Канаданиң йеңи һөкүмитиниң америка вә хитай сиясити қандақ болиду?
2006.01.31
Хәлқара җәмийәт, алдинқи һәптидә канадада өткүзүлгән парламент сайлимида утуп чиққан, өктичи консерватип партийиси һөкүмитиниң америка билән хитайға қарита қандақ сиясәт йүргүзидиғанлиғиға алаһидә диққәт қилмақта. Чүнки либерал партийә һөкүмитиниң ахирқи мәзгилидә, канада америка мунасивәтлири йерикләшкән, буниң әксинчә канада хитай мунасивәтлири, хитайниң тәрипи бойичә ейтқанда, тарихтики әң яхши вәзийәткә киргәниди. Йәни, бу дәврдә канада хитай билән истратегийилик ортақлиқ мунасивитини орнитилған, канаданиң американи тәминләватқан нефит базилири вә мәтал канлири хитайға сәтилишқа башлиған һәтта канаданиң баш министири Paul Martin зөрүр тепилғанда америкини тәминләватқан нефитни тохтитип, буни хитайға сетип беридиғанлиқи шундақла, хитайни америкиға қарши козур орнида ишлитидиғанлиғини билдүргәниди.
Америкиға йеқинлишиши мумкин
Йеқинда һакимийәт бешиға кәлгән консерватип партийиниң башлиқи Stephen Harper америкиниң ирақ уруши, башқурилидиған бомбидин мудапиә көрүш сестимси вә муһитни қоғдаш қатарлиқ бир қатар хәлқаралиқ мәсилиләрдә буш һөкүмитини ашкара қоллап кәлгәниди.
Шуңа канададики сияси анализчиләр консерватип партийә һөкүмитини америка билән болған мунасивәтни яһшилашқа әһмийәт бериду, дәп қаримақта. Уларниң қаришичә, Stephen Harper баш министирлиқ вәзипини тапшуривалғандин кейин биринчи болуп америкини зиярәт қилидикән. Чүнки америка билән болған мунасивәтни яхшилаш Stephen Harper һөкүмити депломатийә сияситиниң асаслиқ темиси икән.
Канада мәтбуатлири, паул мартин тәрипидин тәйинләнгән, канаданиң америкида турушлуқ баш әлчисиниң сайлам нәтиҗиси елан қилинғандин кейин, Stephen Harper ға истипанамә сунғанлиғини болса, Stephen Harper әң муһим адимини америкида турушлуқ баш әлчи қилип тәйинләш пурситигә еришти, дәп баһа бәрди.
Сайлам җәрянида, сабиқ баш министир паул мартин Stephen Harper ни шимали америка типидики буш, дәп әйиблигәниди.
Икки дөләт рәһбәрлири оттурисидики мунасивәт яхшилиниду
Америка канада сода җәмийитиниң мутәхәссиси Green Wote ниң билдүрүшүш 2/3 канадалиқ америка һөкүмитини яһтурмиғанлиғи үчүн, Stephen Harper ниң аз санлиқлар һөкүмити хәлқниң райини һесабқа елип, америка билән бәкму йеқин мунасивәттә болмайдикән. Грәәнвотә мундақ дәйду:
"Stephen Harper Һөкүмити америкапәрәс дегән әйибләшләрдин сақлиниш үчүн америка билән бәкму йеқин мунасивәттә болмайду, амма улар йәнә америка билән бәк йирақ турушниму халимайду".
Ғәрби онтарио университиниң сияси пәнләр доктори пачикниң қаришичә Stephen Harper һөкүмити һеч болмиғанда Paul Martin һөкүмити билән америка оттурисидики күнсери йирикләшкән вәзийәткә хатимә беридикән. У "мениңчә, Harper һөкүмитиниң америка канада мунасивәтлиридә бурулуш һасил қилғудәк күчи болмисиму, амма һөкүмәтниң позитсийисини өзгәртилду. Һеч болмиғанда, икки дөләт рәһбәрлири оттурисидики мунасивәт яхшилиниду, дәйду.
Хитай билән болған енергийә һәмкарлиқиға әһмийәт бериду
Канада мәтбуатлири, паул мартин һөкүмити дәвридә хитай билән имзаланған енергийә һәмкарлиқи келишимлиригә Harper һөкүмитиниң қандақ муамилә қилидиғанлиқиға алаһидә диққәт қилиш керәк дәп қаримақта. Чүнки хитай билән имзаланған бу келишимләр канада америка мунасивәтлиригә сәлби тәсир көрсәткән мәсилиләрниң бири икән. Амма канада регена унивәрситиниң сиясәт пәнлири бойичә ярдәмчи профессори зһуйичао Stephen Harper канаданиң нефит базиси болған албәрта өлкисидә туғулғанлиқи, униң үстигә бу партийиниң асаслиқ күчи канаданиң ғәрбидин кәлгәнлики үчүн, һөкүмәт бу районниң мәнпәәтини чиқиш қилип, хитай билән болған енергийә һәмкарлиқиға әһмийәт бериду, дәп қарайду. У мундақ дәйду:
"Биз консерватип партийиси һөкүмитидики көплигән кишиләргә диққәт қилсақ, алайлуқ, парламент әзалири вә асаслиқ қоллиғучиларниң ғәрбтин болупму, асаслиқ нефит базиси болған албәрта өлкисидин кәлгәнликини көрүмиз. Шуңа консерватип партийә һөкүмити өзиниң бу базисиниң иқтисади тәрәққияти үчүн болсиму, хитай билән енергийә җәһәттә һәмкарлишишқа әһмийәт бериши мумкин".
Хитай мутәхәссис: консерватип партийидин үмид күтимән
Канададики сияси анализчи шәң шө болса, консерватип партийиниң узун йиллардин бәри либәрал партийә һөкүмитиниң хитайға қаратқан сияситини тәнқит қилип кәлгәнликини, вә консерватип партийидин бу җәһәттә умут күтидиғанлиғини билдүрүп мундақ дәйду:
"Либәрал партийә һакимийәт бәшида турған он ничә йил ичидә гәрчә хитай билән болған мунасивәт раваҗланған болсиму, амма бу һөкүмәт хитай билән болған содиға бәкрәк әһмийәт бәргәнлиги вә, бу партийиниң нурғун сорунларда, һалқилиқ пәйтләрдә, ози етиқат қилған кишилик һоқуқ уқуми, демократийә чүшәнчисидин ваз кәчкәнлики бизни үмидсизләндүргәниди, биз һакимийәт бешиға әмдила кәлгән, консерватип партийидин сайлам җәрянида өзи бәргән вәдиләргә әмәл қилишни болупму, канаданиң хәлқарада кишилик һоқуқ қоғдуғучиси дегән хәлқаралиқ бурчини ада қилишини шундақла, хитайниң демократийә қурулуши вә хитайдики кишилик һоқуқ тәрәққиятини илгири сүрүшкә ярдәм беришни тәләп қилимиз дәйду.
Канада гезитлиригә қариғанда партийиси сайламда мәғлуп болғандин кейин вәзиписидин айрилған, канада ташқи ишлар министири пиәррә пәттигрәв либәрал партийә һөкүмити дәвридә, хитай билән елип берилған кишилик һоқуқ сөһбити һәққидә тохтилип "бу сөһбәтниң үнүми дегәндәк яхши болмиди. Биз һәр қетимқи сөһбәттә хитай тәрәптин кишилик һоқуққа һөрмәт қилишни тәләп қилдуқ. Һәр пурсәттә уларни әйибләп турдуқ, амма хитай йәнила билгинини қиливәрди. Буниң билән канада көзлигән мәқсәткә йетәлмиди, дегән.
Йәнә бир қисим мутәхәссисләрниң қаришичә, бу қетимқи һөкүмәтниң хитайға ниспәтән зади қандақ сиясәт тутидиғанлиқиға баһа бериш техи балдур икән. Шуңа әң яхшиси униң әмилий һәркитигә қарашқа тоғра келидикән. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кондализа райис канадани зиярәт қилди
- Канада өктичилири нефитни қорал қилип хитайға бесим ишлитишни тәләп қилди
- Канада америкиға експорт қилинидиған нефитни тохтитидиғанлиқи һәққидә тәһдит қилди
- Канада америкиниң башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системисиға қатнашмайдикән
- Америка призденти җорҗи буш канадани зиярәт қилди