Ресторанлардики исрапчилиқниң арқисида ...
2006.08.08
Нөвәттә уйғур елиниң һәр қандақ шәһәр наһийә һәтта йеза базарлириғичә ечиливатқан мулазимәт қиливатқан чоң кичик ресторанларниң сани йоқ. Әлвәттә ресторанлар һәшәмәтлик сәрәмҗанлири, мәззилик тамақлири, көңүлдикидәк мулазимәтлири вә йәнә артистларниң орунлишидики гүзәл сәнәт номурлири һәм буниң билән мәйданға кәлгән қизғин кәйпияти билән уйғурларниң күндилик турмуш, меһмандарчилиқлириға, шатлиқ һәм қолайлиқлар елип кәлди.
Тамақлар шу пети төкүлиду
Һәр қандақ ресторан үстәллири муқим баһа билән бекитилгән, әң төвини бир нәччә йүз йүәндин бир қанчә миң йүәнгичә. Әң әрзан болғандиму он кишилик бир үстәлгә он нәччә түрлүк тамақ қорумилар тартилиду. Ширәләргә үсти -үстиләп дөвилинип кәткән қорумилар, тамақларниң көп қисми ешип қалиду, ешип қалған тамақни өйигә елип кетидиғанлар наһайити аз санлиқ болуп, ашқан тамақлар асасән төкүлиду. Ресторанларда давам қиливатқан мушуниңға охшаш исрапчилиқ мәсилиси уйғур җамаитиниң көңүл бөлүватқан иҗтимаий мәсилиләр темисиға айланди. Әмма ресторанларда давамлишиватқан исрапчилиқ мәсилисини қандақ һәл қилиш йәнила ихтилап тәләп қиливатқан бир мәсилә болмақта. Чүнки бу йиллардин буян кишиләрниң турмуш адити болуп сиңип кәткән.
Биз уйғур елидики үрүмчи, қәшқәр, ғулҗа қатарлиқ җайлардики он нәччә ресторанға телефон қилип, уйғур меһманларниң яки саһипханларниң ичидә ашқан тамақларни елип маңидиғанларниң наһайити аз учрайдиғанлиқи, бәзи тойларда һәтта 20-30 үстәллик тамақларму шу пити түкүлидиғанлиқини билдуқ.
"180 Миң йүәнлик тойларни узаттуқ "
Үрүмчидә әң чоң яқ һәтта оттура асия бойичиму әң чоң ресторан дәп саниливатқан күнигә он миң киши бирла вақитта ғизалиналайдиған дөңкөврүктики чоң базар рестораниниң бир дректори зияритимизни қобул қилип бу ресторанни уйғур елидики әң яхши ресторан дәп махтиди.
У " ресуранимизда әң әрзан җоза икки миң бәш йүз сәксән йүән, һәр күни шундақ алдираш меһман бәк җиқ, той қилип бирақла көтүривалидиғанлар бар қиммәт болғанда 180 миң йүәнлик тойларни узаттуқ, " деди.
У йәнә тамақларниң моллуқидин һәр күни көп тамақларниң ешип қалидиғанлиқи бу тамақларни бирни қоймай төкүветидиғанлиқини ейтти.
Тамақларниң ешип қалғандин кейин төкүлидиғини муқәррәр, әмма бу тамақларниң төкүлгәндин кейин қандақ бир тәрәп қилидиғанлиқи һәққидә алған җавабилиримиз бизни техиму ойға салди.
Барғанчә һәшәмәткә өгинип кәткән хәлқниң өзгиришигә вақит керәк
Нөвәттә бәзи уйғур зиялилири "ресторандики исрапчилиқларни түгитиш, той - төкүн узутуш адәтлиримизни, ресторанниң тамақ чиқириш адәтлирини өзгәртиш керәк, өзи таллап елип йәйдиған усул бойичә, ресторанларниң бир четигә таллап йәйдиған меһманға қарап тәйярлап башлиса, бундақ болғанда тамақлар ешип қалсиму мәйнәт болмайду. Той игилири ешип қалғанни елип кәтсиму болиду. Тамақ төкидиған, зайә қилидиған ишму өзгәртилиду " дегәнләрни тәшәббус қилмақта.
Йәнә бәзиләр "исрапчилиқ растинла еғир. Асаслиқи ресторан хоҗайинлири бир үстәл манчә пул дәп муқим бикитивәткән болғачиқа уни өзгәртишкә сизниң амалиңиз йоқ. Буму исрапчилиқни түгитимән дигәнләрниң юлини тусуп қуйиватқан амилларниң бири", дәп қаримақта. Әмма үрүмчидики мәлум бир ресторанниң директори бу хил пикирләрни ресторан башқурғучилири қобул қилған тәқдирдиму барғанчә һәшәмәткә өгинип кетиватқан уйғур җәмийитиниң буни қобул қилишиға һәм адәткә айланған исрапчилиқни түгитишкә бир мәзгил кетидиғанлиқини билдүрди. Йәнә бәзи зиялийлар гәрчә уйғур җәмийитидә давам қиливатқан исрапчилиқ мәсилиси уйғур зиялйлири, җәмийәт һәмдә милләт мәсилилиригә көңүл бөлидиған бир қәдәр илғар кишиләр арисида тәкитлиниватқан һәтта мақалилар елан қилиниватқан, тор бәтләрдә талаш тартиш қилиниватқан мәсилә болсиму әмма мәзкур темилар йәнила оқушқа тегишлик һәқиқий обйектлардин мустәсна қалмақта. Әмәлийәттә дәл шу кишиләр йәни исрапчилиқни кәлтүриватқан шу кишиләрниң диққитини қозғап, исрапчилиқниазайтишқа һәркәт қилишқа үндәш иди " дәп қаримақта. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур илидә мейиплар намрат турмуш көчүрмәктә
- Хитайдики иҗтимаий зиддийәтләр вә мәзкур зиддийәтләрниң омумлиқи
- Уйғурлар иҗтимаий мәсилиләрдә хәлқараниң ярдимигә муһтаҗ
- Уйғур елидә яшанғанлар параванлиқ мәсилилири җиддий көңүл бөлүшкә муһтаҗ
- Хитай вә уйғур елидә мәвҗүт болуп туриватқан иҗтимаий мәсилиләр
- Уйғур аяллири кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә шикайәт қилди
- Уйғур җәмийитидики начар илләтләрниң пәйда болушидики түп сәвәб нәдә?(2)
- Хитайда әхлақ өлчиминиң әң төвән чәклимисиму бузуп ташланған
- Уйғур җәмийитидики начар илләтләрниң пәйда болушидики түп сәвәб нәдә?(1)