Коммунист хитай һөкүмити қачан гумран болиду (1)


2004.09.15
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

2001 - Йили 9 - айда амрикилиқ адвикат җаң җатүн әпәндиниң" коммунист хитай һөкүмити гумран болуш йолида" намлиқ китаби нәшир қилинғандин кейин чоң ғулғула қозғиған иди. Бу китапта "хитай 10 йил ичидә гумран болиду" дегән пәрәз отуриға қуюлғанеди. Җаң җатүн әпәнди нимигә асасән бу пәрәзни оттуриға қойған? йеқинда "улуғ ира гезити"ниң мухбири җаң җатүн әпәндини зиярәт қилған.

Җаң җатүн әпәнди "коммунист хитай һөкүмити гумран болуш йолида" дегән китабни йезип чиққучә, хоңкоң, шаңхәй қатарлиқ шәһәрләрдә 20 нәччә йил яшиған. Шу җәрянда у чоң қуруғлуқ ширкәтлири билән чәтәл содигәрлири оттурисидики муамилиләр буйичә адвикатлиқ қилған. У 2001 - йили 9 - айда нәшир қилдурған "коммунист хитай һөкүмити гумран болуш йолида" намлиқ китабида "хитай хәлқи тарихтин боян ғәзәпкә кәлгәнлики үчүн қозғилаң көтүрмигән, әмилийәттә улар бир нәччә миң йилдин боян ғәзәплинипла туриватиду. Пакитларға қарап бақидиған болсақ, хитай хәлқи пәқәт җәмийәт пәйдин пәй учуқ - ашкара болушқа йүзләнгән бир заман кәлгәндә, қозғилаңниң ақибитидин әнсиримәйдиған болғанда, андин қозғилаң күтүргән" дегән бир йеңи көз қарашни оттуриға қоюпла қалмай, шундақла у китабида йәнә "хитай коммунист һөкүмити 10 йил ичидә гумран болиду" дегән пәрәз оттуриға қойған. Йеқинда "улуғ ира гезити"ниң мухбири җаң җатүн әпәндини мушу көз қарашларниң нимә асаси барлиғини билиш үчүн мәхсус зиярәт қилған. Зиярәттики суал - җавапларниң мәзмунлири төвәндикичә:

Чәтәлләр һәдәп хитайға мәбләғ селиватса, у қандақ гумран болиду?

Җаң җатүн әпәнди бу һәқтә тохтулуп мундақ дегән: мән хитай коммунист һөкүмити 10 йил ичидә, һазирдин башлап 2011 - йилиғичә болған вақиттики мәлум бир йилда чуқум гумран болиду дәп қараймән. Һазир чәтәл мәбләғлириниң хитайға һәдәп кириватқанлиғи вақитлиқ иқитисадий үнүм үчүн боливатиду. Хитайда әрзан әмгәк кучи бар. Хитай үзи торақлиқ болмисму, әмма хитай һөкүмити сияси җәһәттә мәлум дәриҗидә торақлиқни сақлаватиду. Чәтәлликләр мәбләғ селиватқан гуаңдоң, фуҗәнләрниң деңиз саһиллиридики җайлар мәбләғ салғучиларға наһайити көп достлуқ ипадиләватқан җайлар. У җайларда җәмийәтму турақлиқ. 1989 - Йили чоң қоруғлуқта пүтүн дөләт қаттиқ силкиниш ичидә қалғандиму, бу җайларниң чәтәл мәбләғлирини җәлип қилишиға тәсири чоң болмиған иди. Әмди йәнә бир қетим хитайда сияси торақсизлиқ пәйда болса, әмди униң хитайниң пүтүн иқтисадий сестимиси, пул - муамиләсестимиси вә банка сестимисиғақандақ тәсир көрсәткәнлики чуқум көзимизгә көриниду. Бу, чәтәлләрниң мәбләғ селишиға тәсир йәткүзиду. Чәтәллилк мәбләғ салғучилар хитайда әң гүзәл миһманханиларда, әң яхши шараитта йетип - қопиду, униң сиртидики дуняни, шаңхәй, гуаңдоң қатарлиқ чоң шәһәрләрдики ават - баяшатлиқниң кәйнидики қарңғулуқта қалдурулған йезиларда қандақ ғурубәтлик барлиғини улар көрмигән, һес қилмиған. Лекин бу җәрянда улар нурғун аччиқ саваққа егә болди. Биз 1996 - йили шаңхәйгә кәлгәндә, аялим "бу коммунист дөлити әмәскәнғу" дегәниди. Биз шаңхәйниң сиртидики җайларда, чәтәл мәбләғчилири адәттә көрәлмәйдиған җайларда саяһәт қилғанда, андин биз өзимизни йәнә башқа бир дөләттә турғандәк һес һес қилдуқ. Йүз йилдин боян дуняға челиқмиған пакитлар, йәни ахир хитайни чоң ислат елиш беришқа мәҗбурлайдиған пакитлар дәл мушу җайларда, шәһәр ләрдики ават - баяшатлиқ пәрдилири тосувелип уни дуняға көрсәтмәйватқан қараңғулуқта қалдурулған җайларда көзимизгә көрүнди. (Вәли) (давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.