Хитайдики әмгәкчиләрниң әһвалиға бир нәзәр
2004.09.14
Бейҗиң баһари жорнилиниң баш муһәррири хупиң әпәнди йеқинда хитайда нәшрият тармақлириниң һазииқи әһвали вә әмгәкчиләрниң азап чекиватқанлиқи һәққидә бир обзор елан қилди.
Һазирқи диктаторлуқ билән бурунқиси охшимайду
Хупиң әпәндиниң "хитайдики әмгәкчиләрниң әһвалиға бир нәзәр сәрләвһилик обзорида мулаһизә қилинишичә, хитайда нәшриятларни хитай коммунист партийеси чәмбәрчәст контирол қиливалған. Шуңлашқа дәрт тартиватқан әмгәкчи хәлқниң һәқиқи әһвали дуняға ашкариланмайду. Һәммә кишигә мәлумки, хитай коммунист партийиниң дектатурлиқи астида туриватқан дөләт. Һазирқи бу дектаторлуқ бурунқи кона шәкилдики дектаторлуққа охшимайду. Бурунқи дектаторлуқ шараитида гезит - жорналларда елан қилинип болған учурлар вақәдин кейин сүрүштә қилинатти, бу худди бала туғулуп болғандин кейин қарап беиқп уни өлтүриваткәнгә охшайтти. Әмма һазирқиси униңа охшимайду, бала туғулуп болғичила өлтүрүп ташлайду. Бурунқи ‘әксилинқилапчи дегән җинайәт намини һазир хитай коммунист партийисиниң тәшвиқат тармақлири ‘ағдурмичилиқдегәнгә өзгәртивалди. Хитай коммунист партийиси өзи хәвпкә дуч кәлгән һаман " дөләтни аَғдурмақчи дегән нам билән аллибурун юқитишни көзлигән адәмләрни техи йүз бәрмигән вақәниң җавапкари қилип алдин тутуп өлтүриду яки түрмигә ташлайду. Хәвәр - учурларни җәмийәткә йәткүзидиған ахбарат - нәшриятларниң һәммиси партийиниң оргини яки ишәнчилик адиминиң қолида болғачқа, улар партийигә зиянлқ болидиған һәр қандақ учурниң сиртқа ашкара қилинши чәкләп туриду.
Интернәт хитайниң учур контрол қилиши учун риқабәт болди
Дуняда интирнәт, йәни иликтиронлуқ өтүшминиң кәшп қилинғанлиқи хитай коммунист партийесиниң учурларни контирол қилиши үчүн бир чоң реқабәт болди. ــــ Дәп мулаһизисини давамлаштуриду хупиң әпәнди, ــــــ чүнки интирнәттә кишиләрниң учур, обзор елан қилишни алдин яки дәрһал тосивелиш наһайити қейин. Интирнәт дегән дуняниң һәммә йеридин учурлар өз - ара өтүшүп туридиған туридиған тор. У партийиниң нимини чәклигән, нимини чәклимигәнлики билән кари йоқ, нимә вақә йүз бәргән болса, шуни интирнәткә язсила тарқиливериду. Шуңлашқа хитай һөкүмити интирнәтни тосуш үчүн наһайити кәң даирилик интирнәт сақчиси тәсис қилди. Улар бәзи өтүшмә ноқтилирини контирол қилип туруп, һөкүмәт хаһлимайдиған учурлар пәйда болсила ‘хәтәрлик йүзлиниш дәп қарап уни өчүриветиду. Шундақтиму йәнила учурларниң шу өткәлләрдә тосулуп қалмай тарқилип кетидиғанлири болиду. Һөкөмәт учурларниң әһвалидин хәвәр тапқандин киейин, бәзи тәпәккури өткүр язғучиларни мәхпи һалда тутқин қилиду яки лүкчәкләргә урғузуп зәхмиләндүрүп қойиду. Әмма интирнәт арқилиқ тарқалған җамаәт пикри һазир партийиини өзиниң қарарлирини өзгәртишкә мәҗбур қилмақта.
Ислаһаттин кәлгән нәп нимә
Хупиң әпәнди ислаһатта пәйда болған мәсилиләр һәққидә тохтулуп мундақ дәп мулаһизә қилиду: 89 - йилида йүз бәргән 4 - июн вақәсдин бурун ислаһатта һәммә адәмгә нәп тәгди. Әмма 4 - июн вақәсидин кейин, ислаһатта һәммә адәмгә тегидиған нәпни партийә қайтидин тәқсим қилишқа башлиди. Бу тәқсиматта дөләт егиликидики кархана ишчилири қурбан болуп кәтти. Шуниң билән ишсизлар топи, намратлар топи барлиққа кәлди. Бурун коммунист партийә өзи ‘дөләт игиликидики карханилар омум хәлқниң, ‘кархана башлиқи билән адәттики ишчи һуқуқта барабәр дәп тәшвиқ қилатти. Кейин партийә дөләт игиликидики карханилар тартқан зиянни ишчиларни иштин бошутиветиш арқилиқ қаплайдиған болғанда, ишчилар ‘биз нимә үчүн ишсиз болуп қалимиз, сән нимә үчүн ишсиз болмай бәлки хоҗайин болуп туриверисән дегән суални партийениң үзигә қойди. Бурунқи түзүмни партийә өзи тәшәббус қилип тиклигән, әмди уни өзгәттишкә тоғри кәлгәндә партийә өзи буниң үчүн бәдәл төлиши керәк . Әмма партийә хәлққә бәдәл төләткүзди. Һөкөмәт бу мәсилини паш қилидиған учурларниң дуняға тарап кетишидин қорқиду. Шундақтиму йәнила тарқилип кетиватиду. Ишсизлиққа һөкүмәт өзи җавапкар болиши керәк иди. Әмма у ишсизлиқни хәлқниң өзигә артип қойди. Партийә өзи пәйда қилған ишсизлиқ вә намратлиқни хәлқ өзи аҗиз болғанлиқтин болди дәп бормилап чүшәндүрүшкә орунди. Шуниң билән җәмийәттә" аҗиз кишиләр топи дәйдиған аталғу пәйда болди.
Мәсилини һәл қилишниң бирдин бир йоли
Бейҗиң баһари жорнилиниң баш муһәррири хупиң әпәнди хитайда әмгәкчиләрниң нимә үчүн иштин бошутулуп, намратлишип азап - оқубәт чекиватқанлиқи, әмма уларниң садаси дуня аңланмайватқанлиқи вә буни һәл қилиш бирдин бир чариси нимә икәнлики һәққидә тохтулуп мундақ дәп мулаһизә қилиду: омум хәлқ егиликидики яки дөләт егликидики дегән түзүмни, йәни сотсиализимни хитай коммунист партийиси үзи тәшәббус қилип тиклигән. Дуня вәзийитиниң түрткүси астида йолға қоюлған ислаһатта, хитай коммунист партийисиниң бу түзүми пачақланди. Әмма шу түзүмниң егиси болған коммунист партийә техи тәхттин чүшмәй, бәлки зиянни хәлққә артип қоюп, пайдиға өзи егә боливалди. Әмгәкчиләрниң ишсизлиқи, намратлиқи, азап - оқубәт чекиватқанлиқи, дәрдини дуняға әйталмайватқанлиқидин ибарәт бу мәсилини һәл қилишниң бирдин бир йоли ـــــ хитай коммунист партийеси тәхттин чүшүп кетиши керәк. (Вәли)