Немичүн мавзедуңниң әрваһи техичә әгийду? (2)
2006.09.13
'Бейҗиң яшлири' гезитиниң хәвиригә қариғанда, хитайда мавзедуң өлгәнликигә 30 йил тошқан күни, бейҗиңдики бүйүк хәлқ сарийида чоң һәҗимлик нахша-музика кечилики өткүзүлгән. Бу музика кечилики қораллиқ сақчи қисим сәнәт өмики тәшкиллигән бир нәччә йүз нахшичи мавни мәдһийиләйдиған хор ейтиши билән башланған. Мавзедуңға чоңқур муһәббити бар артислар қатарида уйғурлардин керәм абдигул әпәндиму 'мавҗушиниң сөзлири қәлбимиздә сақлақлиқ' дегән нахшини орунлиған. 'Көзитиш журнили'да елан қилинған мулаһизиләрдә "мавзедуңниң әрваһи хитайда техичә әгип йүрүши, мав хитай коммунистик партийиси үчүн йетиштүрүп қойған мирасхорларниң һәрхил вастә қоллинип коммунизм тәшвиқатини тохтатмай келиватқанлиқи билән мунасивәтлик" дәп баян қилинди. Мушу күндә йәнә, чәтәлләрдики интернет тор бәтлиридә мәхсус мавзедуң һәққидә чоң әркин муназирә башланди:
Мавзедуң дәври қизил террорлуқ сиҗил давамлашқан дәвр
Америкидин б б с ниң 'мав зедоң һәққидә әркин муназирә' бетигә йезилған бир обзорда "хитай коммунистик партийисиниң 'наданлаштуруш' тәшвиқатида ейтилған 'қизил қояш нуриға чөмгән дәвр' дегән әмәлийәттә тарихтики әң зулмәтлик, дөләт уруш қалаймиқанчилиқи, хәлқ қизил террорлуқ ичидә қалған, тарихтики әң чоң җаллат һөкүмранлиқ қилған дәвр" дәп баян қилинған.
Мав зедоң өлгән вақитта җуңго наһайити намрат иди
Бейҗиңдин йезилған бир обзорда "мән пәқәт мавзедуң өлгәндин кейинки дәврни билимән, миниң көзүм көргини --- мав зедоң өлгән вақитта җуңго наһайити намрат иди, демократийә, әркинлик йоқ иди. Шу вақитта, мавзедуңниң бурун хәлққә бәргән вәдилири, униң коммунизм қуримиз дегини әмәлгә ашмиған иди. Униңдин бурунқи дәврни миниң көзүм көрмиди, мавзедуңниң қандақ улуқ, шәрәплик ишларни қилғанлиқиниң пакитини билмәймән" дәп баян қилинған.
Алди билән өзимизни наданлиқтин азад қилишимиз лазим канададин йезилған бир обзорда мундақ дәп баян қилиниду: мавзедуң өзи гәрчә 'капитализмниң аҗизларни йәм қилишиға қарши туруш' дегән сөзни ағзидин чүшүрмәй тәкитләп кәлгән болсиму, әмма өзи 'хәлқни наданлаштуруш' сияситини қоллинип, аҗиз хәлқләрни биһуш қилип, уларни итаәтмән болушқа мәҗбурлап кәлгән иди. Бу бир паҗиә. Дуняда тәрәққи қилған дөләтләрниң җәмийәтни тәрәққи қилдуруш принсипи пүтүн җәмийәтни қанун билән идарә қилидиған муһит яритиштин ибарәт. Бундақ муһитта, гәрчә йәнила бәзи йетишсизлик болсиму, әмма аҗиз хәлқләр йәнила күчлүкләр билән тәң баравәр туруп риқабәткә қатнишалайду. Бу тәбиәтниң тәрәққият қанунийитигә уйғун шәкил. Әмма мавзедуң дәвридә ундақ болмиди. Һазир биз мав дәври аллиқачан бир тарихқа айлинип болған дәврдә яшаватимиз. Һазир биз униңға худди чин шихуаңға, чиңгизханға баһа бәргәндәк баһа беримиз. Биз уларға биркимниң дегән гепи бойичә әмәс, пәқәт нәқ пакитларға асасән баһа беримиз. Әгәр биз нәқ пакитларға һүрмәт қилсақла, биз өзимизниң қанчилик наданлаштурулғанлиқимизни һес қилалаймиз. Җәмийәтниң тәрәққияти пәқәт һәр бир киши өзиниң турмушини вә тәпәккурини әркин давамлаштуридиған қанун -түзүм шараитида андин әмәлгә ашиду. Шуңлашқа биз алди билән өзимизни өзимиз наданлиқтин азад қилишимиз лазим , шундақ қилғанда андин инсанийәт алимидики әркинликтин , кишилик иптихари дегәндин өзимиз бәһриман болалаймиз.
Мав террорчилиққа тайинип һакимийәт башқурған әң чоң мустәбит
Шаңхәйдин йезилған бир обзорда мундақ дәп баян қилиниду: мав билән тарихта өткән башқа бирнәччә кишини селиштуруп көридиған болсақ, мәсилән, сүн җуңсән әпәнди у узун өмүр көрәлмиди. У өлгәндә , өзи қозғиған инқилаб техи ғәлибә қилмиған иди. Униң ишлирини давамлаштурған җаң кәйши һели -микри җәһәттә мавға тәң келәлмиди. Һәтта биз һазир улуқ адәм дәватқан дең шавпиңму пәқәт мав өлгәндә андин қәддини көтүрәлиди. Пакитларға қариғанда, мав хитай тарихида террорчилиққа тайинип һакимийәт башқурған әң чоң мустәбит. Бәзи кишиләр мавни билимлик дәп махтисиму, әмма мав әмәлийәттә пән-илимни билидиған адәм әмәс иди. Шуңлашқа дуняда бирәр дөләт шу заманда , мавзедуңни яки мавзедуң рәһбәрлик қилған 'җуңго' дегән дөләтни бир нормал дөләт қатарида көргән әмәс. Пакит шуки, мавзедуң бир милярдтин артуқ хәлқни иқтисадий җәһәттә намратлиққа патқузуп қойди. Нәччә он милйонлиған адәмни ачарчилиқта қалдуруп өлтүрди. Милйонлиған билимлик адәмни әқил -параситидин вә әркин тәпәккуридин мәһрум қилди. Хитайдики әнәнивий мәдәнийәт вә әхлақ өлчәмлирини бузди. Мавзедуңниң 'әгәр лушүн һазир һаят болса яки ағзини юмған болатти яки түрмигә ташлинатти' дегәнликиму есимиздә. Һазирқи заманда бундақ мустәбитниң әрваһини чақирмаслиқ керәк. (Давами бар) (вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Немичүн мавзедуңниң әрваһи техичә әгийду? (1)
- "Мәдәнийәт инқилаби" һәққидики йеңи тәтқиқатлар (2)
- "Мәдәнийәт инқилаби" һәққидики йеңи тәтқиқатлар (1)
- Уйғур юртлирида мав зедоң һәйкили қачан чеқилиду?
- "Ач әрваһлар - мав зедоң дәвридики чоң ачарчилиқ" (3)
- "Ач әрваһлар - мав зедоң дәвридики чоң ачарчилиқ" (2)