Кишилик һоқуққа һүрмәт қилишни һәр бир адәм өз -өзини мустәқил қилиштин башлиши керәк


2005.12.02

Дуняда тунҗи қетим елан қилинған һоқуқ хитабнамиси 1789 - йили җакарланғандин кейин, һазирға қәдәр нурғун дөләтләрдә һәр бир адәм өз ғурури билән яшайдиған болди. Әмма йәнә бәзи дөләтләрдә, болупму мустәбит түзүм давамлишиватқан хитайдәк дөләтләрдә хәлқниң кишилик һоқуқи йәнила харланмақта. Қандақ қилғанда кишилик һоқуққа һүрмәт қилиш әмәлгә ашиду? бу узундин буян мулаһизә қилиниватқан тема.

Йеқинда "йеңи әсир журнили" да хитайниң әмәлий әһвалиға асасән елип берилған мулаһизиләрдә "коммунист партийә хәлққә һоқуқ беридиған партийә әмәс, кишилик һоқуққа һүрмәт қилишни коммунист һөкүмитини тәнқидләш арқилиқ әмәлгә ашурушқа үмид бағлиғили боламду. Шуниң үчүн һәр бир адәм кишилик һоқуққа һөрмәт қилишни алди билән өзидин башлаш керәк. Һәр бир адәм алди билән өз-өзини мустәқил қилиши керәк" дәп тәһлил қилинған.

Хитайниң әнәниси

"Йеңи әсир журнили" ниң 11 - айниң 30 -күнидики санида елан қилинған шихуа әпәндиниң мулаһизисидә , хитайда тарихтин буян давамлишип келиватқан дөләт билән шәхсниң мунасивити мәсилиси һәққидә тохталған. Униңда баян қилинишичә, хитайда хуаша қовми дегән ривайәтләрдин башлапла "дөләт" алаһидә орунға қоюлған. Бу көз қараш бойичә асманниң астида "дөләт" барлиқи, "дөләт" астида хәлқ барлиқи, дөләт һәммидин әла, муқәддәс, ата - анидинму, қовм - җәмәттинму , әҗдад-бузруклардинму юқири туридиғанлиқи, дөләтниң алдида шәхсийләрниң һечнемә әмәслики, шәхсийләр дөләткә тикилип қарашқиму җүрәт қилмаслиқи сөзлинип кәлмәктә. Кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш дегән уқум йоқ.

Мақалидә баян қилинишичә, нәччә миң йилдин буян, хитайда көпликидин намини билип болғили болмайдиған һәрхил "дөләт" болуп өткән , хәлқ мәйли қайси дөләт болсун, уни һәммидин әла билишкә мәҗбурланған. Хәлқниң бәхткә еришиши яки азаб -оқубәткә қелиши дөләтниң илтипати дәп қарашқа мәҗбурланған. Гәрчә һазир чоң қуруқлуқтики дөләт "йеңи җуңго" дәп аталсиму, хәлқ йәнила "дөләт болмиса, миниң һечнемәм болмайтти" дәп сөзләшкә мәҗбур.

Мулаһизә баян қилинишичә, дуня кишилик һоқуқ әһдинамисида җакарланған "кишилик һоқуқ һәр - бир адәм туғулғандила тәңри ата қилған муқәддәс һоқуқ", "хусусий мүлүк һечким дәхл-тәрз қилишқа болмайдиған муқәддәс мүлүк " дегән өлчәмгә селиштурғанда, хитайда һазир давамлишиватқан дөләт вә шәхс тоғрисидики көз қараш йәнила бир ғәлитә уқум.

Америка, канададәк дөләтләрдә һәр бир адәм "әгәр мән ишләп пул тепип баҗ тапшурмисам, дөләт қандақ мәвҗут болуп туралайду" дәйду. Дөләт башлиқлири өзини сайлиған хәлқтин әйминиду. Әмма хитайда болса дөләт рәисини хәлқ сайлимайду, улар һәтта хәлқниң яшаш - яки яшимаслиқни бәлгиләйдиған худа болувалған. Хитайда хәлқниң америкилиқлардәк әркин сөзлиши мумкин әмәс. Гәрчә хитай һөкүмити дуня кишилик һоқуқ әһдинамисиға имза қойған болсиму, әмма йәнила дөләт яки коммунист партийә хәлқни "беқиватиду" дәйдиған ғәлитә уқум һөкүм сүрмәктә.

Тәңри ата қилған кишилик һоқуқини коммунист һөкүмити тартивалған

"Йеңи әсир журнили" да елан қилинған бу мулаһизидә һәр бир адәм өзиниң ғоруридин мәһрум қалдурулған хитайдәк бундақ дөләттә, һәр бир дөләт пуқраси қандақ қилип өзиниң кишилик һөрмитини әслигә кәлтүрүш керәк дегән мәсилә һәққидә мулаһизә йүргүзүлгән. Униңда ейтилишичә, һәр бир адәмниң тәңри ата қилған кишилик һоқуқини коммунист һөкүмити тартивалған, уни һәргиз қайтуруп бәрмәйду. Шуңлашқа һәрбир адәм алди билән өзини‏- өзи мустәқил қилиши, һәр бир адәм өзини бирдин ‘мустәқил дөләт’ дәп җакарлиши керәк, өзиниң кишилик һоқуқини, кишилик һөрмитини алди билән өзи әслигә кәлтүрүши керәк. Өзиниң әркин пикир баян қилиш һоқуқини, нәшр қилиш һоқуқини башқа бир кимдин тәләп қилмай, бәлки өз-өзигә бериши керәк. Худди америкилиқларға охшаш "дөләтни мән бақтим, дөләт маңа мән дегән ишни қилип бериши лазим" дейәлиши керәк, дөләтни өзигә һүрмәт қилдуруши керәк.

Мулаһизидә йәнә өзиниң мустәқиллиқини өзи җакарлиған, өзиниң иптихарини өзи әслигә кәлтүргән һәр бир адәмниң өзиниң мустәқиллиқини өзи әслигә кәлтүргән башқа һәр бир адәм билән болған мунасивити һәққидиму тохталған. Униңда ейтилишичә, өзиниң иптихарини өзи тиклигән адәм өзидин башқа кишиниң иптихарини һөрмәтләшни билиду. Һәр- бир мустәқил адәм башқиларни өзигә охшаш көридиған, өзи үчүн һәққанийәт даваси қилғанда, башқилар үчүнму һәққанийәт керәкликини ойлайду. Коммунистлардәк башқиларни бозәк қилиш, дәпсәндә қилиш, харлаш бәдилигә яшимайду. Хитайда кишилик һоқуқни әмәлгә ашурушниң ачқучи мустәбит партийидин, мустәбит һөкүмәттин "илтипат" тәләп қилмай, һәр бир адәм алди билән өзигә мустәқиллиқ җакарлаштин ибарәт. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.