"Шәрқий түркистанниң истратегийилик әһмийити вә келәчики" мавзулуқ лексийә өткүзүлди


2005.05.26
Доктор әркин әкрәм әпәнди

Түркийиниң пайтәхти әнқәрә шәһиридә 26 – май күни хәлқара истратегийә тәтқиқат мәркизи "шәрқий түркистанниң истратегийилик әһмийити вә келәчики" намлиқ лексийә уюштурди.

Түркийә һаҗитөпә унвәрситети тарих оқутқучиси, түркийә явро –асия истратегийә тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси доктор әркин әкрәм әпәнди тәклипкә бинаән лексийә сөзләп, уйғурларниң өтмүши, бүгүни вә келәчики һәққидә қарашлирини баян қилди. У сөзидә әгәр хитайлар демократийиләшсә уйгурларниң мустәқиллиққа еришиш еһтимали барлиқини, әгәр һитайниң сиясити мушундақла давам қилидиған болса ассимилятсийә болуп кетиш һәвипиниңму йоқ әмәсликини сөзләп өтти.

Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.