Хитай һөкүмити,мәмурий орунларни партийә гезит-жорналлирини муштәри болушқа мәҗбурлимақта
2004.12.28
Хитай һөкүмитигә қарашлиқ тәңритағ тор бетиниң дүшәнбә күни бәргән хәвиридин ашкарилинишичә, уйғур аптонум районлуқ компартийә тәшвиқат бөлүми өткән җүмә күни хитай компартийисиниң гезит- жорналлириға муштәри болмиған аптонум район дәриҗилик мәмурий органлардин 61 игә назарәт уқтуруши чүшүргән.
Ғәлитә вәзипә
Хәвәрдә, бир қисим орунларниң киләр йиллиқ партийә гезит- жорналлириға муштәри болмиғанлиқини тәнқид қилинип," уйғур аптунум раюнлуқ партком тәшвиқат бөлүми муштәри топлаш вәзиписини орундимиған орунларға назарәт уқтуруши чүшүрүп, улардин муштәри болуш хизмитини тездин толуқлап яхши ишләшни тәләп қилди" дәп көрситилгән.
Хитай даирилири хәвиридә йәнә, хитай компартийисиниң гезит-жорналлириға муштәри болмиған орунларниң бу йилниң ахири берилидиған мәниви мәдәнийәт мукапат пули алалмайдиғанлиқини билдүргән. Һәмдә уқтурушни тапшуруп елипму йәнә муштәри болмиған идарә - органларни ахбарат вастилиридә уқтуруш қилип җазалайдиғанлиқини агаһландурған.
Уйғур аптонум районлуқ партком тәшвиқат бөлүминиң мәмурий идариләргә партийә гезит- жорналлирини мәҗбурий теңиши һәққидә тәпсилий мәлумат игиләш үчүн, уйғур аптонум районлуқ партийә комитети тәшвиқат бөлүми билән алақилаштуқ. Бирақ телефонни алған бир нөвәтчи хадим, өзиниң бу әһваллардин хәвәрсиз икәнликини билдүрүп, әтиси әтигән башқа алақидар әмәлдарларға телефон қилишимизни сориди.
Хитайниң мәқсити башқа
Хитай вәзийитини йеқиндин көзитиватқан, америкиниң нйо-йорк шәһиридики мустәқил обзорчи сав чаңчиң әпәнди, уйғур аптонум районлуқ партком тәшвиқат бөлүминиң мәмурий органларни партийә орган гезитигә муштәри болушқа мәҗбурлишиниң һазирқи вәзийәттә интайин әҗәплинәрлик иш икәнликини билдүрүп, мундақ диди:
- Мениңчә , илгири хитайда партийә гезит- жорналлириға мәҗбурий муштәри болуш әһваллири еғир иди. Әмма йеқинқи йиллардин буян бу хил әһваллар азайған. Хитайдики мәтбуат саһәси барғансири базарлишиватиду. Һазир хитайниң ичкири өлкилиридики һөкүмәтләрму партийә гезит-жорналлириға мәҗбурий муштәри болушни анчә қоллимайду. Бундақ шараитта, уйғур елидә органларни партийә гезит- жорналлириға муштәри болушқа мәҗбурлашта мениңчә башқа мәқсәт -муддиалар бар. Бу бир тәрәптин, уйғур елидики хитайлашчилаштуруш маарипини күчәйтишниң бир қисми болса, йәнә бир тәрәптин, өзиниң сиясий һакимийитини мустәһкәмләшниң бир васитиси болуши мумкин. Улар партийә гезит- жорналлири арқилиқ тәшвиқатни күчәйтип, уйғур елидики сиясий һакимийитини күчәйтишкә урунған болуши мумкин.
Хитай даирилириниң хәвәр қилишичә, уйғур елидә 61 аптонум район дәриҗилик мәмурий орун һазирғичә хитай компартийисиниң гезит- жорналлириға муштәри болмиған.
Хәлқниң райи
Мустәқил обзорчи сав чаңчиң әпәнди, бу хил һадисиниң уйғур елидики хәлқләрниңла әмәс, бәлки пүтүн хитайдики пуқраларниң партийә гезит- жорналлирини қарши алмайдиғанлиқини көрситидиғанлиқини тәкитләп, мундақ диди:
- Һазирқи хитайдики вәзийәт мав зедоң дәвридикигә охшимайду. Хитайда асасән мәтбуат базири шәкилләнди. Һәр хил гезит- жорналлар йеңидин чиқиватиду. Күндилик гезит дигән гезитләрдинла һазир хитайда икки миңдин артуқи бар. Шуңа, риқабәт хели күчлүк. Бундақ шараитта, кишиләрниң илгирикигә қариғанда нурғун таллаш имканийити бар. "Хәлқ күндилик гезити" қатарлиқ партийә гезитлириниң мәзмунлири вә шәкли җәлип қиларлиқ болмиғачқа, кишиләр униңға муштәри болушни халимайду. Бундақ көп орунниң партийә гезит- жорналлириға муштәри болмиғанлиқиму, кишиләрниң уни яхши көрмигәнликидә. Һичқандақ әһмийити йоқ нәрсигә бикар пул хәҗлигиси кәлмигән гәп. Шоңа бу, кишиләрниң партийә гезит- жорналлирини қубул қилмаслиқ кәйпиятлириниң күчийиватқанлиқини көрситиду. (Арзу)