Хитайда алий мәктәпләрниң оқуш һәққи 20 йил ичидә 25 һәссә өсүп кәтти


2006.07.10

"Шяв каң" журнилида берилгән мәлуматта көрситилишичә, бундин 20 йил илгири хитайда алий мәктәпләрниң йиллиқ оқуш һәққи 200 йүән болуп, һазир орта һесабта йилиға 5000 йүәндин тоғра кәлгән. 1994 ‏- Йилидин һазирғичә болған 10 йил ичидә, хәлқниң йиллиқ кирими 4 һәссә өрлигән болса, оқуш һәққиниң өрләш нисбити униңдин нәччә һәссә юқирилап кәткән. Бу хил әһвал хитай һөкүмитиниңму қаттиқ бешини қатурған болуп бейҗиңда ечилған 2006 ‏- йиллиқ хәлқ қурултийида, хитайдики маарип һәққиниң һәдидин ташқири юқири болуп кетиватқанлиқи вә адәттики аилиләрниң уни төләшкә қудрити йәтмәйватқанлиқи алаһидә оттуриға қоюлған.

"Шявкаң" җурнилида берилгән санлиқ мәлуматта көрситилишичә, хитайдики маарип хираҗити деһқан аилилириниң йиллиқ кириминиң 33% ни шундақла шәһәрликләрниң аилә кириминиң 26 пирсәнтини игилигән. Лекин тәрәққи қилған дөләтләрдә болса, һөкүмәткә қарашлиқ университетларниң оқуш һәққи интайин қаттиқ контрол қилинған. Мәсилән, америкида алий мәктәпләрниң оқуш пули хәлқ кириминиң 6 дин 1 қисмини, әнгилийидә 10 дин 1 қисмини игиләйду. Германийидә болса, һөкүмәткә қарашлиқ алий мәктәпләр пүтүнләй һәқсиз, һәтта сотсиялистик дөләт дәп атилип келиватқан куба вә шималий корийидиму, алий мәктәпләрниң оқуш һәққи интайин төвән.

Һөкүмәтниң маарипқа салған мәблиғи йетәрсиз

Йеқинда хитай маарип министирлиқиниң муавин министири җаң бавчин "немә үчүн хитайдики алий мәктәпләрниң оқуш һәққий йилдин ‏- йилға өрләп кетиватиду" дегән бу мәсилә һәққидә тохтилип, "маарип тәрәққиятиға зор тәсир йәткүзүватқан муһим амилларниң бири, һөкүмәтниң маарипқа салған мәблиғиниң йетәрсиз болуватқанлиқи, һөкүмәт мәблиғиниң маарип ислаһатиниң арқида қеливатқанлиқи " дәп көрсәткән.

Америка чикаго университетиниң профессори яң далий әпәнди хитай һөкүмитиниң маарипқа селиватқан мәблиғи һәққидә тохтилип мундақ деди:

"Хитайдики алий мәктәпләрниң һәммиси һәқ алиду, шуңа намрат аилидикиләрниң балилириниң оқуштин қелиши наһайити нормал бир иш болуп қалған. Чәтәлләрдә болса намрат аилидикиләрниң балилири үчүн мәхсус һәқсиз мәктәпләр бар. Лекин хитайда техи бундақ шараит һазирланмиди. Әлвәттә һөкүмәтниң алий маарипни тәрәққий қилдуруш үчүн мувапиқ һалда оқуш пули йиғиши хата әмәс. Лекин бир қисим мәктәпләр даирисини кеңәйтгәнликтин, уларниң иқтисади җәһәттики бесими еғир болған. Шуниң билән, һөкүмәт бәргән пулни йәткүзүлмигәнликтин, ата‏ ‏-аниларниң йүкини еғирлаштурушқа мәҗбур болған ".

Америкида турушлуқ уйғур зиялийси сидиқһаҗи әпәнди йеқинқи 20 йил ичидә, хитайдики маарип хираҗитиниң 25 һәссә өсүп кәткәнлики һәққидә тохтилип, буниң тәбиий иш икәнликини, һазир хитай иқтисадиниң чәтәл мәблиғиға тайинип қалғанлиқини, хитайда пул пахаллиқиниг еғирлишиватқанлиқини, буниң тәбиий һалда маарип чиқимини юқири көтүрүветидиғанлиқини оттуриға қойди.

Маарипни пул тепиш қуралиға айландурувелиш интайин хата бир иш

Мунасивәтлик мәлуматларда көрситилишичә, һазир хитай һөкүмитиниң маарипқа салған мәблиғи пәқәт тәрәққий қилған дөләтләрниңкидинла әмәс, тәрәққий қиливатқан дөләтләрниңкидиму төвән болған. Һәтта оганда қатарлиқ намрат дөләтләрниңму арқида қалған. Америка интернет журнилиниң хитай ишлири мәсули ву фән әпәнди хитай маарипиниң күнсери базарлишиватқанлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди:

"Маарипни базарлаштуруп, уни пул тепиш қуралиға айландурувелиш интайин хата бир иш, бундақ қилишқа һәргиз йол қоймаслиқ керәк. Маарип аммивий бир иш. У пүтүн җәмийәт, дөләт вә милләт үчүн иқтидарлиқ адәм яритип беридиған һалқилиқ орун. Һөкүмәт күчиниң беричә алди билән маарипқа айимай мәбләғ селиши керәк. Өзи йитәрлик мәбләғ салмай, пуқралардин пул йиғиш арқилиқ маарипни тәрәққй қилдуруш һәргизму мумкин әмәс. Һазир бир алий мәктәп оқуғучисини йетилдүрүш үчүн аз дегәндә 40 ‏- 50 миң йүән сәрп қилиниду. Бәлким буниңдинму җиқ кетиши мумкин. Һөкүмәт әмәлдарлири хәлқниң қан тәри билән йиғилған пулға қилчә тәп тартмастин хиянәт қилиду. Немә үчүн шу пулниң азрақ қисмини оқуғучиларға атап, уларни һәқсиз оқутуш яки уларға қәрз беришкә тиришмайду ".

Мутәхәссисләрниң көрситишичә, һазир хитайда маарипқа селинған мәбләғниң йетәрсиз бөлүватқанлиқидин сирт йәнә, мәмурий орунлар маарип һәққигә хиянәт қилидиған яки уни башқа җайға ишлитидиған әһвалларму наһайити еғирлишип кәткән. Хитайдики маарипниң нормал тәрәққй қилиши үчүн йилиға аз дегәндә 400 милярд юән пул сәрп қилиниши керәк икән. Лекин, һөкүмәтниң һазир маарипқа селиватқан мәблиғи пәқәт 80 милярд йүән болуп, һәр қайси алий мәктәпләрниң банкидин алған қәрзиниң өзи 100 милярд йүәндин ешип кәткән. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.