Елим - сетимдики әхлақий қаидиләр


2008.01.18

Гүзәл әхлақ һәр қандақ адәм униңға интилидиған, һәр ким уни қәдирләйдиған вә инсанларға толиму яришидиған бир есил хисләттур. Инсаний гүзәл әхлақниң даириси интайин кәң болуп, инсанларниң күндилик турмушида йүз берип пүтүн ишларни өз ичигә алиду. Содида адаләтлик вә растчил болушму инсаний гүзәл әхлақларниң қатаридин санилиду.

Муһәммәд нияз һаҗим билән сөһбәт

Муһәммәд нияз һаҗим сода - сетиқ ишлиридики әхлақий қаидиләр һәққидә мундақ диди: “ һәрхил сода - сетиқни қаидигә уйғун келидиған даирә ичидә елип бериш растчиллиқ билән сода қилишниң усулидур. Инсанлар сода - сетиқ ишлирида дөләт қануниға бойсунуплар қалмай, йән өзлири етиқад қилидиған динниң сода - сетиқ әхлақиғиму әмәл қилиши керәк. Пәйғәмбәр әләйһиссаламдин қайси меһнәт әң әвзәл. Дәп соралғанда, у “ кишиниң өз қоли билән қилған әмгики вә тоғра рәвиштә қилинған сода”дәп җаваб бәргән.

Җәмийәт еһтияҗлиқ болған һәм әхлақ өлчимигә уйғун келидиған сода - сетиқниң һәммиси һалалдур. Униң әксичә, иҗтимаий һаятқа сәлбий тәсир көрситидиған, җәмийәтниң әхлақ өлчимигә уйғун кәлмәйдиған сода сетиқниң һәммиси һарамдур. Инсанларниң, иҗтимаий гуруһларниң мәнпәәтигә зиян - зәхмәт йәткүзидиған һәр қандақ тирикчилик усули ейиблинишқа тегишлик.

Қаидигә уйғун сода - сетиқ һәр икки тәрәпниң ихтиярлиқи бойичә, бир - биригә мәнпәәт вә пайда йәткүзүш асасида болиду. Сода - сетиқ һәр икки тәрәпниң разилиқини шәрт қилиду. Әгәр бир тәрәпниң тәлипи болуп, қарши тәрәпниң қобул қилғанлиқи һасил болмиса, зорлуқ билән содилишиш келип чиқиду - дә, бу инсаний әхлақ өлчимигә уйғун кәлмигән болиду.”

Сода қаидә - йосуниға әмәл қилиш растчиллиқниң ипадиси

Муһәммәд нияз һаҗим сода қаидә йосуниға әмәл қилишниң зөрүрлики һәққидә мундақ диди:“пәйғәмйбәр әләйһиссалам “мусулманлар өзлири келишкән шәртлиригә бағлиқтур”дәп көрсәткән. “шәрт” һәр хил өлчәмдин ибарәт. Бу һәдис шуни ипадиләйдуки, җәмийәттә яшаватқанлар һәр хил өлчәм вә бәлгилимиләрниң чәклимисидә болиду. Шуңа һәр хил қаидиләргә әмәл қилиши тәләп қилиниду. Һәр ким сода - сетиқ ишлирини әхлақий қаидиләр бойичә елип барса, өзини интайин азадә һес қилиду - дә, қанунниң барлиқиниму сәзмәй қалиду. Әгәр у қанунсиз вә әхлаққа уйғун кәлмәйдиған рәвиштә сода - сетиқ билән шуғулланса, қанунниң һәммила җайда мәвҗудлиқини вә өзиниң тәрәп - тәрәптин чәклимиләргә учрап туриватқанлиқини көриду.

Содида ялған сөзлимәслик әхлақий мәҗбурийәт

Пәйғәмбәр әләйһиссалам бир күни содигәрләргә нәсиһәт қилип,“ әй содигәрләр җамаәси! сода үстидә ялған ейтиштин һәзәр қилиңлар”дәп көрсәткән. Сода - сетиқ қилғанда кишиләрни алдаш яки көз боямчилиқ йоли билән яхшичақ боливелишниң һәммиси адил болмиған елим - сетим қилмишлиридиндур. Бу инсаний хисләтгә игә болған кишиләрниң қилидиған иши әмәс. Сода -сетиқта адаләтлик болуш инсаний гүзәл әхлақниң җүмлисидин санилиду. Мусулманлар үчүн болса пәрздур.

Содидики ялған гәп қилиш вә алдамчилиқ қатарлиқ қилмишлар ақивәттә кишигә пайда бәрмәйду. Нурғунлиған пакитлар шуни испатлайду, җәмийәттики ялған мал сетиш, башқиларни алдаш қатарлиқ қилмишлар бир мәһәл пайда бәргәндәк қилған билән, узунға қалмай игисигә һалакәт вә вәйранчилиқ елип келиду. Чүнки ялғанчилиқ билән алдамчилиқ инсан тәбиитигә ят келидиған вақитлиқ нәпсий һәвәсләрдур. Әмма растчиллиқ билән сода қилиш гәрчә көрүнүштә җапалиқ, пайдиси аз болсиму, лекин у пухта, даимлиқ вә хатирҗәмлик иштур. Мундақлар кишиләрниң һөрмитигә сазавәр болғучилардур”.

Сода - сетиқ қилғанда өлчәмдә кәм бәрмәслик лазим

Муһәммәд нияз һаҗимниң ейтишичә, сода - сетиқ қилғанда таразида кәм тартип бериш арқилиқ кишиләрни алдаш нә мусулманчилиқ, нә инсани әхлақ қаидисигә ойғун кәлмәйду. Таразида адаләтлик болуш мусулманлар үчүн пәрздур. Қуран кәрим инсанларға тәлим берип:“ силәр башқиларға (ашлиқ қатарлиқларни)өлчәп бәргәндә, толуқ өлчәңлар вә тоғра таразида тартип бериңлар, бундақ қилиш силәр үчүн әң яхшидур” дегән. Таразида кәм бериш инсанларни опочуқ алдиғанлиқ вә уларниң мелини һәқсиз һалда йәвалғанлиқтур. Дунядики пүтүн динлар вә барчә қанунлар бу қилиқни ейплайду.(Өмәрҗан)

юқиридики улиништин, мухбиримиз өмәрҗанниң бу һәқтики мәлуматини аңлайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.