Дең шавпиң туғулғанлиҗиниң 100 йиллиқ хатирә күнидин туғулған мулаһизиләр (1)


2004.08.19
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Шинхуа агинитлиғиниң хәверидә баян қилинишичә, хитай коммунист партийә мәркизи комитити 8 - айниң 13 - күни, сичуән өлкиисниң гуаңән шәһридә деңшавпиңниң 100 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзгән. Бу паалийәттә җаң земинниң "дең шавпиңниң мис һәйкили" дегән хәт нусхиси оюп тәйярланған дең шавпиң һәйкилиниң һәшәмәтлик қизил тавар юпуқини ху җинтав ачқан. Шихуа агинитлиғиниң хәверидә "мәркизи комитит рәһбәрлири бу паалийәттә дең шавпиңниң аилә - тәвәлири, туққанлири вә йенида турған хизмәтчилири билән күрүшти" дейилгән болсиму, әмма, "асия вақит гезити" ниң шу күнидики хәверидә баян қилинишичә, дең шавпиңниң дең буфаң, дең лин, дең нән, дең роң қатарлиқ оғул вә қизлири 8 - айниң 13 күни сичуәнниң гуаңән шәһридә өткүзүлгән дең шавпиңниң 100 йиллиқини хатириләш паалийитигә қатнашқан 400 адәмниң ичидә йоқ, һәтта дең шавпиңниң рәпиқиси җолинму йоқ. Ваһаләнки, бу қетим хитай коммунист партийә мәркизи комитити уюштурған дең шавпиңниң 100 йиллиқини хатириләш паалийити җаң земин вә хуҗинтавлар өзлириниң сияси тәшәббусини ипадиләйдиған мәйдан болуп қалған.

Мустәқил сияси мулаһизичи лиушавбо әпәндиниң 8 - айниң 18 - күни бейҗиңдики туралғусидин йоллиған обзорида баян қилинишичә, хитай коммунист партийисиниң дең шавпиңни хатириләш паалийити, борунқиға охшашла, йәнила коммунист һөкүмдарлириниң тарихни бормилап, өзлиирниң җинайитини юшуридиған паалийити болди.

Лиушавбо әпәндиниң баян қилишичә, хитайда коммунист әмәлдарлири дең шавпиңни хатириләшни бана қилип һәр қайсиси өзлириниң сияси тәшәббусини оттуриға қоюшти. Бу паалийәттә сөзләш пурситигә еришәлмигәнлириму һәр амал қилип мақалә елан қилиш қатарлиқ башқа шәкилләрни қоллинип тарихни бормилап җинайитини юшуривалидиған бундақ паалийәтниң сиртида қалмиди.

Коммунист әмәлдарлири бу паалийәттә - дәп обзорини давамлаштуриду лиушавбо әпәнди, ــ 80 - йилларда хитайда ислаһатни йолға қойған башқа кишиләрниң төһбилирини йоққа чиқирип, пәқәт икки қоли қанға боялған дең шавпиңнила ислаһатни йолға қойған "бирдин - бир" адәм қилип көрситишти. Һәммимизгә мәлумки, шу йилларда сияси ислаһатни йолға қоюшни тәшәббус қилған баш шуҗи хуявбаң иди. Униңдин кийин, йезиларда мәһсулатни аилиләргичә көтригә бериш, шәһәрләрдә кархана ислаһати елип бериш, көрөлгән мәсилиләрни тинҗ вә сияси шәкил билән мәсилә һәл қилиш дәп тәшәббус қилған баш шуҗи җавзияң иди. Шуларни вәзипидин қалдурған киши дәл шу дең шавпиң иди. Бу қетим хитай коммунист партийә мәркизи комитити дең шавпиңниң 100 йиллиқини хатириләштин пайдилинип, һәммә нәтиҗини партийә мәркизи комититиниң нәтиҗиси қиливелиш үчүн, дең шавпиңнила гәвдиләндүрүп, өзлирини болса дең шавпиңниң сиясий мирасхори қилип көрсәтти.

Һәммимизгә мәлумки, - дәп обзорини давамлаштуриду лиушавбо әпәнди, ـــ хитайда нурғун вақәләрни хәлқ өзи истихийилик һалда қозғиған иди. Мәсилән: 1976 - йили баш министир җуенләй өлгәндә җәмийәттә пәйда болған вақә. Шу вақиттики давалғуш хәлқниң истихийилик һалда қозғиған хатирләш паалийитидин килип чиққан иди. Униңдин кейин йәнә истихийилик һалда қозғалған демукратик һәрикәтләр бар. Мәсилән: "буржуачә әркинләштүрүш" дәп чәкләнгәндә килип чиққан шидән кучисики демократийә теми вақәси. Шуниңдин кейин, хитайда бундақ демократик һәрикәт тоқтимай давамлашти. Ахир хәлқ 89 - йили һөкүмәттин хиянәтчиликкәـ чирикликкә қарши турушни қәти тәләп қилғанлиқи үчүн, 6 - айниң 4 - күни тиәнәнмен мәйданида чиш - тирниғиғичә қоралланған азатлиқ армийә қолида төмүрниң суниқи йоқ хәлқни танка билән бастурған вақә йүз бәрди. Бу вақәләрниң һәммсиниң пәйда болишиға дең шавпиңниң мустәбитлики сәвәпчи болған иди. Әслидә, хитайда ислаһат башланған һаман, дең шавпиң "4 асаси пиринсипта чиң туруш" дегәнни тәкитләп, демократийәни бастурушқа тәйярлиқ көргән иди. Шу җәрянда дең шавпиң "булғунушқа қарши туруш" , "әркинләштүрүшкә қарши туруш" дегән намлар билән кәйни - кәйнидин икки баш шуҗини (хуявбаң билән җавзияңни) вәзиписидин қалдурди. 89 - Йили хәлқни қораллиқ бастурди. Шуниңдин кийин та һазирға қәдәр хәлқ хитай коммунист партийисиниң террорлиқи асита туриватиду. Бу җәрянда хитайда "дең шавпиң нәзирийиси" буйичә "хәлқни болайдиған капитализим" йолға қоюлди. Хәлқни "шавкаң" дәп аталған "баяшатлиқ" җәмийәткә йәткүзүш шуари астида хәлқни икки чоң иқтисадий қутупқа бөливәтти. Хиянәтчилик вә чирикликкә йол ачти. "Иқтисатни тиз сүрәт билән тәрәққи қилдуруш" дегән нам билән хәлқниң мәңгулуқ һаят муһитини бузди. "Омумхәлқ мәдәнийити" дегәнни тәшәббус қилип, җәмийәтни әнәнивей мәдәнийәттин чәтнәткәнликтин , җәмийәттә әхлақ бузулуп чүшкүнлүшүш әвҗ алди. Һазир хитай җәмийити һуқуқ егилири вә уларға һамилиқ қилдиған байлар үчүн җәннәт, әмма хәлқ үчүн дозаққа айланди. (Вәли) (давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.