Дең шавпиңниң биңтуәнни әслигә кәлтүргән сиясий мирасиға баһа


2007.02.20

Дең шавпиң өлүп 10 йил өткәндә, интирнеттә дең шавпиниң бир қисим кишиләр алдин бейисун' , 'бир дөләттә икки хил иҗтимаи түзүм' қатарлиқ сиясий мирасилири һәққидә бәс - бәстә мулаһизә оттуриға қоюлди. Чоң қуруқлуқ зиялийлири дең шавпиңниң 'бир қисим кишиләр алдин бейисун' дегән сиясий мираси пәқәт коммунистларни бейитқанлиқиниң пакитлирини оттуриға қойди. Хоңкоң, тәйвәнләрдә болса 'бир дөләттә икки иҗтимаи түзүм 'дегән сиясии мирасиниң ақмиғанлиқини көрсәтти. Дең шавпиңдин миннәтдар болған бир қисим мәнпәәтдарлар интирнеттә дең шавпиңға гүл тәқдим қилди. Әмма дең шавпиң бәлгилигән из басарлар һазир дең шавпиңға ашкара баһа беришкә яки униң йолини давмалаштурушни җакарлашқа җүрәт қилалмиди. Уйғур зиялилиридин һази америкида туруватқан илшат әпәнди дең шавпиңниң биңтуәнни әслигә кәлтүргәнликидин ибарәт йәнә бир сияси мираси ‏ һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.