Америка алиминиң оттура асияниң 15 йиллиқ мустәқиллиқи һәққидики йәкүнлири


2006.09.18
shht-shanghai-200.jpg
Совет иттипақи парчиланғандин кейин мустәқиллиққә еришкән бир қисим оттура асия җумһурийәтлири рәһбәрлири 2006 – йили 14 – июн күни шаңхәйдә. Солдин аңға: өзбекистан президенти ислам кәримоп, қирғизистан президенти қурманбәк бақийеф, русийә президенти виладимир путин, қазақистан президенти нурсултан назарбайеф, хитай рәиси ху җинтав вә таҗикистан президенти имамәли рәхманоп. AFP

Көпинчә милләтләрниң мустәқиллиқи шу милләтләрниң миңлиған һәтта йүз миңлиған пәрзәнтлириниң иссиқ қанлири бәдилигә кәлгән болса, әмма, совет иттипақиниң йимирилиши мустәқиллиқниң йәнә бир йолини йәни қан төкмәй, тинчлиқ билән қолға кәлтүрүш нәмунисини яратти.

Тинчлиқ билән қолға кәлгән мустәқиллиқниң қиммити

Өзбек, қазақ, қирғиз, түркмән қатарлиқ уйғурлар билән қошна һәм өз нөвитидә қандаш вә тилдаш һесаблинидиған мәзкур түркий хәлқләр совет иттипақиниң парчилиниш қәдими билән тәң мустәмликә астида яшаш һалитигә хатимә берип, русийә империйисиниң икки әсирлик һөкүмранлиқидин бирақла қутулуп, өзлириниң мустәқиллиқини җакарлиди. Мана әмди, улар мустәқиллиқ һаятида 15 йилни өткүзүп, 16 – йилға қәдәм қойди. Лекин, бу 15 йиллиқ мустәқиллиқ җәрянда оттура асия хәлқлири йәнила охшимиған дәриҗидә күлпәтләрни тартти, һәтта өз рәһбәрлири тәрипидин бастурушқа учриди. Оттура асия рәһбәрлириму өз һакимийәтлирини қоғдаш үчүн һәр хил шәкилдики ташқи вә ички сиясәтләрни йүргүзүшкә мәҗбур болди. Бүгүнки күндә оттура асия ғәрб дөләтлириниң демократик олчәмлиригә чүшмәйла қалмастин бәлки, оттура асия рәһбәрлири вә һөкүмәтлири диктатурлар тизимликигә елинди. Оттура асия өктичилири болса, 15 йилидин буян тәхттин чүшмәйватқан һәм өз һоқуқлирини әбәдий сақлап қелишқа тиришиватқан рәһбәрлирини худдий сабиқ совет иттипақиниң рәһбири сталин кәби вәһшийлик вә мустәбитлик билән әйиблимәктә. Бирақ, улар бәрибир өз алдиған ташқи сиясәт бәлгиләп, америка вә ғәрб мәмликәтлири билән нормал мунасивәтни сақлап кәлмәктә.

Ундақта америка мутәхәссислири оттура асияниң 15 йиллиқ мустәқиллиқи һәққидә немиләрни ойлайду?

Вашингтондики явро-асия мәсилилирини тәтқиқ қилидиған гудзон иниститутиниң директори зейно баран америка авази радиосида оттура асияниң 15 йиллиқ мустәқиллиқи мунасивити билән өз көз қарашлирини елан қилди. Ғәрб дөләтлири оттура асиядики мәвҗут вәзийәткә тәсир көрсәтмиди доктор зейно баран алди билән 15 йиллиқ мустәқиллиқ җәрянида оттура асия мәмликәтлириниң йәнила сиясий вә иқтисадий саһәләрдә зор илгириләшләргә еришкәнликини, болупму қазақистанниң нефит записиға игә болғанлиқи түпәйлидин енергийә билән мунасивәтлик болған иқтисадий тармақта мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүргәнликини көрсәтти. Лекин у, өткүзүлгән хаталиқларниму тәкитләп, буниң билән оттура асия һөкүмәтлири вә хәлқлирини әйиблимәйдиғанлиқини, америкиниңму бу дөләтләрниң өткүнчи қийин басқучтин өтүвелиши үчүн барлиқ имканийәтлири билән ярдәм бәрмигәнликини нәзәргә елиш керәкликини тәкитлиди. У йәнә оттура асияниң мәдәнийитигә җүмлидин районниң уруқдашлиқ түзүлмиси, диний вә етник қатарлиқ алаһидиликлиригә болған чүшәнчә вә һөрмәтниң йетәрлик болмиғанлиқини әскәртти.

Униң қаришичә, ғәрб дөләтлири оттура асия мәмликәтлиригә иқтисадий җәһәттин һәм уларниң иҗтимаий түзүлмиләрни бәрпа қилишиға ярдәмләрни көрсәткән болсиму, бирақ мәзкур районда давамлишиватқан вәзийәткә тәсир көрситәлмиди.

Америка вә оттура асия

Зейно баран қирғизистан-америка мунасивәтлири һәққидә тохтилип, әйни вақитта америкидики көплигән кишиләрниң у йәрдики аталмиш инқилабни чүшәнмигәнликини көрситиш билән " у йәрдики инқилаб грузийидикин пәрқлиқ болуп, һәқиқий инқилаб әмәс, пәқәт башқа бир мәнпәәтни көзлигән гуруппидики адәмләрниң йәнә башқа бир мәнпәәтни көзлигән гуруппидики адәмләрниң һоқуқини игилиши" икәнликини, қирғизистанда һакимийәтни игилигәнләрниң һеч қандақ демократик ислаһатни йәни вашингтон көрүшни халиған ислаһатни елип беришни зиммисигә алмиғанлиқини оттуриға қойди. У "америка-қирғизистан мунасивәтлири пухта вә яхши болалмайду" дәп қарайду һәмдә һәр иккила дөләтниң қурулуш характерлик мунасивәт йолини тәпиши керәкликини тәкитләйду.

Зейно баранниң қаришичә, оттура асия мәмликәтлири өзлириниң йиганә ислам мәдәнийитидин пайдилинип, охшаш вақитта, дин билән сиясәт айрилған дөләт һәм демократик дөләт болалайтти, бирақ оттура асия рәһбәрлири өзлиригә керәк болған елемәнтлардин пайдиланмай, әксичә мусулман елементлирини бастурди. Уларниң йәнә бир намувапиқ тәрипи уларда район характерлик һәмкарлиқниң болмаслиқи вә хусусий мәнпәәт көз қаришиң күчлүклүкидур.

У, өзбекистан мәсилисидә тохтилип, әндиҗан вәқәсидин кейин америка билән өзбекистан мунасивәтлириниң соғуқлушуп кәткәнлики, өзбекистан америка үчүн җуғрапийиви сиясәт нуқтисидин алғанда, муһим дөләт болсиму, бирақ һазир америкида көплигән кишиләрниң кәримоп һөкүмити билән у йәрдики инсан һоқуқиниң дәпсәндә қилиниши сәвәбидин қайта яхшилинишни халимайдиғанлиқини көрсәтти. Униң қаришичә, йәнә бәлки америка билән өзбекистан мунасивәтлирини қайта яхшилап қелишиму мумкин.

Нзарабайевниң америка сәпири муһим вәқә

Зейно баран қазақистан президенти нурсултан назарбайевниң йеқинда елип баридиған америка зиярити һәққидә тохтилип, буниң наһайити зор вәқә икәнликини, һазир америка вә явропа иттипақи үчүн қазақистанни қоллап, қазақистанни явропа бихәтәрлики һәм һәмкарлиқи тәшкилатиниң башламчиси қилишниң зөрүрликини көрсәтти.

Униң қаришичә : президент назарбайев әқиллиқ рәһбәр болуп, қазақистан америка билән һәмкарлишип ишлимәктә, қазақистан хитай, иран, русийә билән болған мунасивәтни яхши тәңпуңлаштурмақта һәмдә америкини өз ичигә алған һәммиси билән яхши мунасивәтни сақлимақта. Қазақистан бай нефит һәм тәбиий газ записиға игә болғанлиқи үчүн райондики зор иқтисадий күч болсиму, лекин өзбекистан йәнила давамлиқ районниң сиясий вә мәдәнийәт лидери (рәһбири) болуп қеливериду, буларниң һәммисиниң өз алдиға рәһбәрлик (лидерлик) қилидиған саһәси мәвҗут болуп, шуңа ким оттура асияда лидер дегәнни талишишниң һаҗити йоқ. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.