Керимофниң бейҗиң сәпириниң муддиаси немә?


2005.05.26

11-Сентәбир вәқәсидин кейин, америкиниң иттипақчисиға айлинип, өз дөләт бихәтәрлики шуниңдәк өз орнини узунғичә сақлап қелишниң капаләткә игә болғанлиқиға ишәнгән өзбекистан президенти ислам керимоф 13-14-май күнлири йүз бәргән әндиҗан вәқәсиниң сәвәби түпәйлидин бирдинла америка қошма шитатлири, явропа иттипақи һәтта NATO ниң тәнқидигә учриди. Мана мушундақ шараитта у хитайни зиярәт қилип, бейҗиң рәһбәрлири билән бир қатар келишимләрни түзди.

явропа иттипақи вә бир қанчә ғәрб дөләтлири һөкүмәтлири әндиҗандики вәқәниң әмәлий әһвали һәққидә тәкшүрүш елип беришни оттуриға қойған болсиму, бирақ бу ислам керимофниң рәт қилишиға учриди. У хәлқара мәтбуатлардики әндиҗан вәқәси җәрянида 750 дин артуқ адәмниң өлгәнлики, һөкүмәт қошунлириниң намайишчи аммиға қорал ишләткәнлики қатарлиқ учурларни инкар қилиш билән биргә йәнә бу вәқәни террорчиларниң пәйда қилғанлиқини көрсәтти. Лекин, явропа иттипақи, бирләшкән дөләтләр тәшкилати, нато қатарлиқ абройлуқ хәлқарилиқ тәшкилатлар шуниңдәк бәзи инсан һоқуқи тәшкилатлири һәмдә америка, әнгилийә қатарлиқ ғәрб дөләтлири һөкүмәтлириниң тәнқидий позитсийидә болуш ташкәнт рәһбири үчүн ойлимиған дәриҗидики еғир зәрбә һесабланған болуп, өзбекистан мустәқиллиққә еришип, у президентлиқ вәзиписини давамлаштуриватқан он нәччә йилдин буян бундақ күчлүк ашкара тәнқидкә техи дуч кәлмигән.

Ислам керимоф мана мушундақ өзи үчүн пайдисиз әһвалда, бейҗиңни зиярәт қилип, бейҗиң рәһбәрлири билән бир қатар келишимләрни түзүп, уларниң һимайисигә еришкән.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.