Хитай һөкүмити йәниму көп уйғур балилирини хитай өлкилиригә әвәтишни пиланлимақта
2004.10.15
Уйғур елидики хитай һөкүмәт торидин ашкарилинишичә, хитай компартийисиниң уйғур районидики секретари ваң лечуән, хитай өлкилиридә қурулған бу шинҗаң толуқ оттур синишплирниң көлимини техиму кеңәйтиш тоғрисида йол йоруқ бәргән.
Нөвәттә хитай һөкүмити хитай өлкилиридики бу шинҗаң толуқ оттур синиплириға оқуғучи елиш көлимини техиму кеңәйтмәктә икән. Хәвәрдә көрситилишичә илгири бу12 шинҗаң толуқ оттур синиплириға бир миң әтрапида оқуғучи қобул қилинип кәлгән болса, 2004 - йили бу синиплар 24 кә йәткүзүлүп 3000 оқуғучи қобул қилинған.
2000 - Йилидин һазирға қәдәр хитай өлкилиридики бу толуқ оттур синиплирида пүтүнләй хитайчә маарип билән тәрбийилиниватқан оқуғучилар сани 5000 гә йәтти.
Хитай һөкүмити уйғур балилирини хитайчә маарипта тәрбийиләш қәдимини тезләтти
Хитай компартийисиниң уйғур елидики баш секритари ваңлечуән, уйғур аптонум районидин хитай өлкилиридики толуқ оттур синиплириға евәтилидиған оқуғучилар санини барғанчә кеңәйтип, 2007 - йилиға барғанда 20миң оқуғучи қобул қилишни қолға кәлтүрүш керәк дигән.
Игилишимизчә хитай һөкүмити бейҗиң, шаңхәй, тиәнҗин, чиңдав, ниңбо қатарлиқ тәрәққи қилған шәһәрлиридә тәсис қилған бу шинҗаң синипи намидики хитайчә оқутилидиған толуқ оттур синиплириға ٪ 90 уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләт ٪ 10 хитай оқуғучи қобул қилиш нисбити бойичә, йеза қишлақлардики намрат оқуғучиларни асас қилип қобул қилмақта.
Хитай һөкүмити уйғур әвлатлирини ассимилатсийә қилиш қәдимини тезләтти
Игилишимизчә мәзкүр толуқ оттур синиплириға талланған 15, 16яшлардики балилар хитай оттур мәктәплиридә миллий тил, миллий роһ, миллий өрүп адәтлиридин мәһрум һалда пүтүнләй хитай маариппрограммиси бойичә төт йил тәрбийилиникән.
Хитай һөкүмити тәшвеқатлирида "уйғур райони балилирини хитай өлкилиридә ечилған толуқ оттур синишплирида оқутуш, ғәрипни ечиш истратигийисиниң бир қисми, уйғур елиниң маарипини гүлләндүрүшниң яхши йоли" дәп тәкитләп келиватқан болсиму, әмма уйғур зиялилири буни хитайниң уйғур әвлатлирини өз мәдинийити вә маарипидин айрип, ассимилатсийә қилишиниң бир усули, техиму тез хитайлаштуруштики тәдбири, хитай һөкүмити уйғур пәрзәнтлирини хитайчә маарип хитайчә роһ билән тәрбийиләп кәлгүсидә уларни хитайниң сөзидин чиқмайдиған машина адәмләргә айландурмақчи дигәндәк пикирләрдә болуп кәлмәктә.
Уйғурлар хитайчилаштуруш маарипидин әндишә қилмақта
Хитай һөкүмити йеқинқи бир нәччә йил ичидә уйғур миллий маарипини хитайчилаштуруш қәдимини барғанчә тезләтмәктә. Нөвәттә уйғур елидики али мәктәпләрдин та башланғуч мәктәпләргичә, хитай тили асас қилинғандин башқа хитай өлкилиридики толуқ оттур синиплириға вә уйғур елидики хитай оттур мәктәплиридә тәсис қилинған хитайчә толуқсиз оттур синиплириға,һәр йили нәччә миңлап уйғур оқуғучилирини қобул қилип, уларни пүтүнләй хитайчә маарипта тәрбийилимәктә. Нөвәттә хитай һөкүмитиниң хитай өлкилиридики толуқ оттур синиплириға оқуғучи қобул қилиншни кешәйтишкә башлиғанлиқи, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң " хитай һөкүмити уйғурәвлатлирини асимилатсийә қилиш қәдимини тезләштүрмәктә" дигән наразилиқини ашурди.
Бу һәқтә дуня уйғур қурултейи баянатчиси мундақ дәп наразилиқ билдүрди:
(Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай коммунистик партийә һөкүмити уйғур маарип саһәсиниң муқимлиқидин әндишә туймақта
- Уйғур елидики хитайчә оқутулидиған миллий оқуғучиларға сиясий идийиве тәрбийә күчәйтилмәктә
- Уйғур елидики мәктәпләрдә хитай миллй роһ тәрбийиси күчәйтилмәктә
- Хитай һөкүмити киләр йили 3000 уйғур оқуғучини хитай шәһәрлиридә тәрбийилимәкчи
- Аз санлиқ милләт кадирлирини тәрбийиләш курси ечилғанлиқиниң 50 йиллиқи тәбрикләнди
- Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики хитайлаштуруш сиясити
- Биңтуән хитайлири немә мәқсәттә уйғур елиға кәлгән ?
- Шинҗаң универсети қурулғанлиқиниң 80 йиллиқ хатириләш мурасими өткүзүлди
- Хитай һөкүмитиниң маарипни хитайлаштуруш сиясити һәққидә сөһбәт