Хитай коммунист партийисиниң зулумиға учраватқан һәр қандақ милләтниң мустәқил болуш һоқуқи бар
2007.01.09
Әркин асия радиосиниң тибәт бөлүми йеқинда 2006 - йил 12 - айниң 23 - күни, каңбалиқ тибәтләрниң америкиниң нюйорк шәһиридә ачқан хәлқаралиқ йиғинини хәвәр қилған иди. Асия демократик иттипақи дегән тәшкилатниң рәиси, хитай һөкүмити билән сиясий көз қариши охшимайдиған әрбаб вей җиншең әпәндиниң бу йиғинда қилған сөзи хитай болмиған милләтләрниң диққити қозғиди. Тибәтлик достларниң сөзләп беришичә, тибәтләр өзаң, амдо вә каңба дәп атилидиған 3 хил шивидә сөзлишиду. Буниң ичидики тибәтниң шәрқий җәнуб тәрипидики 'төт дәря , алтә тағ арисида яшайдиған каңбалар' дәп атилидиған тибәтләр хитайлар билән көп арилишип, көп саваққа игә болған, миллий һессияти күчлүк кишиләр, дәп қарилидикән. Шуңлашқа хитай һөкүмити каңбаларни 'мустәқилчиләр' дәп қарайду, шундақла чәтәлликләрниң каңбалар райониға берип зиярәт қилишини қаттиқ чәкләп келиватиду.
Тибәт һөкүмити чиң сулалисиниң вә җуңхуа минго һөкүмитиниң һөкүмранлиқида болуп баққан әмәс
Довей агентлиқиниң каңбалиқ тибәтләрниң хәлқаралиқ йиғини һәққидә елан қилған хәвиридә баян қилинишичә, 80 - йилларда тйәнәнмен мәйданидики демократийә темиға шир язғанлиқи үчүн түрмигә ташланған, һазир америкида туруватқан вей җиншең әпәндиниң каңбалиқ тибәтләрниң хәлқаралиқ йиғинида қилған сөзи: тибәт һөкүмити чиң сулалисиниң вә җуңхуа минго һөкүмитиниң һөкүмранлиқида болуп баққан әмәс; хитайға мустәмликә болуп қалған һәр қандақ милләтниң мустәқил болуш һоқуқи бар, бу уларниң әқәллий кишилик һоқуқи; далай ламаниң 'оттуричә йол нәзәрийиси' билән мустәқиллиқ оттурисида һечқандақ тоқунуш йоқ; һазир хитай коммунист партийисиниң золумиға чидимай мустәқиллиқ йолиға меңиватқан милләтләрниң хитай коммунист партийиси гумран болғандин кейин өзлири таллайдиған йоли техиму көп; хитай хәлқиниң ичидиму тибәтләрниң мустәқил болушини қоллайған, өзиму хитай коммунист партийисиниң зулумидин өзини азад қилишни халайдиған кишиләр барғансери көпийиватиду, дегән бәш нуқтидин ибарәт.
Хитай хәлқниң ичидиму коммунист партийиниң зулумидин өзини азад қилишни халайдиған кишиләр барғансери көпийиватиду
Вей җиншең әпәнди каңбалиқ тибәтләрниң нюйорк шәһиридә ечилған хәлқаралиқ йиғинида йәнә мундақ дегән:
Вей җиншең әпәнди сөзидә, хитай хәлқиниң ичидә тибәтләрниң хитай һөкүмитиниң зулуми астида изиливатқанлиқини, миллий ғурури дәпсәндә қилиниватқанлииқини көрүп, уларға һесдашлиқ қилидиған кишиләрниң көпийиватқанлиқини баян қилған.
Тибәтләр қаршилиқ вә бесимни изчил давамлаштурғандила, андин хитай һөкүмити тибәтликләрни көзгә елип сөһбәт үстилигә келиду
Вей җиншең әпәнди каңбалиқ тибәтләрниң хәлқаралиқ йиғинда қилған сөзидә, хитай һөкүмитиниң немә үчүн тибәтләр билән сөһбәтлишишикә қошулғанлиқи вә йәнә немә үчүн тибәт -хитай сөһбити тосаттин тохтап қалғанлиқиниң сәвәблири һәққидә тохталғанда, тибәтләр хитай һөкүмитигә бесим ишләткән иди, улар тибәтликләр билән сөһбәт өткүзүшкә қошулди. Тибәтләр хитай һөкүмитиниң 'алди билән һәр қандақ қаршилиқ һәрикәтләрни тохтитиш лазим' дегән алдинқи шәртигә қошулуп қаршилиқ һәрикәтлирини тохтатқан һаман, хитай һөкүмити тибәтләр билән сөһбәтлишишни дәрһал тохтатти. Әмәлийәт шуни испатлидики, тибәтләр хитай һөкүмитигә болған қаршилиқ вә бесимни изчил давамлаштурғандила, андин у тибәтликләрни көзгә елип сөһбәт үстилигә келиду, дегән.
Ху җинтав һөкүмитидин яхшилиқ келиду дәп һәргиз үмид күтмәслик керәк
Вей җиншең әпәнди хитай һөкүмити билән қандақ муамилә қилиш һәққидә тохталғанда, ху җинтав һөкүмитидин яхшилиқ келиду дәп һәргиз үмид күтмәслик керәкликини, улардин мәрһәмәт күтүп һәргиз хушамәт қилишқа болмайдиғанлиқини, пәқәт хитай һөкүмитигә қарита қаршилиқ көрситиш вә юқири бесимни давамлаштуруш арқилиқла андин көзлигән мәқсәткә йетиш мумкинликини тәкитлигән. Вей җиншең әпәндиниң бу сөзлири тибәтләрниң алқишиға еришкән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- 2007 - Йили уйғурларниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш туйғуси техиму юқири өрләйдиған йил
- Хитай даирилириниң уйғур вә тибәтләргә қаратқан мәдәнийәт саһәсидики сиясити мутәхәсисләрниң қаттиқ тәнқидигә учриди
- Хитай компартийисигә қарши күрәш қиливатқан уйғурлар растинла интайин аз сандики террористларму?
- Өзбекистанниң мустәқил болғандин кейинки җәмийәт вәзийити(2)
- Өзбекистанниң мустәқил болғандин кейинки җәмийәт вәзийити(1)
- Квебекниң канаданиң ичидики дөләт, дегән салаһийәткә еришиши мустәқиллиқ үчүн башқан бир қәдәмму?
- "Аз санлиқ милләтләр немә үчүн хәнзуларға қарши туриду," дегән мақалиға баһа
- Интернеттә һазир "хитайда аз санлиқ милләтләр ассимилятсийә қилиниватамду яки өз -ара бирлишиватамду?" дегән темида әркин муназирә башланди (2)
- Интернеттә һазир "хитайда аз санлиқ милләтләр ассимилятсийә қилиниватамду яки өз -ара бирлишиватамду?" дегән темида әркин муназирә башланди (1)
- Америка алиминиң оттура асияниң 15 йиллиқ мустәқиллиқи һәққидики йәкүнлири