Апәттә қалған намрат хәлқни ғәмдин халий қилиш қурулиши хәлқни ғәмгә салмақта


2005.05.27

Хитай һөкүмити, 2004 - йилидин башлап бәш йил ичидә уйғур елидики йәр тәврәш апитигә учриған районлардики намрат деһқанларниң бихәтәр өйләргә көчүп кириши үчүн мәхсус мәбләғ аҗритип, йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләрниң қурулушини башлиған иди. Бу бәш йил ичидә, намрат йеза -кәнтләрдә җәмий 185 миң алиликниң йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләргә көчүп киришини әмәлгә ашуруш пиланланған. Нөвәттә, бәзи йеза -наһийиләрдә бир қисим өйләр пүтүп, йәр тәврәштә өйсиз қалған бәзи деһқанлар йеңи өйләргә көчүп киришкә башлиған.

Әмма, уйғур аптонум районлуқ һөкүмәтниң бу хизмәткә мәсул орунлириниң йеқинда тәкшүрүш елип беришичә, һәр қайси намрат йезиларда селиниватқан бу чидамлиқ өйләрниң 201 и өлчәмсиз болуп чиққан болуп, бу өйләрни пүтүнләй бузуп башқидин ясашқа 3 милярд юән кетидикән.

Үчтурпанда селиниватқан 80 өй өлчәмсиз болғанлиқи үчүн өрүветилди

Ақсу хәвәр торидин ашкарилинишичә, үчтурпан наһийисидә селиниватқан йәр тәврәшкә чидамлиқ бихәтәр өйләр дәп елип бериливатқан қурулуш җәрянида, қурулуш орунлириниң хиянәтчилики түпәйли җәмий 80 өй өлчәмсиз қурулуш болуп чиққан, шундақла ақсу вилайитиниң валиси җарулла һисамидин бу өйләр үстидин тәкшүрүш елип берип, һәммини чеқип қайта селишқа буйриған.

Бу йил иккинчи айниң оттурида, үчтурпан наһийиси 6.2 Бал йәр тәврәш апитигә учрап, нурғун өйләр өрүлүп, икки йүздин артуқ адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған иди. Апәт еғир болған җайлардики көп сандики амма өйсиз қалған, бәзилири һазирға қәдәр кәпә һәм чидирларда далдиланмақта.

Уйғур ели һөкүмити һәм ақсу даирилири үчтурпандики апәттә қалған амминң бу йил 5 - айғичә бихәтәр өйләргә көчүп киришини әмәлгә ашурушни пиланлиған болсиму, әмма ақсу һөкүмәт торидики хәвәрдин ашкарилинишичә, пиландики җәмий 11613 өйниң һазирға қәдәр пүткини аран 17٪ киму йәтмигән.

Бихәтәр өй қурулушлириниң өлчәмсиз болиши қурулуш ширкәтлириниң мәсулийити

Биз хитай мәркизий һөкүмити һәм уйғур аптонум районлуқ хәлқ һөкүмитидин мәхсус мәбләғ аҗритип қурулуш елип бериватқан намрат районларниң йәр тәврәшкә чидамлиқ бихәтәр өй қурулушиниң әһваллирини игиләш үчүн, үчтурпан наһийилик һөкүмәткә телефон қилдуқ. Наһийилик партком секритари зияритимизни қобул қилип бихәтәр өй қурулушиниң қандақ елип бериливатқанлиқини тонуштурди. У мундақ деди:

"Биз апәттә өйсиз қалған деһқанларға бихәтәр өй селиш қурулишини 3 - айниң 15 - күни башлиған. Иккинчи айда йәр тәвригәндә наһийимиздә җәмий икки миң 400 дин көп аилиликниң өйи өрүлгән. Һазирға қәдәр бәзилири йәнә кәпиләрдә туриватиду, аз бир қисми йеңи өйләргә көчүп кирди".

Мухбиримиз: Билишимизчә мушу айниң ахириғичә, барлиқ деһқанларниң йеңи өйләргә көчүп киришини пиланлиған икәнсиләр, һазир айниң ахири болуп қалди қурулушуңлар техи тамам болмидиму?

Партком секритари: Биринчи пиландики өйләрниң қурулушини бу айниң ахири пүттуримиз. Һәммини тамамлаш мумкин әмәс, пиланниң бир қисмидики йәни 163 аилилик йеңи өйләргә көчүп кирәләйду..

Мухбиримиз: Бу чидамлиқ өйләрниң қурулушини қайси қурулуш орунлири елип бериватиду?

Партком секритари: Бир қисми сирттин кәлгән шәхси қурулуш ширкәтлири йәнә бәзилири наһийимизниң қурулуш тармақлири. Һәр бир өйниң қурулушиға дөләт тәхминән 10 миң юәндин мәбләғ аҗратқан.

Мухбиримиз: Ақсу вилайәтлик һөкүмәттин игилишимизчә, наһийидә селиниватқан бу бихәтәр өй қурулушиниң бир қисми өлчәмсиз хәтәрлик өйләр болуп чиқипту, буниң сәвәби немә?

Партком секритари: Һә, бир нәччә күн бурун, җарулла вали тәкшүрүшкә кәптикән, бир қисим өйләр өлчәмсиз чиқти. Уларниң һәммини бузуп, қайтидин ясаймиз.. Чүнки уларниң бәзилири қурулуш давамида қурулуш матирияллирини кам ишлитип сүпәтсиз материялларни ишлитип сүпәтсиз қурулуш елип барған. Бу мәсулийәтни догварға асасән, шу қурулушни көтирә алған ширкәтләр өз үстигә елиши керәк. Улар асасән шәхси қурулуш ширкәтлири. Һөкүмәт хәлқни бихәтәр өйгә киргүзимиз дәп елип бериватқан қурулуш әксичә, хәтәрлик болуп чиқса боламду? бу қурулушларни өткүзивилишқа мәхсус кадирларни аҗраттуқ, биз ундақ өлчәмсиз өйләрни бузуп қайта салимиз.

Апәттики намрат хәлқ бихәтәр өйләргә көчүп кириш үчүн чиқим тартмақта

Биз йәнә, үчтурпан наһийисидики апәткә әң еғир учриған имамлирим йезисиға телефон уруп, амминиң бихәтәр өй қурулуш әһваллирини соридуқ. Зияритимизни қобул қилған бир уйғур деһқан, бу йезида қурулуш елип бериливатқан бәзи өйләрниң өлчәмгә тошмай қайтидин селиниватқанлиқини , йезилиқ һөкүмәтниң апәткә учриған намрат деһқанларниң йеңи өйләргә көчүп кириши үчүн улардин җиқ һәқ еливатқанлиқини паш қилди.

Гәрчә хитай мәркизий һөкүмити һәмдә уйғур аптонум районлуқ һөкүмәт намрат районларниң йәр тәврәшкә чидамлиқ өй қурулушиға ярдәм бериш үчүн, мәхсус мәбләғ аҗратқан болсиму, аммини ғәм әндишидин халий қилиш мәқсәт қилинған бу қурулуш, йеза - кәнтләрдики мунасивәтлик әмәлдарлар үчүн пул үндүрүш, парихорлуқ қилиш пурсити яритип бәргән болуп, апәт районидики бәзи деһқанлар, қурулуш җәрянида парихорларниң, дөләт чүшүргән мәбләғдин башқа намрат хәлқтиму мәнпәәт үндүрмәкчи боливатқанлиқини инкас қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.