Хитайда иҗра қилиниш алдида турған "мүлүк қануни" кишилик һоқуқни қоғдамду?
2007.03.26
Б б с елан қилған мулаһизиләрдә баян қилинишичә, йеқинқи йиллардин буян хитайда һәрхил ширкәтләр деһқанларниң қаршилиқиға писәнт қилмастин өзи халиғанчә йәр игиләватиду. Шу сәвәбтин һәр йили бир милйон деһқан торалғу вә терилғу йеридин мәһрум қеливатиду. Бундақ әһвалда, хитайда йеқинда хусусий мүлүкниму қоғдайдиған "мүлүк қануни" мақулланди. Ғәрб әллири хусусий мүлүкни кишилик һоқуқниң асаси дәп қарайду. Әнгилийиниң тунҗи баш вәзири вилям питер әйни вақитта әнгилйиниң "мүлүк қануни"ни җакарлиғанда "буниңдин кейин әнгилийидә әң намрат адәмму бу "мүлүк қануни" билән өзиниң өй-земинини қоғдиялайду. Шәхсий торалғуға шамал керәләйду, уни боран-чапқун тәвритәләйду, лекин игиси рохсәт қилмиса, әнгилйиниң падишаһиму қошун башлап келип шәхсий торалғу вә земинниң бусуғисидин атлиялмайду" дәп тәсвирлигән иди. Хитайда мақулланған бу "мүлүк қануни" буниңдин кейин кишилик һоқуқниң асаси болаламду? һазирқи муназирә дәл мушу тема үстидә болуватиду. Төвәндә биз бу һәқитики муназириләрдә мәйданға чиққан йеңи көз қарашлар билән тонушуп бақайли:
Хитайда мақулланған "мүлүк қануни" кишилик һоқуқни қоғдаш үчүн "зиғир патқидәк бир ючуқ" ечилди, дегән көз қарашқа суал
Америкида чиқидиған "көзитиш журнили" , "йеңи әср журнили" қатарлиқ көпинчә кишилик һоқуқ вә демократийә мәсилилири һәққидики мулаһизә болудиған учур васитилирида, бәзи қануншунасларниң баян қилишичә, иқтисадшунаслиқ нәзирийилиригә асасланғанда, хусусий мүлүк намратларни мәвҗут болуп туридиған муһитқа вә бай болалайдиған имканийәткә игә қилиду. Шу ноқтидин ейтқанда, хитайда мақулланған "мүлүк қануни" билән хәлққә өзиниң кишилик һоқуқини қоғдиши үчүн бир йол ечилди, гәрчә у "аран бир тал зиғир патқидәк ючуқ" болсиму. Әң болмиди, дегәндиму, бу "мөлүк қануни" намратлар ға "итларни қоғлаш үчүн қоллинидиған чомақ" болалайду. Әмма йәнә бәзи қануншунаслар бу көз қарашқа қошулмайду, уларниң қаришичә, гәрчә нәзирийә җәһәттин шундақ дейишкә болсиму, әмма әмәлийәт җәһәттин қариғанда, " бу қанун көпинчә һалда хиянәтчи коммунистларниң напак мүлкини қоғдаш ролини ойнайду, намрат хәлқни бир тал зиғирғиму игә қилмайду. Намратларниң ит қоғлайдиған "чомақ"лириниму йиғивелип, униңда хәлқни уридиған башқа қорал ясайду" .
Әмди җәмийәт әслигә қайтти, дегән көз қарашқа суал
Бәзи нәзирийичиләр "хитайда мақулланған "мүлүк қануни" хитай коммунист партийиси 1953 - йили елан қилған сотсиализимға өтидиған "баш йол" дегән йүнилишниң әң ахирида гумран болғанлиқидин дерәк бериду; коммунист партийә хәлққә йерим әср малиманчилиқ салғандин кейин, әмди җәмийәт йәнә әслигә қайтти" дәп қарайду. Әмма йәнә бәзи нәзирийичиләр бу көз қарашқа қошулмайду. Уларниң қаришичә, коммунист партийиниң һәммә сиясий вә иқтсадий һәрикәтлири пүтүнләй мустәбит түзүмни тикләш вә уни қоғдаш үчүн қилинған һәрикәт, һазирқи "мүлүк қануни"му йәнила шу мәқсәт үчүн қилиниватқан һәрикәт; мәсилән: русийәдә һазир чоң ширкәтләр бурун "дөләтниң мүлки" дейилгән мүлүкләрни игиливеливатиду, әмма хитайда болса, чоң ширкәтләр йәнила дөләтниң булаң-талаңидин кейинки хәлқни булаватиду. Буни җәмиийәтниң әслигә қайтқанлиқи дегили болмайду.
Һазирқи "мүлүк қануни" мавзедуңни инкар қилди, дегәнгә суал
Бәзи тарихчи вә сиясәтчиләр "хитай коммунист партийиси 1921 - йили қурулғандила өзиниң хитабнамисиға "капиталистларниң хусусий мүлүкчилик түзүмини, машина- завутлирини, ишләпчиқириш вастилирини мусадирә қилимиз" дәп язған иди. Уларни дегинини қилди. Һакимийәт қуруш үчүн сиясий, иқтисадий, әхлақ җәһәтләрдә тәйярлиқ қилди. 1921 - Йилидин 1949 - йилиғичә болған 30 йил ичидә җингаңсәндин йәнәнгә барғичә, йәнәндин бейҗиңға киргичә, коммунист партийә қозғиған урушларда бир нәччә он милйон бигуна хәлқ һаятидин айрилди. 1949 - Йилидин кейин йәнә йүз миңлиған йәр игилирини, капиталистларни өлтүрүп, уларниң йерини, мүлкини тартивалди. Әмди 2007 - йили "хусусий мүлүкниму қоғдайдиған "мүлүк қануни"ни җакарлиди. Бу коммунист партийини, мавзедуңни инкар қилғанлиқ болиду, әмди һеч болмиғанда, коммунистлар йәр ислаһати тоғра болған, сотсиалистик өзгәртиш тоғра болған дейәлмәйду, дәп қарайду. Әмма йәнә бәзи тарихчи , сиясәтчиләр бу көз қарашқа қошулмайду, уларниң қаришичә, коммунистлар йәр ислаһати арқилиқ йәр игилириниң йерини намратларға елип берип, кейин йәнә намратларниң қолидин "коммуналишиш" дегән һәрикәт арқилиқ тартивалди; йеқинқи йилларда йәнә коммунистлар хиянәтчилик арқилиқ бай болди, буниң һәммисси булаңчилиқ, коммунистлар пүтүнләй булаңчилиқ арқилиқ бай болди. Әмди бу "мүлүк қануни" билән коммунистларниң хәлқттин болап алған напак мүлки "хусусий мүлүк" дәп қоғдилиду. Бу маһийәттә коммунист партйини, мавзедуңни инкар қилған болмай, етирап қилған болмамду? дәп қарайду.
Бәзи уйғур зиялийлириму бу муназиригә арилишип, коммунист һөкүмити "йәр -земин дөләтниң" дәп җакарлиғандин кейин "биңтуән" дәп аталған хитай армийиси уйғур земинлирини булашқа киришти; кейин, уйғур юртлириға еқип кәлгән хитай көчмәнлири һөкүмәтниң етибар бериш сияситигә тайинип бай болди; уйғур хәлқи талан-тараҗ қилинди, күнсери намратлиқа йүзләнди; һәр йили милйонлиған деһқан торалғусидин вә терилғу йеридин мәһрум қелип ишсизларға айлиниватиду, улар әң төвән иҗтимаий соғуртиғиму игә болалмайватиду; һазирқи "мүлүк қануни" мушу булаң-талаңни етирап қилса, уйғурларниң кишилик һуқуқини техиму дәпсәндә қилған болмамду? дәп суал қоймақта. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай вә уйғур елидики йәр -земин мәсилиси һәққидики делоларниң һәммиси йәрлик һөкүмәт орунлириға четилмақта
- Йеңи "мүлүк қануни" һәққидики муназириләр барғансери кеңәймәктә
- "Мүлүк қануни" аптоном районларда хитай көчмәнлириниң мүлкини қоғдаш үчүнла қоллинилиш еһитмали бар
- Хитай камбоджада йәр игиләп йәрлик хәлқниң өчмәнликини қозғиди
- Тәйвәнниң чегриси моңғулийини өз ичигә аламду?
- Хитай һөкүмити йәр -земин мәсилиси һәққидә йеңи сиясәт бекитти
- Хитайда бир партийә пүтүн хәлқниң йәр -зимин вә тәбиий байлиқлирини узун муддәткичә игәливалидиған әһвални өзгәртиш керәк
- Өз терилғу йиридин айрилип қеливатқан деһқанлар барғансери көпәймәктә
- Хитай билән японниң шәрқий деңиздики нәфитлик талаш - тартишидин уруш келип чиқамду яки һәмкарлиқму?
- Хитайниң һәрбий парахотлири шәрқий деңизда японийә билән талишиватқан тәбиий газ райониға киргән