Немичүн мавзедуңниң әрваһи техичә әгийду? ‏(1)


2006.09.12
qeshqer-mao-200.jpg
2005 – Йили 27 – март күни икки уйғур қәшқәр шәһиридә мав зедонниң һәйкили алдидин өтүп кетиватиду. Бу һәйкәл мав зедоңниң хитайдики һәйкәллири ичидә әң чоңи. AFP

Хитайда чиқидиған "бейҗиң яшлири" гезитиниң хәвиригә қариғанда, 9 ‏- айниң 9 ‏- күни хитайда мавзедуң өлгәнликигә 30 йил тошқан күн. Бу күнниң һарписида бейиҗиңдики бүйүк хәлқ сарийида чоң һәҗимлик нахша-музика кечилики өткүзүлгән. Музика кечилики қораллиқ сақчи қисим сәнәт өмики тәшкиллигән бир нәччә йүз нахшичи мавни мәдһийиләйдиған хор ейтиши билән башланған. Мавзедуңға чоңқур муһәббити бар артистлар қатарида уйғурлардин керәм абдугул әпәндиму шу күни "мавҗушиниң сөзлири қәлбимиздә сақлақлиқ" дегән нахшини орунлап мавни әслигән.

Б б с ниң хәвәр қилишичә, 9 ‏- айниң 9 ‏- күни бейҗиңдики бүйүк хәлқ сарийида мавзедуңниң әрваһини мәдһийиләйдиған музика кечилики өткүзүлгәндә, "көзитиш журнили"да елан қилинған мулаһизиләрдә баян қилинишичә, мавзедуңниң әрваһи, коммунизмниң әрваһи хитайда техичә әгип йүрүши, мав хитай коммунистик партийиси үчүн йитиштүрүп қойған мирасхорларниң һәрхил вастә қоллинип тәшвиқатни тохтатмай келиватқанлиқи билән мунасивәтлик. Бу күндә, чәтәлләрдики интирнет тор бәтлиридә мәхсус мавзедуң һәққидә бир чоң әркин муназирә башланди:

Ечинишлиқ күнләрниң хатириси

Хоңкоңдин б б с ниң "мав зедоң һәққидә әркин муназирә" бетигә йезилған бир обзорда " қираәтханамдин ахтуруп көрсәм, мав талланма әсәрлири дегән 5 китаб вә йәнә бир нәччә тал чоң-кичик изнәк турупту. Мән бу нәрсиләрни қолумға алсам, мав дәвридә тартқан ечинишлиқ күнләр есимгә келиду, ичим һәсрәткә толиду, мана бу маңа мав дәвридин қалған нәрсә" дәп баян қилинған.

Мав дәври бир осал дәвр болған икән

Җилин өлкисидин йезилған бир муназиридә мундақ дәп баян қилиниду: һазир мән билән яш-қорами тәң кишиләр өткән әсирниң 80 ‏- йиллирида туғулған кишиләр. Биз дең шавпиң бир қисим кишиләр алди билән бай болсун, дегән дәврдә чоң болдуқ. Биз һазир өзимизни йәр шариниң бир әзаси дәп һесаблайдиғанлар. Биз һазир алий сүпәтлик кичик машина, катта талла базар дегәнләрни тәсәввур қилимиз. Биз мав дәвридики ишларни билмәймиз. Әмма биз , мав дәвридин кәлгән ишчилар яшинип пенсийигә чиқидиғанда иштин бошутулғанлиқини көрдуқ. Йезиларда деһқанларниң йәр‏ - земинлири давамлиқ түрдә һәқсиз игиливелинип келиватқанлиқини көрдуқ. Һөкүмәтниң пәқәт "муқимлиқ" дегәннила , "маслашқан җәмийәт " дегәннила тәкитләйдиғанлиқини аңлап туруватимиз. Қанунға хилаплиқ қилған кишиләрни паш қилғанлар җазалинидиғанлиқиниму билимиз. Гәрчә биз мав дәври һәққидә аңлиған болсақму, әмма у дәврдә болған ишлар вә қилинған гәпләрни һес қилалмаймиз. Аңлиғинимизға қариғанда у дәвр бир осал дәвр болған икән.

Мав дәвридин қалған қалаймиқан сәпсәтиләр

Чоң қуруқлуқтин йезилған бир обзорда "мав дәвридин бизгә "исян көтүрүш йоллуқ" , "асманға, йәргә, адәмгә қарши көрәш қилиш чәксиз хошаллиқ" , "чоң сәкрәп илгириләш" , " деһқанлар даҗәйдин өгиниш" , " истил түзитиш" , "һәммигә коммунистик партийә рәһбәрлик қилиду" , "милтиқтин һакимийәт чиқиду" дегәндәк бир талай мәнтиқисиз, қалаймиқан сәпсәтиләрдин башқа түзүк бир нәрсә қалған әмәс" дәп баян қилинған.

Мавзедуң капиталистларға, йәр -земин игилиригә қарита булаңчилиқ йүргүзди

Шаңхәйдин йезилған бир обзорда баян қилинишичә, бәзиләр 1952 ‏- йили хитайда санаәт хәлқ игиликиниң 30%ни тәшкил қилатти, йеза игилики 64% ни тәшкил қилатти, 1975 ‏- йилиға кәлгәндә бу нисбәт өзгәрди, санаәт 72%ни, йеза игилики 28% ни тәшкил қилидиған болди. Җуңгониң санаәт дөлитигә айлиниши мав дәвридә әмәлгә ашти дәватиду. Әмәлийәттә бу дәвр мав хәлқ ичидә капиталистларни, йәр -земин игилирини булап-талап, уларниң мүлкини "дөләтниң", әмәлийәттә коммунистик партийиниң қиливалған дәвр. Бу дәврниң дуняда дейиливатқан "хәлқ", "дөләт" дегән уқум билән мунасивити йоқ. Дунядики санаәт дөлити дегән дөләтләргиму охшимайду. Бу дәврдики мавниң булаңчилиқи совет иттипақиниң қоллиши вә ярдими астида болған. Мавзедуң һоқуқни қолиға алған һаман, дөләтниң иқтисади техи әслигә кәлмигәнлики, хәлқниң техи намрат һаләттә туруватқанлиқи билән қилчә кари болмастин туруп корийә урушини қозғиди. Бу урушта 800 миң җуңголуқни һаятидин айриди. Униңдин кейин мав йәнә ,әскәрләрни ветнамчә кейиндүрүп, урушқа қатнаштуруп бир нәччә онмиң адәмни һаятидин айриди. Дөләт ичидә кәйни -кәйнидин "әксил инқилабчиларни бастуруш", "истил түзитиш", "оңчиларға қаши туруш", "чоң сәкрәп илгириләш", "хәлқ коммуниси" , дегән сиясий һәрикәтләрни қозғап, бу арқилиқ бир нәччә он милйон хәлқни ачарчилиққа қоюп һаятидин айриди. Униңдин кейин йәнә "мәдәнийәт инқилаби" ни қозғап хәлқни бир-биригә урушқа селип, бу арқилиқ йүз миңлиған хәлқни өлтүрди. Мана бу мавзедуң дәври" . (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.