитайдики бай вә кәмбәғәлләр оттурисидики пәрқ қисқиғинә 20 йил ичидә зор дәриҗидә чоңийип кәтти. 1999 - Йили хитайдики байлар тизимликидики әң ахирқи орунда туридиған байларниң пули 50 милйон юән болса, бу йилқи тизимликниң арқида туридиған байларниң пули 99 - йилидикидин зор дәриҗидә өрлигән булуп, 800 милйонға йәткән.
Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, һазирқи хитай дөләт рәһбәрлириниң оттуриға қойған "инақ җәмийәт қуруп чиқиш" сиясити әйни чағдики дең шявпиңниң " бир қисим адәмләр алдин бейиш керәк " сияситиниң хата икәнликини иқрар қилишниң ипадиси икән.
- Ху җинтав дуч келиватқан үч чоң кризисни һәл қилиш үчүн "образ яхшилаш" тәшвиқатини йолға қоймақта
- "Коммунистик яшлар иттипақи" хитайға немә қилип бәргән вә немә қилип берәләйду?
- Хитай растила тинчлиқ сөйәр дөләтму? (2)
- Хитай растила тинчлиқ сөйәр дөләтму? (1)
- Һиндистан, хитай билән дөләт бихәтәрликини, хитай, пакистан билән дослуқни биринчи орунға қойди
- Ху җинтав һиндистанда тибәт сәргәрданлириниң қаршилиқиға дүч кәлди
- Ху җинтавниң һиндиистан зияритидә 1962- йилидики чегра урушиға сәвәбчи болған мәсилә йәнә алдинқи шәрт қилинидикән