"Муз точкиси" дегән һәптилик гезит һәққидики муназирә техи түгимиди


2006.03.01

Б б с ниң хәвәр қилишичә, хитайда "муз точкиси" дегән һәптилик гезит 1994 ‏- йилидин башлап нәшр қилинип кәлмәктә иди. Бу гезиттә 1 ‏- айниң 11 ‏- күни җуңсән университетиниң профессори юән вейси әпәндиниң "заманивилаштуруш вә тарих дәрслики китаблири" дегән мақалиси бесилғандин кейин, хтай коммунист партийиси мәркизий комитетиниң тәшвиқат министирлиқи буниңға қаттиқ ғәзәплинип, 1‏- айниң 24 ‏- күни гезитни тәртипкә селиш тоғрисида җиддий буйруқ чүшүрүп, бу гезитни тохтитивәткән.

юән әпәндиниң мақалисидә "хитайда мәктәпләрдә қоллинилидиған тарих дәрслики китаблирида әпиюн уруши, дегәндәк хитай билән чәтәлләр оттурисида йүз бәргән вәқәләр тоғрисида бирму рас гәп йоқ. Бундақ мәсилидә хитай һөкүмитиниң қандақ җавапкарлиқи барлиқи һәргиз сөзләнмәй, бәлки униңда тамамән чәтәлләргә болған өчмәнликни қозғашла мәқсәт қилиниду" дәп көрситилгән. Шундақла "җуңго яшлири гезити бурун бизни пүтүнләй хата учур белән тәрбийиләп чоң қилған иди, һазир йәнә бизниң әвлатлиримизға шундақ 'бөри сүти' әмгүзүватиду" дәп тәнқид қилинған иди. Һөкүмәт бу гезитни тохтитивәткәндин кейин, бу мәсилә хитайда вә чәтәлләрдә җиддий муназирә қозғиди. Муназирә җиддий давам қиливатқанда, хитай дөләт кабинитиниң учур -ахбарат ишханиси қаримиқидики интернет тор идарисиниң муавен башлиқи лю роңҗең 2 ‏- айниң 14 ‏- күни дуняға бир баянат елан қилип "җуңгода һечқандақ бир киши интернет торида пикир баян қилғанлиқи үчүн қолға елинғини йоқ. Җуңгода интернет тор бәтлири хәлқаралиқ өлчәм бойичә идарә қилиниватиду" дәп җакарлиған.

Лю роңҗеңдәк ялғанчилардин һәзәр әйлимигән кишини ' кесәл ейиқ' дәп аташ керәк

Хитай дөләт кабинти учур -ахбарат ишханисиниң қаримиқидики интернет тор идарисиниң муавен башлиқи люроңҗеңниң баянатини аңлиған зиялийлардин бейҗиң университетиниң сабиқ профессори җя вгобяв әпәнди 2 ‏- айниң 16 ‏- күни бир обзор йезип, уни"йеңи әсир журнили"да елан қилди.

- Люроңҗеңниң баянати дөләт кабинти учур -ахбарат идарисиниң ялғанчилиқ тарихини әң йеңи нумуссзлиқ пәллисигә көтәрди, - дәп башлайду җав гобяв әпәнди обзорини, -‏ әгәр хитайда хәлқ люроңҗеңдәк шәрмәндә ялғанчилардин һәзәр әйлимисә, өзини зиялий дәп атайдиған кишиләр бундақ кишини әйибқа буйримиса, пүтүн дуня җуңголуқни 'кесәл ейиқ' дәп аташқа һәқлиқ , - дәп обзорини давамлаштуриду җав гобяв әпәнди , - һәй люроңҗең, сән көзүңни ечип бу исимларни оқуғин,хуаңчиға 5 йиллиқ, ши тавға 10 йиллиқ, чиң шуйҗүн, люмав, вуйирән, ли йибин, лочаңфу, сәй луҗөн, дудавби қатарлиқ кишиләргә 12 йиллиқтин қамақ җазаси һөкүм қилған 'җуңго һөкүмити' әмәсму? "җуңго хәлқаралиқ өлчәм буйичә иш қиливатиду" дегән өлчәм қайси 'хәлқара'ниң өлчими? шималий корийидики ким йоңелниң хәлқарасиму, кубадики кастирониң хәлқарасиму яки қайси алвастиниң хәлқараси? сәнләр қачанғичә хәлқи- аләм алдида ялған ейтивериштин нумус қилмайсән? адәм қияпитидә яшашни халимамсән? люроңҗеңниң хотуни, балилири, уруқ туққанлири, достлири, бурун мәктәпләрдә биллә оқуған савақдашлири, силәр бу нумуссиз кишигә хәт йезиңлар, телефон қилиңлар. Һеч болмиғанда бу кишини адәм дәп аташқа лайиқ әң төвән өлчәмгә қайтуруп келишкә тиришиңлар. Хитайдики адвукатлар, бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики адвукатлар силәр люроңҗеңдәк бундақ нумуссиз ялғанчи вә коммунистик партийиниң бишәм чумақчисини сотқа тартиңлар. Америка харвард унивирситетиниң һөкүмәт мәмурийити паколтети, силәр люроңҗеңға бәргән унваниңларни қайтуруп елиңлар.

-Пүтүн ғәрб әллири, силәрму йеңидин бәлгилимә чиқирип, пүтүн дуняға дүшмәнлик билән муамилә қилидиған бундақ органларниң вивискисини елип ташлаңлар, бундақ органлар үчүн хизмәт қилидиған шәрмәндә кишиләрниң кимликини етирап қилмаңлар , - дәп обзорини давамлаштуриду җав гобяв әпәнди , - чиң сулалисиниң ахирқи йиллирида шүшилиң ,чюҗин, ваң җиңвей дегән затлар мәдәнийәтни тәрәққи қилдурушқа қарши турған кишиләрни юшурун йоқ қилиш чарисини қолланған иди. Тарих тәрәққи қилип заманимизға кәлгәндә,һазир мәдәнийәтлик хәлқ юшурун йоқ қилиш дегән чарини әмәлдин қалдурди. Әмма хитай хәлқниң, әгәр лю роңҗеңдәк инсанийәт үчүн керики йоқ, зийини бар әбләхләрни биртәрәп қилидиған бир йүрүш чариси болмиса, җуңго хәлқи буниңдин кейин дуняда йитим қалиду. Шуниң үчүн хәлқ ичидә хитай коммунистик партийисигә чумақчилиқ қилип хәлқниң пикир әркинликини боғидиған мәлунларни йоқ қилишни шәрәп билидиған әхлақ тикләш керәк. Дөләт кабинитиниң учур -ахбарәт ишханисида хизмәт қилидиған кишиләр, силәрму лю муавин җуйҗаңни көргәндә, униң көзигә ғәзәп билән 3 скунт тикилип қараңлар, әгәр униң шәрмәндә чирайида иза тартиш аламәтлири көрүлмисә, җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң һөкүмәт хадимлири қануниниң 1 ‏- маддисида бәлгиләнгән "растчил болуш" дегән сөзгә бинаән уни җазаға тартиңлар. * * * юқириқидәк муназириләрдин кейин, б б с ниң 3 - айниң 1 ‏- күнидики хәвиридә баян қилинишичә, хитайда "муз точкиси" дегән һәптилик гезит йәнә қайтидин әслигә кәлтүрөлгән. Әмма бу гезитниң баш муһәррир -тәһрирлириниң хизмити әслигә кәлтүрүлмигән. Шу сәвәбтин бу гезит һәққидики муназидә техичә аяғлашқини йоқ. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.