Әркинликни аллаһ өзи һәр бир инсанға тәқдим қилған
2006.09.19
9 - Айниң 15 - күни, америка ташқи ишлар министирлиқи 2006' - йиллиқ хәлқара диний -етиқад әркинлики доклати' елан қилди. Бу доклатта америкиниң тунҗи 'һоқуқ хитабнамиси' ниң биринчи маддисидики 'пүтүн дуняда дини -етиқад әркинлики, сөзләш әркинлики, топлиниш әркинлики вә виҗдан әркинликини өз ичигә алған кишилик һоқуқниң асаси, һәммә демократик һөкүмәтләр чоқум һүрмәт қилиши керәк болған асас' дегән ибариләр әсләп өтүлди. Бу доклатта дуня буйичә хәлқидә әркинлик бар дөләтләр билән хәлқидә әркинлик йоқ дөләтләрниң селиштурмиси, йәни пүтүн дуняда әркинликниң йилдин - йилға кеңийиватқанлиқи баян қилинди. Пүтүн дуняниң әркинлик вәзийитини баһалап туруватқан 'әркинлик өйи' дегән хәлқаралиқ тәшкилатниң санлиқ мәлуматиға асасланғанда, 1972 - йили дүня буйичә хәлқидә әркинлик бар дөләтләрниң сани 44 иди, бу сан йилдин - йилға көпийип, бултур 89 ға йәтти. 1972 - Йили пүтүн дүня буйичә хәлқидә әркинлик йоқ дөләтләрниң сани 68 иди, бу сан йилдин - йилға төвәнләп бултур 45 кә чүшүп қалди.
Хитайниң бәзи аз санлиқ милләт районлирида диний әркинликни чәкләш мәсилиси кишини чүчитиду
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң 2006 - йиллиқ хәлқара диний -етиқад әркинлики доклати'ниң хитайға даир қисмида 'хитайниң асасий қанунида динға етиқад қилиш яки етиқад қилмаслиқ һәр бир кишиниң әркинлики дәп ениқ бәлгиләнгән болсиму, әмма хитай һөкүмити диний паалийәтләрни һөкүмәтниң 'рухсити' астиға елип вә һөкүмәтниң мәмурий органлириниң 'башқуруши' астиға қоюп чәкләшкә урунди. Йеқинқи йилларда хитайда диний әркинлик җәһәттә еғир дәриҗидә чекиниш йүз бәрди. Бәзи аз санлиқ милләт районлирида диний әркинликни чәкләш мәсилиси кишини чүчитиду' дәп баян қилинған иди.
Чин гаң: җуңгода һәр қайси милләтләр диний етиқад әркинликидин толуқ бәһриман болуватиду
Шинхуа агентлиқиниң 9 - айниң 18 - күни бейҗиңдин хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чин гаң америкиниң 2006 - йиллиқ 'хәлқара диний -етиқад әркинлики доклати' дики хитайға алақидар мәзмунларға қаттиқ наразилиқ билдүргән вә уни 'диний мәсилиләрдин пайдилинип җуңгониң ички ишлириға мудахилә қилғанлиқ' дәп қариған. Чин гаң әпәнди дуняға һазир 'җуңго һөкүмити өзиниң асасий қануниға асасән өз пуқралириниң диний етиқад әркинликини қоғдаватиду, җуңгода һәр қайси милләтләр диний етиқад әркинликидин толуқ бәһриман болуватиду' дәп җакарлиған.
Муһәммәт салиһ артиш һаҗим чингаңниң ениқлимисини рәт қилди
Уйғурларниң түркийидә туруватқан мөтивәр затлиридин муһәммәт салиһ артиш һаҗим хитай ташқи ишлар министирлиқиниң һазир 'һәр қайси милләтләр диний етиқад әркинликидин толуқ бәһриман болуватиду' дегән ениқлимисини тарихий вә әмәлий җәһәтләрдин рәт қилди.
Америкида диний -етиқад әркинлики болмаслиқтәк еғир мәсилә йоқ, дәп қарилиду
Америка ташқи ишлар министирлиқи демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк бюросиниң баян қилишичә, америка ташқи ишлар министири кондализа райс ханимниң америкиниң 2006 - йиллиқ 'хәлқара диний -етиқад әркинлики доклати' мунасивити билән сөзлигән нутуқида 'америкида диний -етиқад әркинлики болмаслиқтәк еғир мәсилә йоқ, дәп қарилиду, бизниң дөлитимиз дәл мушу асас үстигә қурулған. Диний етиқад әркинлики демократийиниң ядроси, биз һазир бу җәһәттә риқабәткә дуч келиватимиз' дегән. Униңда баян қилинишичә йәнә, америка президенти җорҗи буш америкиниң 2006 - йиллиқ 'хәлқара диний -етиқад әркинлики доклати' мунасивити билән сөзлигән нуту қидиму, америкиниң диний әркинлик җәһәттики қиммәт қаришини тәкитләп ' дуняға әркинликни америка бәрмәйду, әркинликни болса аллаһ өзи һәр бир инсанға тәқдим қилған, биз америкида әркинликни илгири сүргәндә бу ноқтини әстә тутимиз' дегән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатида уйғурларниң диний әркинлик мәсилиси нуқтилиқ тилға елинди
- Сақал қоюш җинайәтму?
- Хитай һөкүмити түнигәнләрни җазалимақта
- Динсиз хитай билән христиан америкилиқниң 'илаһ' һәққидики деалоги нәшрдин чиқти
- Шаяр наһийиси қайлу йезисидики җамаәтниң йеңи мәсчиткә игә болуш арзуси көпүккә айланди