Олимпик йиғини вә вә хитайдики кишилик һоқуқ
2004.09.01
Гретсийә пайтәхти афинадики олимпик тәнтәрбийә йиғинида қолға кәлтүргән 32 данә алтун медал , хитайларда 2008 - йилдики бейҗиң олимпик тәнтәрбийә йиғиниға саһибханилиқ қилиш һоқуқиға еришкәнликиниң һәқлиқ икәнликигә болған ишәнчини техиму ашурди . Бирақ бейҗиң шәһәр башлиқи, афинадики олимпик йиғининиң йепилиш мурасими күни олимпик байриқини хитай кишилик һоқуқ хатирисиниң көләңгиси астида тапшурувалди .
Көп сандики хитайларниң 2001 - йилни хитай тарихидики муһим йил дәп қарайдиғанлиқини пәрәз қилиш тәс әмәс . Чүнки бу йил хитайларниң дуня сода тәшкилатиға әза болуп кириш , хитай дөләт путбол командисиниң дуня лоңқисини талишиш һәл қилғуч мусабиқисиға қатнишиш , бейҗиңниң 2008 - йилдики олимпик тәнтәрбийә йиғиниға саһибханилиқ қилиш һоқуқиға еришиш арзуси әмәлгә ашқан бир йил болди . Шуңа бу бир йил көп сандики хитайларниң нәзиридә хитай тарихидики алтун йил дәп қаралмақта . Бейҗиң 1993 - йили 2000 - йилдики олимпик йиғинини өткүзүш һоқуқини австралийигә тартқузуп қойғанда , әйни чағдики сабиқ бейҗиң шәһәр башлиқи чен шитоң көз йешини туталмиған иди .
Бирақ һазир мутләқ көп сандики хитайлар өзлирини 2008 - йилдики олимпик йиғиниға саһибханилиқ қилишқа һәқлиқ дәп һисаплайду . Бейҗиң даирилириниң нәзиридә хитай иқтисадиниң ахирқи йиллардики тәрәққият сүрити , олимпик мусабиқисини өткүзүшкә керәклик болған асаси әслиһәләр қурулуши елип беришни капаләт билән тәминләйду . Буниңға хитай тәнтәрбийәчииләрниң афинадики олимпик мусабиқисида алған 32 дана алтун мидалини қошқанда, бейҗиң даирилириниң хитайни 2008 - йилдики олимпик тәнтәрбийәсиниң тәбии саһипхани дәп чүшинидиғанлиқи шүбһисиз .
Хитай , хәлқара тәнтәрбийә сәһнисидики йеник атлитик , гимнастика , валибол , васкетбол , тиктак топ , суға сәкрәш вә қариға етиш түрлиридә күчлүк риқабәт күчигә вә дуняви рикортларға игә . Хитай тәнтәрбийә өмики, афинадики олимпик мусабиқисида 32 дана алтун медалға еришип , хитайниң америкидин кейинки дунядики 2- чоң тәнтәрбийә дөлити икәнликини намаян қилишқа өлгүрди . Бейҗиң даирилири, хитай тәнтәрбийәчиләрниң афинадики ғәлибисини 2008 - йилдики бейҗиң олимпийәсиниң тәйярлиқи дәп қарайдиғанлиқини билдүрмдктә .
Бирақ 2008 - йилдики бейҗиң олимпик мусабиқиси мәсилиси , хитайниң олимпик мусабиқисини тәшкилләш җәһәттики иқтидари вә униң қанчилик тәнтәрбийә күчигә игилики мәсилиси әмәс . Бәлки хәлқара кишилик һоқуқ органлири тәрипидин мәтбуат әркинлики , диний етиқад әркинлики вә кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш билән тәнқитлиниватқан хитайдәк бир дөләтниң инсанлар арисидики достлуқ , қериндашлиқ, әркинлик вә инсанпәрвәрлик символи болған олимпик мусабиқисини өткүзүш салаһийитигә игә яки игә әмәслики мәсилисидур . Америка уйғур җәмийитиниң рәиси нури түркәл , бейҗиңниң 2008 - йилдики олимпик йиғинини өткүзүш һоқуқиға еришкәнликини , болупму хитай тәнтәрбийәчиләрниң бу қетимки олимпик йиғинида еришкән ғәлибисини , бейҗиң даирилириниң хитай милләтчиликини тәшвиқ қилиштики дәсмайә қиливалғанлиқини илгири сүрди .
Хитайда тәнтәрбийә мәйданлири хитай пуқралириниң хән милләтчиликини көрситиш соруни болуп қалмақта . Бу йил 7 - айда бейҗиңда өткүзүлгән асия путбол мусабиқисида японийә командиси хитай топ мәстанилириниң һуҗумиға учриған . Хитай топ мәстанилири японийәгә болған тарихий өчмәнликини , мусабиқида ғәлибә қилған японийәниң дөләт марши челиниватқан көрсәткән . Кишилик һоқуқ мәсилиси, 2008 - йилдики бейҗиң олимпик йиғининиң хитайда өткүзүлишигә болған наразилиқниң йәнә бир сәвәби . Хәлқара олимпик кометити 2008 - йилдики олимпик мусабиқисини бейҗиңға бәргәндә , хәлқара кишилик һоқуқ органлири , чәтәлдики уйғур вә тибәт тәшкилатлириниң наразилиқини қозғиғанти .
Мәркизи ню-йорктики хәлқара кишилик һоқуқ күзүтиш оргени , атинадики олимпик мусабиқиси йепилишниң сәл алдида баянат елан қилип , кишилик һоқуқ күзүтиш тәшкилати бейҗиң даирилирини , 2008 -йилдики бейҗиң олимпик йиғиниғичә кишилик һоқуқ, әмгәк һоқуқи вә ахбарат әекинлиги бойичә дәрһал ислаһат елип беришқа чақирған . Мәркизи франсийәдики чиграсиз мухбирлар тәшкилатиниң охшаш мәзгилдә елан қилған доклатида , 2008 - йилдики олимпик мусабиқисини өткүзүш шәрипигә еришкән бир дөләтни кишилик һоқуқ хатирисини пакизлаштәк нурғун вәзипиләр күтиватиду дәп хатирлатқан .
Чиграсиз мухбирлар тәшкилатиниң асия вә тинч окян ишлириға мәсул хадими венсен әпәнди , бейҗиң даирилириниң 2008 - йилдики олимпик мусабиқисини өткүзүш һоқуқиға еришкән чағда бәргән олимпик йиғини тоғрисида хәвәр бериш әркинликини қойүветидиғанлиқи тоғрисидики вәдисигә әмәл қилмиди дәп тәнқитлиди . Хитайниң олимпик мәсилисидә учрайдиған аваричилиқи кишилик һоқуқ органлириниң тәнқити билән чәкләнмәйдиғандәк қилиду . Бейҗиң даирилири атинадики олимпик мусабиқисиниң йепилиш мурасимида тибәт паалийәтчилириниң наразилик һәркитигә дуч кәлди . Тибәтни һимайә қилғучилар йепилиш мурасимида тибәт байриқини чиқириш арқилиқ бейҗиң даирилиригә наразилиқини ипадилигән .