Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлар бирләшмә комитети 2007- йиллиқ кишилик һоқуқ доклати елан қилди (3‏)


2007.10.19

10- Өктәбир америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмәтниң хитай ишлири бирләшмә комитети бирликтә хитайдики кишилик һоқуқ хатирисиниң һазирқи әһвали һәққидә 300 бәтлик бир доклат тәйярлап елан қилған болуп, мәзкур доклатта уйғурларға аит мәзмунлар алаһидә коп салмақни игиләйду. Доклатниң хитайдики мусулманларниң диний әркинлик дегән қисимда уйғур елидә хитайниң уйғурларниң диний әркинлик һоқуқини нәқәдәр қаттиқ боғуватқанлиқи тәпсилий көрситилгән. Доклатта мундақ дейилгән: "һөкүмәт ислам дини билән шуғуллинишни қаттиқ контрол қилиду вә уйғур елидә динға болған бесим еғир. Болупму бу хил бесим уйғур миллитигә техиму қаттиқ йүргүзүлиду."

Хитай ташқи ишлар министирлиқи доклатға наразилиқ билдүрди

Әмма, пәйшәнбә күни, хитай ташқи ишлар министирлиқи америкиниң мәзкур доклатиға қарита наразилиқ билдүрүп, америкиниң доклатиниң асассиз икәнликини көрсәтти.

Шинхуа агентлиқиниң бу һәқтә 17 - өктәбир бәргән хәвиридә хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси лю җйәнчавниң ейтқанлирини нәқил елип көрситишичә, хитай һөкүмити америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлири бирләшмә комитети хитайниң иҗтимаий вә әдлийә системиси, миллий вә диний сиясити вә кишилик һоқуқ әһвалини әйибләп елан қилған 2007- йиллиқ доклатиға кәскин қарши туридиғанлиқини билдүргән вә америкиниң әйибләшлириниң асассиз икәнликини тәкитлигән.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, йеқинқи йиллардин бери, уйғур елиниң кишилик һоқуқ әһвалида һечқандақ йүксилиш болмайла қалмастин, әксичә, күнсайин начарлишип кәткән вә хитай һөкүмитиниң америкиниң мәзкур доклатиға қайтурған инкаси болса, хитайниң уйғур мәсилисиниң дунявийлишип кетишидин әнсиригәнликидин болған.

Доклатта хитайниң уйғур мусулманлириниң паспортини йиғивалғанлиқи көрситилгән

Гәрчә хитай һөкүмити америка елан қилған доклатни " асассиз" дәп җар селиватқан болсиму, доклатниң диний әркинлик қисмида, уйғур елидә һөкүмәтниң мәсчиткә беришни қаттиқ чәкләйдиғанлиқини, диний паалийәтләр билән шуғулланған кишиләрни "диний әсәбийлик" билән шуғулланди дәп түрмигә ташлиғанлиқи һәтта техи йеқиндила уйғур мусулманларниң паспортлирини йиғивалғанлиқи көрситилгән болуп, дәрвәқә бу йил 6 - айдин башлап һөкүмәт уйғур елидә мусулманларниң паспортини йиғивелишни башлиған.

Истансимиз игилигән мәлуматларға қариғанда, тәңритағ районлуқ сақчи идарисидики бир хадимниң билдүрүшичә, уйғур елидә паспорт йиғиш башланған болуп уйғур елидә паспорт йиғишқа алақидар хадимлар һөкүмәт уйғур мусулманларниң тарқақ һәҗ қилиш ишлирини тизгинләш үчүн мәхсус уйғурларниң паспортини йиғивелиш уқтуруши чиқарғанлиқини билдүргән.

"Уйғур өсмүрлириниң диний паалийәтләр билән шуғуллиниши қаттиқ чәклиниду"

Доклатниң диний әркинлик қисмида, уйғур илидики балиларниң диний тәрбийә елиш ишлириниң қаттиқ чәклинидиғанлиқи вә уйғурларниң һөкүмәт бәлгиләп бәргән диний китаблардин башқа диний материял сақлишиға йол қоюлмайдиғанлиқи дәлил ‏- испатлар билән көрситилгән. Доклатта мундақ дейилгән: "хитайниң башқа җайлириға қариғанда уйғур аптоном районида өсмүрләрниң диний паалийәтләр билән шуғуллиниши қаттиқ чәклиниду."

Бу 300 бәтлик доклатта уйғурларға алақидар мәзмунлар алаһидә көп болуп, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси вә америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи алим сейитофниң билдүрүшичә, бу хил әһвал биринчидин, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири , кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим америкиға чиққандин кейин чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғурларниң хизмити техиму системилашқан болуп, чәтәлдики тәшкилатлар уйғурларға аит топлиған материялларни америкиниң мунасивәтлик органлириға вақти- вақтида йәткүзүп турғанлиқидин болса, иккинчидин америка һөкүмити вә мунасивәтлик органлириниң уйғур мәсилисигә вә уйғурларниң кишилик һоқуқ әһвалиға бурунқиға қариғанда техиму әстайидил көңүл бөлүшкә башлиғанлиқидин дерәк беридикән.

Доклат уйғур демократийә һәрикәтлириниң қанат йейишида иҗабий рол ойнайду

Алим сейитофниң қаришичә, америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлири бирләшмә комитети елан қилған кишилик һоқуқ доклатиға охшаш америка һөкүмитиниң хитайға аит йиллиқ доклатлирида уйғур мәсилисиниң көп тилға елиниши уйғурлар учун интайин муһим әһмийәткә игә болуп, уйғур демократийә һәрикәтлириниң техиму кәң қанат йейишидиму иҗабий рол ойнайдикән.

Униңдин башқа доклатта йәнә, уйғур мусулманлириниң хитай һөкүмити бәлгиләп бәргән сан буйичә ,һөкүмәтниң орунлаштуруши билән һәҗ қилишқа баралайдиғанлиқи , әмма өз алдиға һәҗ қилишқа чиққанларниң 3- бир дөләттин һәрәмгә бериш визиси алалмайдиғанлиқиму баян қилинған болуп, буниңдин сәуди әрәбистан билән хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлирини һәҗ қилиш ишлиридин чәкләш учун башқа бир дөләттин виза елиш ишлирини чәкләш тоғрисида келишим һасил қилғанлиқи ашкариланған.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар , юқирида силәр америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлири бирләшмә комитети хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә аит тәйярлиған 2007- йиллиқ доклати һәққидә мәлумат аңлидиңлар. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.