Немичүн мавзедуңниң әрваһи техичә әгийду? (3)


2006.09.14

'Бейҗиң яшлири' гезитиниң хәвиригә қариғанда, 9 ‏- айниң 8 ‏- күни бейҗиңдики бүйүк хәлқ сарийида , мавзедуң өлгәнликиниң 30 йиллиқини хатириләп чоң һәҗимлик нахша-музика кечилики өткүзүлгән. Бу музика кечилики қораллиқ сақчи қисим сәнәт өмики тәшкиллигән бир нәччә йүз нахшичи мавни мәдһийиләйдиған хор ейтиши билән башланған. Мавзедуңға чоңқур муһәббити бар артислар қатарида уйғурлардин керәм абдигүл әпәндиму 'мавҗушиниң сөзлири қәлбимиздә сақлақлиқ' дегән нахшини орунлиған. Күни хәлқарада интернет тор бәтлиридә мәхсус мавзедуң һәққидә чоң әркин муназирә башланди. 'Көзитиш җурнили'да елан қилинған мулаһизиләрдә "мавзедуңниң әрваһи техичә хитайда әгип йүрүши, мав хитай коммунист партийиси үчүн йетиштүрүп қойған мирасхорларниң һәрхил вастә қоллинип коммунизм тәшвиқатини тохтатмай келиватқанлиқи билән мунасивәтлик" дәп баян қилинди.

Һазир шветсийидә яшаватқан һаҗи абдурешит керими әпәнди мавзедуңни шәрқи түркистан хәлқниң әшәддий дүшмини дәп мулаһизә қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.