Коммунист партийиниң илғарлиқи әмәс ялғанчилиқи


2006.07.13

Хитайниң "шинҗаң гезити" дә хәвәр қилинишичә, ‏7- айниң 12 ‏- күни хитай коммунист партийә мәркизи комитети сиясий бюросиниң әзаси ваң лечуән үрүмчидә "компартийә әзалириниң илғарлиқини сақлаш тәрбийиси" дегән һәрикәтни хуласиләш вә тәқдирләш йиғини ачқан. У йиғинда "бир милйон бир йүз миңдин артуқ партийә әзаси вә 65 миңдин артуқ асаси қатлам партийә тәшкилатлири бу һәрикәткә қатнашти, улар чирикликкә қарши турушта актип рол ойниди" дегән.

"Хәлқ гезити"дә хәвәр қилинишичә, 7 ‏- айниң 13 ‏- күни әтигән саәт 10да, бейҗиңдә дөләт кабинитиниң ахбарат йиғинида коммунист партийә мәркизи комитети тәшкилат министирликиниң муавин башлиқи авяң соң әпәнди "компартийә әзалириниң илғарлиқини сақлаш тәрбийиси" дегән һәрикәттин 97% хәлқ рази болди вә асасий җәһәттин рази болди, коммунист партийә әзалири пүтүн мәмликәттә чирикликкә қарши турушта актип рол ойниди" дегән.

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим "коммунист партийә әзалириниң илғарлиқи" дегән мәсилә һәққидә, һазир тәйвәндә туриватқан мустәқил тәтқиқатчи лин бавхуа әпәнди "коммунист партийә әзалириниң илғарлиқини сақлаш һәрикитиниң нәтиҗилири" дегән мәсилә һәққидә қарашлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.