Яврупа-америка учур вастилири "җаң земин әсәрлири" ниң нәшр қилиниши һәққидә техиму көп әмәлий мәсилиләрни оттуриға қоймақта
2006.08.18
Хитай коммунист һөкүмитиниң учур вастилири йеқинда йеңи бирхил тәшвиқат һәрикити қозғиди. Америка авазиниң хәвәр қилишичә, бу һәрикәттә, коммунист партийә мәркизи комитети әмәлдарларни вә партийә әзалирини "җаң земин әсәрлири" ни өгинишкә чақирған. Әркин асия радиосиниң обзорлирида баян қилинишичә, җаң земинниң 80 яшлиқ хатирә күни йетип келиватқанда, 8- айниң 17 - күни партийә мәркизи комитети җаң земин әсәрлирини өгиниш доклат йиғини ачқанлиқи, йиғинда хуҗинтавниң җаң земинни таза махтиған сөзлиридин хитай коммунист партийисиниң ички қисимдики һоқуқ көрүши, хуҗинтав ниң коммунист партийиниң 17 - қурултийида һоқуқ тәқсимләш җәһәттә көзлигән мәқсити ашкариланмақта.
Йеқин кәлгүсидики өзгириш
Тәйвәндә чиқидиған "хитай вақит гезити" ниң 17 - авғуст күни баян қилинишичә, гәрчә җаң земин өзи аллиқачан тәхттин чүшүп кәткән болсиму, әмма хуаңҗү, ли чаңчүн, логән қатарлиқ җаң земин системисидики әмәлдарлар техичә һоқуқ тутуватиду. Йеқин кәлгүсидә, хуҗинтав -венҗабав һакимийити коммунист партийиниң 17 - қурултийида һоқуқ тәқсимати җәһәттә өзгириш пәйда қилмақчи. Бундақ әһвал астида, җаң земин җиддий һәрикәт қилди. Мәсилән: шаңхәй транспорт университетиға берип сөз қилди; саяһәт һәптиликидә тәйсән теғиға чиқип мухбирлар билән учрашти; "дуня илмий сават нәшрияти" ға җаң земин әсәрлирини нәшр қилдурди. Бу хуҗинтав лайиһиләватқан йеңи һоқуқ тәқсиматиға қилинған риқабәт иди. Хәвәрдә баян қилинишичә, җаң земинниң гәп -сөзлирини хәлқ бурун көп аңлап бизар болған. Һазир җаң земинниң "дипломатийә хатириси", "җаң земин әсәрлири" дегәнгә охшаш китаблирини бир ким сетивелишни арзу қилмайдиғанлииқиниму хуҗинтав обдан билиду. Әмма у йәнила мәхсус йиғин ечип, җаң земинни махтап, көккә көтүрүп, хәлқни униң әсәрлирини өгинишкә чақирди. Бирақ хуҗинтав җаң земинниң "бир әвлад чоқум бурунқи бир әвлаттин ешип кетиду, бу бир қанунийәт" дегән сөзини тәкрарлаш вә әмәлдарларда хиянәтчилик пәйда болған мәсилини көрсүтүш арқилиқ өзиниң көзлигән мәқситини ашкарилап қоюватиду.
Хоңкоңда чиқидиған "ечилиш" журнилида елан қилинған мулаһизиләрдә баян қилинишичә, хитайда хәлқ бурун җаң земинни тәшвиқат қилидиған материяллардин бизар болуп кәткән. Униң бир китабини һазир 30 йүән яки 90 йүән пул хәҗләп сетивелишни техиму халимайду. Һазир хуҗинтав өзи оттуриға чиқип йолға қоюватқан җаң земин һәққидики тәшвиқатларниң шәкли вә мәзмуни пүтүнләй бурун қоллунуп хәлқни бизар қиливәткән қатмал шәкил. Бундақ гәпләр һазир биркимниң қолиқиға яқмайду. Һазир әмәлдарларда хиянәтчилик наһайити еғир, әмәлийәттә бу җаң земин хәлққә кәлтүргән балайи апәт иди. Әмма хуҗинтав йәнила җаң земини махташ арқилиқ униң ағзини тосмақчи.
Һәр хил мулаһизиләр
яврупа-америка қитәлиридә нәшир қилинидиған учур вастилирида "җаң земин әсәрлири" ниң нәшр қилинишиға қарита елан қилинған мулаһизиләрдә техиму көп әмәлий мәсилиләр оттуриға қоюлмақта.
"Пул - муамилә гезити" баян қилинишичә, җаң земин пенсийигә чиқип икки йил өткәндин кейин, җаң земин әсәрлири нәшр қилинип, униңға әң юқури өлчәм билән муамилә қилинғанлиқи җаң земинниң пенсийә чиққандин кейин өзиниң тәсири йоқап кетиватқанлиқиға нарази болғанлиқиниң инкаси болса керәк. "Иқтисадшунас" һәптилик гезитидә баян қилинишичә, җаң земин рәһбәрлик қиливатқан 1990 - йилларда, хитайда омум хәлқ мәһсулат қиммти юқури өрлимигән иди. Җаң земин шу йилларда "маарип ислаһати" дәп атилидиған бирхил ислаһатни елип барди. Шуниңдин кейин , мәйли һөкүмәт тәвәликидики мәктәпләр болсун яки шәхси мәктәпләр болсун, һәммисидә оқуғучилар төләйдиған оқуш расхоти юқури өзләп кетип, оқуғучиларниң иқтисадий селиқи )хәлқниң иқтисадий селиқи( еғирлап кәтти. Намрат районларда оқуш расхотини төләш хәлқ үчүн техиму еғир кәлди. Шуниңдин кейин хәлқниң һөкүмәтниң маарип системисиға болған ишәнчиси йоқалди.
"Мустәқиллиқ гезити" ниң 17 - авғуст күни хәвәр қилишичә, хитайда явайи һайванатларни овлаш кинишкисини хәлқараға қарита сетиш җаң земин дәвридә йолға қоюлған иди. Һазир шәнши, чиңхәй, ниңша, шинҗаңлардики явайи һайванатларни овлаш техиму әвҗ алди. Болупму шинҗаңдики явайи һайванатларни овлаш әң әвҗигә чиқти. Бу районлардики явайи һайванатларни овлаш кинишкисини сичуәнниң чиңду шәһиридә сатиду. Әгәр қотаз овлимақчи болса, 21 миң әнгилийә понд стерлиңи, йәни 30 миң йүән хәлқ пули қошуп төлиши керәк. Башқа кам учрайдиған һайванатларни овлаш баһаси техиму қиммәт. Демәк һазир дөләт буйичә биринчи дәриҗилик вә иккинҗи дәриҗилик қоғдилидиған явайи һайванатлар дәп атилидиған аллиқачан нәсли қурушқа йүзләнгән явайи һайванатлар ни овлаш мода болуп қалди. Һазир пүтүн дуня буйичә явайи һайванатларни овлап сетиш тиҗаритиниң пул миқтари 6 милярд америка доллириға йәтти. Нәсли қурушқа йүзләнгән явайи һайванатларни овлаш дегән бу йеңи тиҗарәт һазир пүтүн дуня миқясидики зәһәрлик чекимлик тиҗарити, қорал -ярақ тиҗарити дегәнгә қошулуп, дунядики 3 чоң қанунсиз тиҗарәтниң бири болуп қалди. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- "Армийини һимайә қилиш" дегән уйғур хәлқиғә мәҗбурий теңилған сиясий һәрикәт
- Хитайда сиясий хизмәт кадирлири дөләт пуқралириға йепишқан паразитлар
- Хитай һөкүмити немә үчүн уйғур елидә армийини һимайә қилиш нәмуничисини көтүрүп чиқириду?
- Қадир бақиниң күндилик хатириси
- Америкилиқлар билән хитай коммунист партийиси бир нахшини тәң ейтамду?
- Хитайда әмәлдарлар билән хәлқ оттурисида тәминат җәһәттә қанчилик пәрқ бар?