Әҗдиһа йоли
2006.02.06
Руслар хитайни бәзидә "сериқ әҗдиһа" вә яки "тәңри империйиси" дәп атишиду. Буниңға сәвәб болған нәрсә хитайниң ривайәтлири вә тарихи болуп һесаблиниду. Рус-хитай мунасивәт тарихида шерин ай дәвриму, топ- зәмбирәклирини бир-биригә бәтләшкән, һәтта бир –бириниң қанлирини төкүшкән вақитларму болған.
Русийә мәтбуатлириниң учурлириға қариғанда, советләр иттипақи йимирилгәндин кейин, хитайлар сансизлап русийә тупрақлириға кирип, сода-сетиқ ишлири билән шуғулланди. Хитай сахта маллири русийиниң һәммә йәрлирини қаплап, русийә истималчилириниң мәнпәәтлиригә зиян салди. Қанунсиз хитай көчмәнлири русийиниң чоң-кичик шәһәрлири һәтта йеза-қишлақлириғичә йетип келип йәрлишишиш пурсәтлиригә еришти.
Сеғинишниң орнини алған сәскиниш
Русийә мәтбуатлирида йәнә даим хитай қара қоллар гуруһлириниң түрлүк җинайи ишлар билән шуғуллинип, тинч рус пуқралириниң мал-мүлкигә вә бихәтәрликигә тәһдит селиш вәқәлириниң йүз бәргәнлики һәққидики учурларму тарқилишқа башлиди. Нәтиҗидә, бир мәзгил "хитайлар әмгәкчи хәлқ, хитайлар ақ көңүл хәлқ" дәп махтишип, өзлириниң 50-йиллардики совет –хитай мунасивәтлириниң шерин ай мәзгиллиридә ейтишқан "бейҗиң-москва" нахшисини сеғинған русийиликләрниң сәмимий һессиятлириниң орниға сәскинидиған, нәпрәтлинидиған һәмдә хитайни "тәһдит "дәп һесаблайдиған көз қарашлар алмашқан.
Йеқинда русийидики атақлиқ гезитларниң бири "москва комсомоли" да хитай көчмәнлири вә уларниң қилмишлири һәққидә "әҗдиһа йоли" дегән тема астида бир парчә мақалә елан қилинған. Мәзкур мақалидә көрситилишичә, һазир москвада 150 миңдин артуқ хитай көчмини яшимақта. Уларниң ичидә көплигән җинайәтчиләр, қара қоллар мәвҗут болуп, бу гуруппилар хитай көчмәнлирини қанунсиз йоллар билән явропаға маңдуруш тиҗарәтлири биләнму шуғуллиниду.
Русийидики хитайларниң сани талаш-тартиш үстидики мәсилә, бәзи рус апторлири хитай көчмәнлириниң саниниң бир қанчә милйон икәнликини йезишип, 2010-йилиға барғанда, хитайларниң русийидики асаслиқ милләтләрниң биригә айлиниши мумкинликини оттуриға қоюшмақта.
Москвадики хитай қара қоллар гуруппилири
Хитайлар һазир русийигә интилмәктә, бирақ, улар дөлитимиз үчүн ишлимәйватиду, улар пәқәт өзлириниң иқтисади үчүн ишләватиду, улар ишләп тапқан пуллирини хитайға елип кетиду.
"Әҗдиһа йоли" намлиқ мақалиниң аптори юлия калининаниң көрситишичә, һазир москвадики хитай қара қоллири бир қанчә гуруппиларға бөлүнгән болуп, улар чоң җәһәттин шималлиқлар вә җәнублуқлар дегән икки гуруппиға айрилған . Бу икки чоң гуруппиниң тәркибидә йәнә бейҗиң гуруһи, харбин гуруһи, шаңхәй гуруһи, фуҗйән гуруһи вә җеҗаң гуруһи дегәндәк бир қанчә қара қоллар шайкилири мәвҗут болуп, улар өзара бир бири билән күрәш қилиду. Буларниң һәммисиниң өз алдиға сода нуқтилири вә бөлүвалған территорийилири бар . Москва шәһириниң измайловский вә черкизовский районлирида "асия мәһәллиси" пәйда қилинған болуп, хитай қара қоллири бу җайларда қимарханиларни, паһишиханиларни ачқан, бу йәрдики хитай паһишилири һәр хил мулазимәтлирини давамлаштурмақта.
Мақалидә йезилишичә, хитай қара қоллири русийә содисиға, җәмийәт аманлиқиға тәсир йәткүзидиған бир күчкә айланған болуп, бир қисим русийә әмәлдарлири бу хитайлардин пара йегәнлики үчүн уларға чеқилишни халимайдикән.
Мақалә аптори юлия калинина русийә һөкүмитиниң йеқинда 60 нәччә нәпәр хитай қанунсиз көчминини мәҗбурий һалда русийидин һәйдәп чиқиривәткәнликини, әмма бунчилик бирәр қетимлиқ қоғлап чиқиришниң купайә қилмайдиғанлиқини, чүнки, уларниң орниға йәнә һәр күни миңлап хитайларниң русийигә келидиғанлиқини оттуриға қоюш билән русийә җәмийити вә һөкүмитини мәзкур хитай қанунсиз көчмәнлири вә җинайәтчилиригә қаттиқ позитсийә тутушқа чақирған.
Йирақ шәрқтә хитай көчмәнлириниң сани ашмақта
Марина селинина вә йекатирина семейонова исимлик икки нәпәр рус апториниң " мустәқиллиқ гезити" дә елан қилған мақалисидә оттуриға қоюлишичә, йирақ шәрқ хитай көчмәнлириниң әң көп келиватқан җайлири болуп, йирақ шәрқтики чита областлиқ көчмәнләр идарисиниң учуриға таянғанда ,ташқи байқалдики 400 дин артуқ ширкәт вә шәхсий тиҗарәтчиләр хитай ширкәтлири вә хусусийлар билән келишим түзүп, хитайларни бу җайларға елип кәлгәнлики үчүн йеқинқи бәш йил ичидә мәзкур райондики хитайларниң сани тез сүрәттә ешип кәткән. "2005-Йилиниң ичидила чита областидики тамозһна өткилидин 200 миңдин артуқ хитай өтүп, русийә тәвәсигә киргән. Чита области әмәлийәттә хитай тинч ишғал қилиш даирисидики районларниң биридур" дәп язиду мақалә апторлири. Уларниң көрситишичә, бирақ һөкүмәт тәрәп хитайларниң тинч ишғал қилиш мәсилиси һәққидә изаһат бериштин баш тартқан. Рус апторлири хитайларниң мундақ тез көпийиш әһвалини "тинч ишғал қилиш" дәп аташмақта.
Мақалә апторлириниң баян қилишичә, чита областидики көплигән қурулушлар хитай ширкәтлири тәрипидин көтиригә елинған болуп, иш нуқтилиридики мутләқ көпчилик ишчи хитайлар икән. Һәтта амазар йезисидики түрлүк иш орунлириниң 80%ни хитайлар игиливалған. 2005-Йили бир хитай ширкити чита областидики төмүр тавлаш нуқтисини көтүрүвалған болуп, бу җайда 4000 хитай ишчисиниң ишлиши пиланлиниветипту. Һазир хитайниң чита областиға мәбләғ селишиму ашмақта икән.
Мақалә апторлириниң оттуриға қоюшичә, түрлүк сәвәбләр түпәйлидин чита областидики аһалиларниң сани азийишқа башлиған болуп, кишиләр башқа җайларға көчүп кәтмәктә. Шу сәвәбтин бу райондики қурулуш орунлири һәм башқа орунлар көпләп хитай ишчилирини елип келип ишлитишкә башлиған. Хитайларниң һәммә йәрләрни қаплишидин хапа болған чита областиниң хәлқи бу районниң пат арида бир хитай шәһригә айлинип қелишидин әнсиригән болуп, һәтта шәһәр мәркизигә хитайчә хәтләр оюлған бир хатирә бәлгисиму орнитилған икән.
Чита областиниң көчмәнләр идарисиниң бир хадиминиң билдүрүшичә, чегридин өткән хитай саяһәтчилирини тәкшүргәндә, уларниң йенидин палта қатарлиқ хәтәрлик әсваблар чиққан, русийә тамоҗна хадимлири русийигә дәм елишқа маңған саяһәтчи хитайлар палтини немә қилидиғанду дейишип һәйран қалған, хитайларму буниң сәвәбини чүшәндүрүп берәлмигән.
Мақалидә йезилишичә, йирақ шәрқ ишчилири уюшмисиниң рәиси юрий викулоп бу әһваллар һәққидә тохтилип, "хитайлар һазир русийигә интилмәктә, бирақ, улар дөлитимиз үчүн ишлимәйватиду, улар пәқәт өзлириниң иқтисади үчүн ишләватиду, улар ишләп тапқан пуллирини хитайға елип кетиду" дегән.
Русийиниң "мустәқиллиқ гезити"дә елан қилинған мәзкур мақалидә көрситилишичә, һәтта бу йәрдики хитай қурулуш ишчилири русийиликләргә ашкара һалда" биз өзимиз үчүн қурулуш қуруватимиз, шуниң үчүн биз тиришиватимиз" дегән икән. Руслар бу сөзләрни хитайларниң кәлгүсидә бу җайни "өз йеримиз болиду" дәп чүшәнгәнлики дәп қариған. Демисиму, хитай тарих китаблирида русийиниң 19-әсирдә йирақ шәрқтики көплигән җуңго земинини тартивалғанлиқи йезилиду. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хабаровсикидә хитайға қарши кәйпият күчәймәктә
- Русийидә хитайлар зәрбигә учримақта
- Русийидә милләтчилик күчәймәктә
- Хитай билән русийә қазақистан нефитини талашмақта
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати ғәрбкә қарши күч уюштурмақта
- Хитай- русийә бирләшмә һәрбий маневири кимгә қаритилди?
- Русийә билән хитай һәрбий һәмкарлиқлирини күчәйтмәктә
- Хитай асияға тәһдитму?